Бейҗиңда көврүк астидин һәйдәлгән уйғур әрздар әмди аптобустин чүшүриветилди

Әрздарларға аптобуста пул алмаслиқ, бейҗиңда 10 нәччә йилдин бери йолға қоюлуп келиватқан әнәнивий бир қаидә, әмма бу қаидә йеқиндин буян уйғур әрздарларға қарита әмәлдин қалған. Нөвәттә бейҗиңда әрз иши билән туруватқан ғоҗимәмәт җаппар, йенида белити болмиғини үчүн өткән һәптә ичидә 3 қетим аптобусдин чүшүриветилгән, әмма аптобустики беләтсиз хитай әрздарлар сәпирини давамлаштурған. Ғоҗимәмәт җаппар өткән айда хитай әрздарлар билән бирликтә туруватқан көврүк астидин һәйдәлгән иди. Йәнә ашкарилинишичә, йәрлик даириләр ғоҗимәмәт җаппарниң хотән маңлайдики қериндашлириға тәһдит селип, униң бир инисиниң миңисигә қан чүшүп дохтурханида йетишиға сәвәб болған. Хитай зорванлиқи сәвәблик ана юртида өй - маканидин айрилған, бейҗиңда қеқилип - соқулуп йүргән ғоҗимәмәт җаппар радийомизға әһвал мәлум қилиш арқилиқ дәрдигә дава издимәктә.
Юқиридики улиништин, униң әң йеқинқи қисмәтлирини өз еғизидин аңлайсиләр.