Бейҗиңда уйғур оқуғучиниң хитай оқуғучилар тәрипидин урулуш вәқәси наразилиқ қозғиди
2013.04.30
Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университети уйғур тил - әдәбият факултетиниң оқуғучиси мәмәтҗан әли ятиқидики хитай оқуғучилар тәрипидин уруп еғир яриландурулди. Бу вәқә 23 - апрелдики маралбеши сериқбуя вәқәсидин бир күн кейин йүз бәрди.
Мәмәтҗан, милләтләр университети уйғур тил - әдәбият факултетиниң 3 - қарар оқуғучиси болуп савақдашлири уни, миҗәзи силиқ кәм сөз дәп тәрипләйду. Авазини беришни халимиған бир уйғур оқуғучи мундақ дәйду: “мән униң билән бир мәктәптә оқуймән, һәммимиз униң бәк юваш икәнликини билимиз, униң һечқачан бирәрси билән гәп талишип баққининиму көрмигән идуқ.”
Мәмәтҗан 4 хитай оқуғучи билән бир ятақта йетишқа орунлаштурулған болуп, вәқә йүз бәргән күни у ятиқида кино көрүватқан икән. ятақта 3 хитай оқуғучи қалған болуп, уларниң бири келип бикардин бикар мәмәтҗанға есиливелип бозәк қилған, мәмәтҗан униң қәстән чатақ териш үчүн қиливатқанлиқини сезип, еғир бесиқлиқ билән җим турувалған. Әмма хитай оқуғучи һәддидин ешип униң гелини сиққан. Мәмәтҗан уни иттириветип аваричилиқ теримаслиқни ейтқан, әмма у хитай оқуғучи тосаттин мәмәтҗанниң көзигә бир муш урған, униң арқисида турған йән бир хитай оқуғучи орундуқ билән мәмәтҗанниң бешиға қаттиқ урған, у өзини оңшап болғичә 3 - оқуғучи айриған қияпәткә киривелип, униңға есиливелип қалған иккийләнниң думбалишиға тутуп бәргән.
Вәқә йүз бәргәнликидин хәвәр тапқан мәктәп аманлиқ сақчилири дәрһал йетип келип җедәл чиқарған үч нәпәр хитай оқуғучини елип кәткән. Әмма сорақ қилип болупла бирәйләнни тутуп қелип қалған иккисини дәрһал қоюп бәргән.
Мәмәт җанниң бир көзи еғир зәхмиләнгән болуп, дохтурлар униң бундин кейин көзәйнәк тақимиса болмайдиғанлиқини ейтти. Меңисиму зәхмиләнгәнликтин қаттиқ ағриватқан болуп, дохтурлар униң меңисигә техи ениқ диагноз қоймиди.
Ғәзәпләнгән 200 дин артуқ уйғур оқуғучи милләтләр университетиниң һойлисиға йиғилип мәктәп рәһбәрлиридин бу делони адил бир тәрәп қилишни вә мәмәтҗанниң дохтурхана чиқимлирини көтүрүшни тәләп қилди. Мәктәп рәһбәрлики дохтурханиға 8000 йүән йәткүзүп бәргән болуп дохтурхана хадимлири бу пулниң түгәп қалғанлиқини мәмәтҗанниң бир - икки күн ичидә чиқип кетиши керәкликини ейтти.
Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң мәктәп рәһбәрлири, топлишивалған уйғур оқуғучиларға һәр хил идийә тәрбийә хизмәтлири ишләп уларни тарқитивәткән. Идийә - тәрбийә хизмити ишләш һазирғичә давам қилмақта. Хитай оқуғучилар билән уйғур оқуғучилар оттурисидики өчмәнликниң кәскинлишип кәткәнликини көргән мәктәп рәһбәрлири уйғур оқуғучиларниң өч елишидин әнсирәп, дәрһал уйғур оқуғучиларниң ятақлирини айриди.
Бейҗиңдики милләтләр университетида оқуйдиған оқуғучилар бурун һәр бир уйғур оқуғучиниң хитай оқуғучилар ятақлириға чечип орунлаштурулғанлиқини, әмма вәқәдин кейин уйғур оқуғучиларниң өз ара биллә туруш пурситигә игә болғанлиқини билдүрүшти. Биз уларниң ятақлирини айрилғандин кейин бихәтәр һес қилған - қилмиғанлиқлирини сориғинимизда исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур оқуғучи мундақ дәйду:
“ятақни айриған биләнла һәл боламду, шәһәр мушуларниң, мәктәп мушуларниң һәммә немә мушуларниң қолида, униң үстигә бизниң санимиз бәк аз.”
Чәтәлдики уйғур көзәткүчиләр бу вәқәни сериқбуя вәқәсигә бағлап чүшәндүрди. Уйғур канада җәмийитиниң муавин рәиси адил аббас бу тоғрида мундақ дәйду:
“хитай һөкүмити уйғурларни давамлиқ террорист көрситип тәшвиқ қилип кәлди, өзиниң хитайлирини һимайә қилип уйғурларни халиғанчә бозәк қилди, шуниң билән..”