Ослода “бир аваз, бир қәдәм” намайиши өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.03.15
bir-awaz-bir-qedem-norwegiye.jpg “бир аваз, бир қәдәм” шоариға җор болған норвегийәдики уйғур аяллири, балилар вә һәрсаһә уйғур җамаитиниң намайишидин көрүнүш. 2018-Йили 15-март, норвегийә.
RFA/Ekrem

Уйғурлар 15-март норвегийәниң осло шәһиридә “бир аваз, бир қәдәм” шоари астида намайиш елип барди.

“бир аваз, бир қәдәм” шоариға җор болған норвегийәдики уйғур аяллири, балилар вә һәрсаһә уйғур җамаити 15-март күни осло шәһиригә җәм болуп, намайиш елип барған.

Норвегийәниң осло шәһиридики уйғур зиялийлиридин хәлчәм мәмтимин қатарлиқ уйғур аяллириниң тәшкиллиши, норвегийә уйғур комитетиниң қоллиши вә д у қ рәһбәрлири һәмдә норвегийәдики уйғурларниң иштиракида өткүзүлгән бу намайиш 2 саәт давам қилған.

Намайишчилар ай юлтузлуқ көкбайрақниң сүрити бесилған шарпа, яғлиқ вә түрлүк бәлгиләрни үстигә артип, ай юлтузлуқ көкбайрақ һәмдә һәрхил шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүшүп намайиш қилған. “бир аваз, бир қәдәм” шоари астидики бу намайиш бүгүн дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан көплигән дөләтләрдә елип берилған.

Норвегийә уйғур комитети мәсуллиридин хәлчәм мәмтимин ханим зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи намайиш үчүн норвегийәдики уйғур аяллириниң бирқанчә айдин буян һазирлиқ қилғанлиқини, бүгүнки намайишниң өзлири пәрәз қилғандикидин нәтиҗилик болғанлиқини тилға алди.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәндиму бу һәқтә тохтилип, өз тәшкилатлириниң норвегийәдики уйғур җамаитини бу қетимлиқ намайишқа сәпәрвәрлик қилиш ишлирида қолидин келишичә ярдәмдә болғанлиқини тәкитлиди.

Д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәндиму зияритимизни қобул қилип, “бир аваз, бир қәдәм” намайишиниң нәтиҗилик өткүзүлгәнликини муәййәнләштүрди.

16-Март күни осло шәһиридики “нобел әркинлик сарийи” да америка демократийәни илгири сүрүш фондиниң маддий ярдими билән д у қ, норвегийә уйғур комитети, рафто кишилик һоқуқ фонди бирликтә “шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийитидин мәлумат бериш йиғини” өткүзидиған болуп, бу йиғинға қатнишиш үчүн йолға чиққан америка, германийә, канада қатарлиқ дөләтләрдики долқун әйса башлиқ д у қ рәһбәрлири 15-март осло шәһиригә җәм болған.

Д у қ вә норвегийә уйғур комитети рәһбәрлириниң билдүрүшичә, 17-18-март күнлири осло шәһиридә йәнә “уйғур яшлирини демократийә, кишилик һоқуқ, қануний билимләр билән тәрбийәләш курси” өткүзүлидикән һәмдә 18-март кәчтә норуз паалийити болуп өтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.