5 Миң кишилик намайиш үчүн чақириқлар давам қилмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.02.13
5-ming-kishilik-namayish.jpg Брусселда өткүзүлидиған 5 миң кишилик намайишниң логоси.
RFA/Ekrem

Бүгүн 13-феврал күни “5 миң кишилик намайиш тәйярлиқ комитети” д у қ тор сәһиписи вә иҗтимаий таратқуларда “явропа парламенти алдидики 5000 кишилик намайиш үчүн алға!” намлиқ тунҗи қетимлиқ намайиш чақириқини елан қилди.

Чақириққа асасланғанда, “дуқ вакаләтсиз милләтләр тәшкилати (у н п о) билән бирликтә, явропа дөләтлиридики норвегийә уйғур комитети, шветсийә уйғур маарип уюшмиси, финландийә шәрқий түркистан җәмийити, белгийә уйғур җәмийити, голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити, шветсарийә шәрқий түркистан җәмийити, әнглийә уйғур җәмийити, фирансийә уйғур комитети, германийә уйғур аяллар комитети вә германийәдики явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати қатарлиқ 10 уйғур тәшкилатиниң тәшкиллиши астида намайиш тәйярлиқ комитетини қуруп чиққан һәмдә мәзкур комитетқа әза тәшкилатлар өзлири турушлуқ дөләтләрдә намайишқа сәпәрвәрлик қилиш хизмәтлирини қанат яйдурған.” 

Мәлум болғинидәк, д у қ 23-январ явропа иттипақиниң белгийә пайтәхти бирюсселдики парламент бинаси алдида 5 миң кишилик намайиш тәшкилләш чақириқини елан қилғандин кейин, дуняниң һәр йәрлиридики уйғурлар бу паалийәткә қизғин аваз қошуп, иҗтимаий таратқуларда бу һәқтә түрлүк син вә үн әсәрлири елан қилмақта иди. 

11-Феврал күни, “5 миң кишилик намайиш тәйярлиқ комитети” әзалириниң 2-қетимлиқ телефон йиғини болуп өтти. Нәқ мәйдандин алған мәлуматимизға көрә, бу телефон йиғиниға д у қ рәиси долқун әйса әпәнди риясәтчилик қилди вә 10 дин артуқ дөләттин 20гә йеқин уйғур тәшкилат вәкиллири қатнашти. Йиғинда тәйярлиқ комитетиға әза болған һәрқайси дөләттики тәшкилат вәкиллири өзлириниң хизмәтлиридин мәлуматлар берип өтти. 

Дуқ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, америкидики бир қисим уйғурларму явропа парламенти алдида өткүзүлидиған 5 миң кишилик намайишқа қатнишиш үчүн айропилан беләтлирини елип болған. 

“норвегийә уйғур комитети” рәиси бәхтияр өмәр әпәндиниң йиғинда қилған пикирлиридин мәлум болушичә, мәзкур тәшкилат өз алдиға 9 кишидин тәркиб тапқан намайишқа сәпәрвәрлик қилиш гурупписи тәшкиллигән һәмдә алдимиздики күнләрдә норвегийәниң һәрқайси районлириға берип, уйғур җамаитини қозғаш, намайишқа қатнашқучиларни тизимлаш паалийәтлиридә болидикән. Улар йәнә, уйғур аяллиридин мәхсус аялларни һәрикәткә кәлтүридиған айрим бир гуруппиму қуруп чиққан. Иҗтимаий таратқуларда мәхсус алақә торлирини қуруп, 4-айниң 27-күнидики намайишниң тәшвиқатини башлиған. 

“белгийә уйғур җәмийити” рәиси абдуллам әпәнди сөзидә, дуняниң һәр йәрлиридин кәлгән намайишчи уйғурларни айропилан истансилирида, пойиз вогзаллирида күтүвелиш, машина билән кәлгән намайишчиларниң машинилирини тохтитидиған мәйданларни уқушуш, намайишчиларни явропа парламенти алдики намайиш мәйданиға елип бериш қатарлиқ хизмәтләрниң пиланлирини қиливатқанлиқини билдүрди. 

Голландийәдики “явропа шәрқий түркистан маарип уюшмиси” мәсуллиридин обулқасим әпәндиму йиғинда мәлумат берип, голландийәдә 5 миң кишилик намайиш үчүн сәпәрвәрлик хизмәтлириниң кәң қанат яйдурулуватқанлиқи, иҗтимаий таратқуларда мәхсус син филимлири ишлинип тарқитиливатқанлиқи вә намайишқа қатнашқучиларниң тизимлиниватқанлиқини әскәртти.

Бу қетимқи телефон йиғинида йәнә фирансийә, әнглийә, финландийә, шиветсийә, шветсарийә, германийә қатарлиқ 10 дин артуқ дөләттин йиғинға қатнашқан тәшкилат мәсуллириму өзлири турушлуқ дөләттә 5 миң кишилик намайиш үчүн елип бериливатқан сәпәрвәрлик паалийәтлири тоғрисида мәлуматлар бәрди. 

Дуқ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди йиғин ахирида, һәрқайси дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириниң бу 5 миң кишилик намайиш үчүн сәрп қиливатқан әҗри, пидакарлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

Дуқ рәиси долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, явропа парламенти алдида 4-айниң 27-күни өткүзүлидиған намайишниң әһмийити һәққидики қарашлирини баян қилип өтти.

Мәлум болушичә, 4-айниң 27-күни явропа парламенти алдида өткүзүлидиған бу намайишқа явропадики уйғурлардин сирт, шималий америка, японийә вә түркийә қатарлиқ 20 гә йеқин дөләттин уйғурлар келип қатнишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.