Чаған мәзгилидә уйғур дияридики қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири наразилиқ қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2017.01.27
ghulja-bronewik-herbiy.jpg Хитай әскәрлири броневиклири билән ғулҗа шәһәр ичигә кириватқан көрүнүш. 2017-Йили 26-январ.
Social Media

Хитайниң һәр йиллиқ чаған мәзгилидә уйғур диярида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири йолға қоюлуп келиватқан болуп, бу йиллиқ чаған мәзгилидә бу хил бихәтәрлик тәдбирлири техиму күчәйтилгән. Ундин башқа райондики уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләттин болған сақчи вә башқа һөкүмәт кардирлири, ишчи, хизмәтчилириниң хитай һөкүмити бәлгилигән дәм елиштин мәһрум қилинип, идариләрдә 24 саәтлик нөвәтчиликкә орунлаштурулуши уйғур қатарлиқ йәрлиқ хәлқләрниң наразилиқини техиму күчәйткән.

Хитай һөкүмити 2017-йили 1-айниң 27-күнидин 2-айниң 2-күнигичә пүтүн хитай бойичә һөкүмәт органлирида ишләйдиған хизмәтчиләриң бир һәптилик дәп елишқа қоюп берилидиғанлиқини, шәхси ширкәт, завутларниңму хизмәтчилирини дәп елишқа қоюп бериши керәкликини елан қилип, хитай хәлқиниң чағанлиқ дәм елиш күнлирини өз-ара һейтлаш, саяһәт қилиш, туғқан йоқлаш қатарлиқ хошал кәйпиятта хатирҗәм өткүзүватқанлиқи һәққидики хәвәр тәшвиқатларни күпәйтти.

Радийомиз игилигән әһваллардин уйғур диярида бу йиллиқ чаған мәзгилидә даириләр һөкүмәт тәшвиқатлирида милләтләр иттипақлиқини, районда уйғур, хитай қошмақ туғқандарчилиқ мунасивити шәкилләнгәнликини мәдһийиләйдиған хәвәрләрни көпәйткән.

Хитайниң шинҗаң гезити, хәлқ тори, шинхуа агентлиқи қатарлиқларниң 27-январдики санида, чаған мәзгилидә аптонум районлуқ һөкүмәт органлиридики рәһбәрләрдин тартип, наһийиләрдики һөкүмәт органлирида ишләйдиған адәттики кадирларғичә болған барлиқ һөкүмәт кадирлириниң бу йиллиқ чаған мәзгилидә қошмақ туғқандарчилиқ мунасивити орнатқан һәр милләт аммисидин һал сораш, уларға меһрибанлиқ йәткүзүш паалийәтлири елип барғанлиқи, байрамлиқ көңүл ечиш мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлири орунлаштурулғанлиқи үчүн уйғур диярида чағанлиқ байрам кәйпияти яритилғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр көпләп бесилди.

Әмма радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, уйғур район даирилири чаған мәзгилидики бихәтәрликкә капаләтлик қилиш намида, шәһәр кочилирида 24 саәт коча чарлайдиған сақчи аптомобиллирини көпәйтиш, һәтта ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрдә танка, бронивекларни ишлитип, уйғурларға һәйвә көрситиш, һөкүмәт органлирида ишләйдиған уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләт кадирлирини чаған мәзгилидә нөвәтчиликкә орунлаштуруш, һәтта қанун саһәсидики идарә-органларда нормал хизмәт түзүмини йолға қоюш қатарлиқ вастиләрни қоллинип, чаған мәзгилидә хитайлардин башқа милләт хизмәтчи хадимлирини ишиләшкә мәҗбур қилған.

Или дияридин зияритимизни қобул қилған бир уйғур, райондики вәзийәтни тәсвирләп, хитайлар етилдақ етип чағанни тәбрикләватқан, радийо, теливизорларда миллий инақлиқ, қошмақ туғқандарчилиқ мәдһийилинивтқан болсиму, әмма ғулҗа шәһиридә сақчи аптомобиллири, бронивекларниң 24 саәт чарлаш елип бериватқанлиқини, өзи турушлуқ наһийидики һөкүмәт орунлирида ишләйдиған уйғур қатарлиқ хизмәтчиләрниң чаған мәзгилидә кечилик нөвәтчиликтә туруп, күндүзи йәнила нормал хизмәт тәртипи бойичә ишләшкә орунлаштурулғанлиқини билдүрди.

Үрүмчидики мәлум сақчи понкитиға телефон қилғинимизда, телефонимизни кечилик нөвәтчиликтә туруватқан уйғур сақчи алди.

Телефонни уйқулуқ һалда алған бу сақчи хадими чаған мәзгилидә уйғур сақчиларниң 24 сатәтлик нөвәтчиликкә орунлаштурулғанлиқини билдүрүп, өзиниң қаттиқ чарчиғанлиқи үчүн, әгәр мәлум қилидиған җиддий әһвал болмиса, нормал хизмәт вақтида телефон қилишини ейтип телефонни қоювәтти.

Даириләрниң уйғур диярида йолға қоюватқан бу хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири, вә уйғурларниң өз земинида 2-дәриҗилик пуқра муамилисигә учриши, һәтта бастурулуши йиллардин буян чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, кишилик һоқуқ органлири вә ғәрә демократик дөләт һөкүмәтлири тәрипидин қаттиқ тәнқидлинип келиватқан мәсилиләрниң бири.

Бүгүн радийомиз зияритини қобул қилған уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқат ишлириға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиләр даириләрниң уйғур дияридики сияситини тәнқидләп, бу әһвалларниң хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан мустәмликә характерини алған миллий бастуруш сияситиниң ашкара ипадиси икәнликини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди хитай һөкүмәт даирилири тәшвиқатида милләтләр иттипақлиқи вә инақлиқни тәшәббус қилип, уйғур диярида йолға қоюлған қошмақ туғқан болуш, инақ кәйпият яритиш тәшәббусиниң түрткисидә районда һәр милләт хәлқи бир аилә кишилиридәк инақ вәзийәт шәкилләнгәнликини мәдһийәләватқан болсиму, әмма хитайда дөләт бойичә байрам қилип бәлгиләнгән чаған қатарлиқ байрамларда уйғурларға қарита қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қоюп, сақчи аптомобиллири танка, бронивеклар арқилиқ уйғурларға һәйвә көрситиши, уйғур қатарлиқ йәрлик һөкүмәт хадимлириға хитайлардин пәрқлиқ һалда техиму еғир хизмәт йүклирини артиши қатарлиқларниң уйғурларниң өз земинидики һоқуқсиз вәзийитиниң вә 2-дәриҗилик пуқра муамилигә учраватқанлиқиниң испати дейишкә болидиғанлиқини тәкитлиди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди болса, даириләрниң бу хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири вә бастуруш сиясити арқилиқ уйғур диярида өзи арзу қилған муқимлиқ вә мәңгүлүк әминликкә еришәлмәйдиғанлиқини агаһландуруп, бу хил бастуруш сияситиниң әмәлийәттә уйғурларниң наразилиқини күчәйтип, техиму көп вә шиддәтлик қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болидиғанлиқини агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.