Аһалиләр бүгүр исяни бастурулуш давамида өйлиридин қечип чиқип кевәзликтә далдиланған
2014.10.23
Йеқинда хоңкоңдики бир кишилик һоқуқ учур мәркизи, бүгүр исяни бастурулуш давамида, хитай қораллиқ күчлириниң исянға мунасивәтсиз кишиләрниму оққа тутқанлиқини хәвәр қилди. Хәвәрдә, буниңға пакит сүпитидә, хитай сақчилириниң йеңисар базирида бир гумандарни йошурунди дәп қаралған бир өйни қара-қоюқ оққа тутуп, шу аилидики 14-15 яшлиқ балиларниңму өлүмигә сәвәб болғанлиқи тилға елинди. Әмма хәвәрдә конкрет қайси аилә вә кишиләрниң зиянкәшликкә учриғанлиқи тилға елинмиди. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида, гәрчә мәзкур вәқәниң нәқ өзи ашкариланмиған болсиму, әмма исян бастурулуватқан мәзгилдә, аһалиләрниң өз өйлиридә өзлирини бихәтәр һес қилалмай, бала-чақилири билән бирликтә өйлиридин қечип чиққанлиқи вә өйлириниң арқисидики кевәзликтә далдиланғанлиқи ашкариланди.
Мәзкур хәвәрдә хитай қораллиқ күчлириниң исянни бастуруш давамида, аһалиләр олтурақ районида қара-қоюқ оқ чиқарғанлиқи вә бу сәвәбтин исян билән алақиси болмиған анилар вә балиларниңму зиянкәшликкә учриғанлиқи тилға елинған. Биз бу вәқәниң растлиқи вә тәпсилатини ениқлаш үчүн вәқә йүз бәргән йеңисар вә терәкбазар йезилириға телефон қилдуқ.
Мухбир: сиз, терәкбазар 7-кәнт 1-мәһәллиниң башлиқи, шундақму?
Хадим: шундақ.
Мухбир: сиз бизгә нәқ тоқунуш йүз бәргән әтраптики аһалиләрдин бириниң телефонини дәп бериң....
Хадим: бу кишиниң өйи шу әтрапта. 13899....
Мухбир: өйиңиз вәқә йүз бәргән йол үстидә икән, шу күни сиз немиләрни көрдиңиз?
Аһалә: бизниң өйимиз чоң йолниң бойида, етишиш өйимиздин 500 метир нерида давамлашти, оқ авазлирини аңлиғандин кейин өйлиримиздин қачтуқ, бала-чақиларни елип өйимизниң арқисидики кевәзликкә йошурундуқ; бизла әмәс, әтраптики қошнилиримизниң һәммисила шундақ қилишти. Биз кевәзликтә, етишиш бесиққичә, йәни бир саәтчә далдиландуқ.
Бу аһалә сөһбитимиз давамида исянчиларниң қолида өзлири ясиған қорал бар дәп аңлиғанлиқини ейтти.
Юқириқи аһалиниң баянлирида гәрчә сақчиларниң аһалиләрни қара-қоюқ оққа тутқанлиқи тилға елинмиған болсиму, әмма уларниң өйлиридин қечишқа мәҗбур болғанлиқиниң өзи әйни күндики вәзийәтни йәни хитай сақчилириниң исянчиларнила әмәс, улар йеқинлашқан яки йошурулди дәп қаралған өйләрниму оққа тутқанлиқини, нәтиҗидә аһалиләрниң өзлирини өз өйлиридә бихәтәр һес қилалмиғанлиқини ашкарилимақта.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.