Керийидә қәтлә қилинишқа дуч кәлгән 4 йерим айлиқ һамилиниң ата-аниси дохтурханидин қачти
2013.12.31
Керийиниң ариш йезисида өткән һәптиниң чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири, хитай даирилири 4 нәпәр һамилидар аялға қарита бала чүшүрүш оператсийиси елип берип 5 айлиқтин 9 айлиққа қәдәр болған 4 һамилини қәтлә қилған иди.
Қәтлиам керийидики нурлуқ дохтурханисида елип берилған иди. Мәлум болушичә мәзкур дохтурханида қәтлә қилинишни күтүп ятқан йәнә бир 4 йерим айлиқ һамилиниң ата-аниси түнүгүн чүштин кейин дохтурханидин қачқан. Улар мөкүнүш арқилиқ хитай даирилириниң бу қәтлиамдин ваз кечишини күтмәктә. Бүгүн мухбиримизниң соаллириға җаваб бәргән мәзкур йеза башлиқи, әһвал ахбаратқа ашкариланғандин кейин, һамилә қәтлә қилишни вақтинчә тохтатқанлиқини баян қилди.
Вәқәниң дуняға ашкариланғанлиқидин аз-тола үмидләнгән мәтқурбан нури вә униң һамилидар аяли розихан мәмәт, түнүгүн зияритимизни қобул қилғандин кейин дохтурханидин үн-түнсиз чиқип кәткән.
Мухбир: сиз һазир қәйәрдә?
Мәтқурбан: биз һазир сиртта. Түнүгүн дохтурханиға 2300 йүән оператсийә пулини тапшуруветип, бизгә қараватқан мәһәллә башлиқи биздин узақлашқан вақитта ғиппидә йенип чиқтуқ.
Мухбир: планиңлар немә?
Мәтқурбан: бирқанчә күнгичә көрүнмәй йүрсәк, вәзийәт оңшулуп қалар дәп ойлаватимиз.
Мухбир: дохтурханидин қечип чиқиватқан вақтиңларда силәрниң алдиңларни тосқучилар чиқмидиму?
Мәтқурбан: яқ, ундақ болмиди. Раст, йәнә бир иш: 4-5 йилиниң алдида коператсийигә, йәни дадүйгә 35 миң сом өтнә берип турған идим; бу пулни нәччә қетимлап ялвуруп сорисамму техичә маңа қайтурмайватқан, үлүшкүн бизни дохтурханиға әкелишниң алдида секретар шу 35 миң сом пулни алдимға қоюп, әгәр балини чүшүрсәң мушу пулуңни қайтуримиз дегән; мәнму мақул дәп пулни алған идим. Шуңа түнүгүн дохтурханидин қачқан чеғимда шу пулни тартип еливалмисун дәп қорқуп, банкидики 30миң сом қәрзимни қайтурувалдим....
Мухбир: болиду, сизгә хатирҗәмлик тиләймиз, биз башқилар билән көрүшүп бақайли.....
Мухбир: сиз йеза башлиқи әнвәр исмаилму?
Йеза башлиқи: мән муавин йеза башлиқи әнвәр мөмин.
Мухбир: силәрниң бу йәрдә немә иш болуп кетип бариду һазир?
Йеза башлиқи: һеч иш болмиди, бизниң бу йәрдә?
Мухбир: балиларни өлтүрүш, ана қарнидики 5-6, 7-8 айлиқ балиларни қәтлә қилиш адәттики ишму силәрниң бу йезида?
Йеза башлиқи: ....
Мухбир: бу тунҗи қетим йүз бәргән ишму бундин бурунму болуватқанму?
Йеза башлиқи: тунҗи қетим. Тунҗи қетим болуватиду. Пиланлиқ туғут сияситидә деһқанларға 3 пәрзәнт дейилгән болғачқа.....
Мухбир: санғу шундақ. Бирақ 4 айлиқтин ашқан балиларни чүшүрүшкә болмайдиғанлиқидин хәвириңлар барму-йоқму силәрниң?
Йеза башлиқи: хәвиримиз бар. Бирақ вилайәт бу ишни бәк чиң тутиду, бир балиму ошуқ туғулса болмайду дәп тәләп қойиду; униң үстигә бир беләт билән һәммини рәт қилиш дәйдиған түзүм бар, бу дегәнлик йезида бир бала ошуқ туғулса, йезиниң башқа хизмәтлири аптоном район бойичә алдинқи қатарда болсиму һесабқа елинмайду, бесим бәк еғир...
Мухбир: вилайәттин бесим еғирму бу җәһәттин?
Йеза башлиқи: яқ деһқанлардин. Деһқанларни чиң тутсақ қечип кетип сиртта туғуп келиду, гәп аңлимайду, мушу қетимқи һәммиси саватсизлар......
Мухбир: бирақ һазир силәрниң җазалаватқиниңлар сиз саватсиз дәватқан у деһқанлар әмәс, ана қарнидики бигунаһ бовақ, бир җан. Силәр мушуларни нурлуқ дохтурханисиға қандақларчә тутқузуп қоялидиңлар?
Йеза башлиқи: аптоном районлуқ пиланлиқ туғут комитетиниң мунасивәтлик һөҗҗәтлиридә....
Мухбир: шу һөҗҗәттә 4 айлиқ юқири һамилини чүшүрүветишкә болиду дегән мадда бармикин?
Йеза башлиқи: ундақ йоқ. Бирақ пиланлиқ туғут дөләтниң түп сиясити болғандикин чиң тутмисақ болмайдикән.
Мухбир: силәр мушу һәптә ичидә һазирғичә чүшүрүвәткән бала қанчә?
Йеза башлиқи: үчқу дәймән, мән бу ишқа йеңи мәсул болдум, тәпсилатини уқмаймән.
Мухбир: һазир силәр чүшүрмәкчи болған йәнә қанчиси бар?
Йеза башлиқи: әмди йоқ, ундақ қилишни тохтаттуқ.
Мухбир: қачандин бери тохтаттиңлар?
Йеза башлиқи: түнүгүндин бери тохтаттуқ.
Мухбир: немә сәвәб билән, қандақ бир уқтуруш билән тохтаттиңлар:
Йеза башлиқи: түнүгүн вилайәттә кеңәйтилгән йиғин ечиливатқан, шу йәргә мәркәздин телефон кәпту, шуниң билән тохтаттуқ. Түнүгүн мәтқурбан дәп бирсини қоюп бәрдуқ.
Мухбир: мәтқурбан аяли билән дохтурханидин қачтиму яки силәр қоюп бәрдиңларму?
Йеза башлиқи : биз қоюп бәрдуқ.
Мухбир: пат арида уни йәнә тутуш, дохтурханиға әкелиш еһтималиңлар барму?
Йеза башлиқи: яқ ундақ қилмаймиз.
Юқириқи йеза башлиқи керийиниң ариш йезисида йүзбәргән һамилә қәтлә қилиш вәқәсини васитилик һалда вилайәткә артмақта. Йәнә мәлум болушичә мәзкур йеза рәһбәрлириниң һамилә қәтлә қилишни тохтитиши пәқәт бейҗиңдин кәлгән намәлум бир телефонға асасәнла қарар қилинған. Бу һәқтә мәхсус чүшкән бирәр язма һөҗҗәт яки уқтуруш һазирчә мәлум әмәс.