Бейҗиңдики үч иш беҗириш орнида уйғур әрздарларни солайдиған қәпәс ясалған
2014.08.14
Бейҗиңға кәлгән уйғур әрздарлар, хитай дөләт органлиридин тегишлик җавабқа еришәлмигәндин кейин, бейҗиңдики б д т кишилик һоқуқ комитети вә америка әлчиханилириға берип хитай һөкүмити үстидин шикайәт қилип келиватқан вә бәзилири чәтәл мухбирлириға өзиниң әһвали вә районниң вәзийитидин мәлумат берип келиватқан иди. Уйғур әрздарларниң бу түр һәрикәтлиридин биарам болған хитай даирилири, уларни контрол қилишниң йәнә бир йеңи тәдбирини йолға қойған.
Ашкарилинишичә, бейҗиңдики үрүмчи, қәшқәр вә санҗи иш беҗириш орни өзлириниң хизмәт бинасиниң үсти вә қорусиға мәхсус уйғур әрздарларни солайдиған қәпәс тәсис қилған. Бу қәпәстә йетип чиққан әрздарларниң баян қилишичә, сим тордин ясалған бу қәпәстә ятқан әрздарлар, йәрликтин сақчилар келип йөткәп кәткүчә тутуп турулидикән вә әрздарларниң ачлиқтин өлүп қалмаслиқи үчүн бир вақ тамақ берилидикән.
Уйғур әрздарлар мәсилиси, хитай җәмийәткә ашкарилинишини халимайватқан; болупму дуняниң билип қелишини халимайватқан мәсилиләрдиндур. Әрздарлар болса хитай тутуш вә солаш тәдбирлири билән бойсундуралмайватқан вә дәвасидин ваз кәчтүрәлмәйватқан күрәшчиләрдур. Шуңа уйғур әрздарлардин биарам болған хитай даирилири, йеқинқи бир ахбарат баянатида, уйғур әрздарларниң радиомиз тәрипидин күшкүртиватқанлиқи һәққидә шикайәт қилған, әмма бу шикайәт хәлқара ахбарат орунлириниң диққитини қозғиялмиған иди.
Юқиридики аваз улиниши арқилиқ, бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни бейҗиңдики қәпәсләрдә йетип чиққан әрздарларниң ағзидин аңлайсиләр.