Парат өткүзүлгән бейҗиңдин йирақтики уйғур елидиму қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди
2015.09.03

Хитай һөкүмити японға қарши урушниң 70 йиллиқиға беғишланған паратини бейҗиңда өткүзди. Әмма пүтүн хитай миқясида 3 күнлүк дәм елиш елан қилинип, җай - җайларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елиниши, аммиви тәшвиқатниң күчәйтилиши қатарлиқлар хәлқараниң диққитини қозғиди. Игилигән әһваллардин мәлум болушичә, уйғур елиниң үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрлиридә, һәтта йезилардиму 3 - сентәбир парат мәзгилидә барлиқ ишчи - хизмәтчиләр 3 күнлүк дәм елишқа қоюп берилгән; мәктәпләрниң дәрси бир һәптә кечиктүрүлгән; йезиларда деһқанлар кәнт - кәнтләрдә йиғивелинип, колликтип һалда японға қарши урушниң 70 йиллиқи үчүн өткүзүлгән паратни көрүшкә тәшкилләнгән.
Хитай һөкүмити 3 - сентәбир йәни пәйшәнбә күнидики паратни тинч - аман өткүзүвелиш үчүн бир айдин буян бейҗиңда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қойған иди. Бирнәччә күндин буян хитай мәтбуатлири вә хәлқара таратқуларда елан қилинған хәвәрләрдин мәлум болушичә, бейҗиң һөкүмити паратниң оңушлуқ вә бихәтәр өткүзүлүши үчүн хитай коммунист һөкүмити тарихидики әң қаттиқ бхәтәрлик тәдбирлирини алған. Бейҗиң шәһәрлик һөкүмити сентәбир ейида бейҗиң аһалилириниң көндүрүлгән кәптәрлирини учурушини чәклигәндин сирт, парат күни асманда учуп йүргән қушларни қорқутуп қачуруветиш үчүн мәхсус шуңқар тәрбийилигән. Хитай һава армийиси йәнә парат күни һавада номур көрситидиған һәрбий айропиланлар учуп өтидиған линийәләрдики қуш чаңгилирини чугиветиш үчүн мәхсус макака маймунлирини тәрбийилигән. Шәһәр ичидә қатнайдиған һәрқандақ аммиви аптобус, тирамвай, йәр асти пойизи қатарлиқларға қораллиқ әскәрләр чарлашқа орунлаштурулған, тйәнәнмен мәйдани әтрапидики меһманханиларниң паратқа мунасивәтсиз кишиләрни қобул қилиши чәкләнгәнлики, дохтурханилар балнистта йетип даваланмайдиған бимарларни көрүшни тохтатқанлиқи қатарлиқ әһваллар ашкариланған иди.
Таратқуларда хитай һөкүмитиниң 3 - сенбтәбирдики паратни оңушлуқ өткүзүвелиш үчүн, мәхсус уқтуруш чүшүрүп, бу хил қаттиқ бхәтәрлик тәдбирлирини бир айдин буян пүтүн хитай миқясиға қәдәр кеңәйткәнлики хәвәр қилинған иди. 3 - Сентәбир күни радийомиз үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрләргә телефон қилип игилигән әһваллардин, парат өткүзүлгән бейҗиңдин нәччә он миң клометир йирақлиқтики уйғур шәһәр, йезилиридиму қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири йолға қоюлуп,, сиясий тәлим - тәрбийә, тәшвиқат паалийәтлири елип бериливатқанлиқи мәлум болди.
Үрүмчидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур ханим, көплигән идариләрдә бу 3 күнлүк дәм елишта той - төкүн, чоң типтики меһмандарчилиқ қатарлиқ аммиви паалийәтләрни орунлаштурмаслиқи, ишчи - хизмәтчиләрниң йирақ сәпәргә, сәйлә - саяһәткә чиқмаслиқи тәвсийә қилинғанлиқи үчүн, өзлириниң аилә бойичә олтуруп, бейҗиңда өткүзүлүватқан паратниң әмәлий әһвалини көрүватқанлиқини билдүрди. У баянида һөкүмәт үч күнлүк дәм елишқа қоюп бәргини үчүн, үрүмчи шәһиридә йәкшәнбә күни йәни 6 - сентәбир күни һөкүмәткә қарашлиқ барлиқ идарә,җәмийәт хизмәтчилириниң ишқа баридиғанлиқи, пүткүл оттура, башланғуч, алий мәктәпләрниңму йәкшәнбә күни йеңи мәвсүмлүк оқушини башлайдиғанлиқини билдүрди.
Униңдин японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләйдиған парат бейҗиңда өткүзүлүватқан туруқлуқ, нәччә он миң клометир йирақлиқтики үрүмчидә йәнә немә үчүн шунчә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинғанлиқини сориғинимизда, бу ханим “японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш дөлитимизниң чоң иши турса, әлвәттә бу паалийәтни хатирҗәм өткүзүш үчүн барлиқ тәдбирләр елиниду - дә дәп җаваб бәрди.
Радийомиз игилигән әһваллардин, өткән һәптидин буян уйғур елиниң җәнуб - шималидики вилайәт, наһийиләрдин үрүмчигә қатнайдиған йолучилар аптобуслири азайтилип, тәкшүрүш күчәйтилгини үчүн, дәм елишқа қоюп берилгән хизмәтчиләрму илгирики байрам мәзгиллиридикидәк узун йоллуқ саяһәт - сәпәргә чиқиш паалийәтлирини азайтқан. Йеңи оқуш мәвсүми үчүн үрүмчигә қатнайдиған университет оқуғучилири үчүн 3 - сентәбир күни чүштин кейиндин башлап йолучилар аптобуслири көпәйтилгән.
Уйғур елидики мәлум йезидин зияритимизни қобул қилған бир ханимниң билдүрүшичә, йезидин үрүмчидики алий мәктәпләргә берип оқуйдиған оқуғучилар пәйшәнбә күни чүштин кейнки яки кәчлик аптобусларға олтуруп үрүмчигә қарап йолға чиққан. Бейҗиңда парат өткүзүлидиғини үчүн наһийә тәвәсидики мәктәпләр йеңи оқушни бултурқидин бир һәптә кечикип 6 - сентәбир йәкшәнбә күни башлайдиғанлиқи уқтурулған. Һөкүмәт хизмитини қиливатқан барлиқ хадимлар 3 күнлүк дәм елишқа қоюп берилгән болсиму, әмма бүгүн йәни пәйшәнбә күни һәрқайси кәнтләрдики кадирлар вә бир қисим деһқанлар йиғивелинип, колликтип һалда бейҗиңда өлкүзүлүватқан паратниң нәқ мәйдан көрүнүшини көрүшкә орунлаштурулған.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмити японға қарши уруш ғәлибисиниң 70 йиллиқини хатириләш намида өткүзүлүватқан парат мәзгилидә, пүтүн хитай бойичә қаттиқ бхиәтәрлик тәдбирлири алғандин башқа йәнә, интернет - телефон учурлириғиму қаттиқ тәдбирләрни қоллинип, хитайдики аммиви тор бекәтлиридини бәйду, сина, қатарлиқ тор бәтләргә мәхсус уқтуруш тарқитип, бу тор бәтләрдин тордашлар йоллиған учурларға қарита қаттиқ тәкшүрүшни йолға қоюшни тәләп қилған. 3 - Сентәбир күнидики уйғурчә тор бекәтлирини тәкшүргинимиздә, тор бекәтлиригә йолланған японға қарши урушниң 70 йиллиқ ғәлибисини хатириләш үчүн өткүзүлгән бейҗиңдики парат һәққидики хәвәр вә сүрәтләрниң хитайниң шинхуа агентлиқи қатарлиқ һөкүмәт таратқулиридин елинғанлиқи, әмма бу хәвәр вә сүрәтләргә йезилған инкасларниң толиму аз болушиға қаримай, һәммисидила хитай һөкүмитини мәдһийиләйдиған мәзмунлардин тәркип тапқанлиқи мәлум болди.