Ишләпчиқириш, қурулуш армийисиниң мәвҗут болуп туруши уйғурларниң һәқ-һоқуқлириға хилап
2012.10.17
Хитайниң уйғур елидин ибарәт чегра муқимлиқини сақлаш үчүн қойған бу мустәһкәм күчи әмәлийәттә һәр заман, һәр җәһәттә уйғур ели вә хәлқигә нисбәтән тәһдити бир күч болғандин сирт, униң мәвҗут болуп туруши қанунсиз бир һадисә.
Коммунист хитай һөкүмити биңтуән дәп атаватқан шинҗаң ишләпчиқириш, қурулуш армийисини, уйғур елини аптоном район қилип қуруштин бир йил бурун, йәни 1954-йили қуруп чиққан.
Шинҗаң ишләпчиқириш, қурулуш армийиси қурулма җәһәттин партийә, һөкүмәт, армийә, ширкәт бирләштүрүлгән, сиясий-қанун, деһқанчилиқ, завут, кан, кархана, маарип, сода, ташқи сода, мәдәнийәт қатарлиқ һәммә тармақлири толуқ болған, уйғур аптоном райони башқурушиға бойсунмайдиған, дөләт игиликидики өлкә дәриҗилик пәвқуладдә бир орган.
Нөвәттә униң тәңритағниң җәнуб шималидики һәр қайси булуң пучқақларғичә 14 девизийә, 174 деһқанчилиқ, чарвичилиқ мәйдани, 3 милйонға йеқин хитай нопуси бар. Статистикиларға қариғанда 50 йил мабәйнидә уйғур елидә һәр үч йерим мо терилғу йәрниң бир мосини биңтуән игилигән. Шундақ дейишкә болидуки, уйғур аптоном райони қанчилик чоң болса биңтуән униңдин қелишмайдиған даиридә. Әмәлий һәрбий күч вә сиясий һоқуқ җәһәттә болса биңтуән уйғур аптоном районидинму күчлүк һоқуқларға игә бир гәвдә.
Шуңиму хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән даң чиқарған тәйвәнлик хитай тәтқиқатчи лин бавхуа өзиниң “1949-йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң” дегән китабида биңтуәнни тәсвирләп “у халиған вақитта қораллиналайду, мәхсус миллий аптономийигә тақабил туридиған бундақ хитай оргини-биңтуән дәйдиған шәкил дуняниң башқа җайлирида йоқ” дәп язған.
Биңтуән қурулма, характер, функсийә һәр тәрәптин уйғур аптоном райони чеграси ичидә қурулуши вә мәвҗут болуп туруши миллий территорийилик аптономийә қануниға хилап һадисә. Хитайниң миллий территорийилик аптономийә қанунида аптоном райондики йәрлик милләт, аптоном район ичидә әң һоқуқлуқ милләттур дейилгән.
Биңтуән игидарчилиқидики шихәнзә университетиниң сабиқ оқутқучиси, һазир америкида яшаватқан илшат һәсән әпәнди, биңтуәнниң бәрпа қилиниши вә һазирму мәвҗут болуп турушиниң өзи қанунсизлиқ дәп көрсәтти.
2011-Йили 25-феврал сәһәрдә үрүмчиниң ғәрбий теғидики хитай армийә мәшиқ базисида һәрбий сигнали яңриди, бу 200 миң кишилик биңтуән ишчи, хизмәтчи әскәрлирини раст оқ, раст қораллар билән һәрбий мәшиқ қилдурушниң муқәддимиси иди.
Биңтуән һәрбий ишлар бөлүминиң башлиқи гав луңфу биңтуән мәтбуатлириға “мәркәзлик мәшиқ қилдуруш, ишчи, хизмәтчиләрниң әскәрлик еңини ашуруш, муқимлиқни сақлап, чигрини қоғдаш иқтидарини өстүрүштики бир муһим мәзмун” деди вә биңтуәндики хәлқ әскәрлириниң әмәлий иқтидарини ашуруш үчүн 2010-йилидин 2020-йилғичә болған тунҗи һәрбий пилан түзүлгәнликини ашкарилиди.
Йәрлик милләтләр районида һәр қандақ бир күчниң йәрлик милләтләргә тәһдит яритиши вә уларниң мәнпәитигә зиян селиши, хитай һөкүмити имза қойған бирләшкән дөләтләр тәшкилати йәрлик милләт һәқ-һоқуқ әһдинамисидиму мәхсус маддилар арқилиқ чәкләнгән. Униң 11-маддисида “йәрлик хәлқләр башқилардин пәрқлиқ болғанлиқи үчүн йәрлик хәлқләр әркинлик, тинчлиқ вә бихәтәрлик ичидә коллектип болуп яшаш һоқуқиға игә вә һечбир шәкилдики қирғинчилиққа, зораванлиққа, мәҗбурий һалда балилириниң бир йәрдин-бир йәргә йоткиветилишигә учримаслиқи керәк.”
28-Маддисида “йәрлик хәлқләр, өзлириниң һечбир разилиқи, әркин һалдики қарари вә толуқ мәлуматлиқ шәрти астидики мақуллуқисиз, тарихтин буян игә болған, игилигән вә ишләткән тупрақлириниң вә йәр байлиқлириниң мусадирә қилиниши, тартивелиниши, ишғал қилиниши, қоллинилиши вә яки бузғунчилиққа учритилишидин келип чиққан барлиқ зиянларни, имкан бар болса қайта әслигә кәлтүрүш, әгәр әслигә кәлтүрүшкә имканийәт болмиса, бу зиянлар һәққидә адил һәм мувапиқ төләмгә еришишкә һоқуқлуқ. 30-Маддисида “уларниң мақуллуқи вә яки тәлипи болмиған шараитта вә яки толуқ һәққаний сәвәбләргә таянмиған шәрт астида, дөләт йәрлик хәлқләрниң земини вә территорийисидә әскири һәрикәт елип бармаслиқи шәрт.” дәп ениқ бәлгиләнгән.
Хитай һөкүмити биңтуәнни шинҗаңдин ибарәт чегра районниң муқимлиқини қоғдиғучи чекинмәс боз йәр өзләштүрүш қисми дәйду. Биңтуән 50 нәччә йил җәрянида уйғур елиниң су вә мунбәт тупрақ, вә тәбиий байлиқлирини игиләп һәр тәрәптин зорайди вә уйғур елидики хәлқниң һөкүмәткә болған наразилиқлирини бастуруштики әң авангарт, әң актип күч болуп кәлди. Шуңа уйғур елидики йәрлик хәлқләр билән биңтуән оттурисида миллий, сиясий, диний, мәдәнийәт, иқтисадий зиддийәтләрму биңтуәнниң күчиниң зорийишиға әгишип өткүрләшти, мурәккәпләшти. Елшат һәсән әпәнди хитайниң биңтуән билән йәрлик оттурисидики зиддийәтләрни һәл қилиш вә уйғур елини муқимлаштурушни мәсилини йошуруш, наразилиқни бесиш усули билән ишқа ашуралмайдиғанлиқини, әмәлийәттә биңтуәнниң күчини зорайтқансери зиддийәтниңму тәң чоңийип баридиғанлиқини оттуриға қойди вә буниң һәл қилиш усули пәқәт биңтуәнни тарқитиветиш дәп мулаһизә қилди.
Әксичә, хитай һөкүмити шинҗаң хизмәт йиғинидин кейин оттуриға қоюлған“шинҗаңниң һалқима тәрәққияти истратегийиси” арқилиқ биңтуәнниң күчини йәниму зорайтти. Хитай тәшвиқ васитилиридә биңтуәнниң һәр тәрәптин зорийишини “биңтуән йеңи тарихий башлиниш нуқтисида йеңи сәһипә ачмақта” дәп тәсвирлимәктә.