Чәрчәндә бир түмән адәм һашарға селинмақта
2015.02.19

Чәрчән наһийисидин бир уйғурниң инкасиға қариғанда, йеқиндин буян чәрчән наһийисигә қарашлиқ идарә, орган ишчи хизмәтчилири вә әтраптики йеза, кәнт деһқанлири даириләр тәрипидин қәһритан қишқа қаримай йол ясаш, қум тосуқи ясаш қурулушиға охшаш әмгәкләргә мәҗбурланған.
Мәзкур учурға асасән игилигән мәлуматлардин дәрвәқә наһийә даирилириниң он миңчә ишчи-деһқанларни 5-февралдин башлап, 12-февралғичә нөвәт билән һашар шәклини алған бу хил әмгәккә салғанлиқи мәлум болди, мунасивәтлик учурлардин йәнә, әмәлийәттә чәрчәндә мәхсус қум тосуқ ясаш қурулушини асас қилған һашар әмгикиниң 17 йилдин буян давам қиливатқанлиқи ашкариланди.
Чәрчәндә көпинчиси деһқанлардин тәркиб тапқан он миң кишилик һашар қошуни, өткән икки һәптә қәһритан қишниң соғуқиға қаримай һашар әмгикигә мәҗбурланғанлиқини инкас қилған, исмини ашкарилашни халимиған чәрчәнлик кишиниң ейтқанлириға қариғанда, қумни тизгинләш қурулуши намидики бу хил әмгәк 17 йилдин буян һәр йили қиш вә әтияз пәсиллиридә давам қиливатқан болуп, һәр йилдики әмгәк охшаш җайда елип берилсиму, һашарға қатнаштурулидиған һашарчилар көлими барғанчә кеңәйтилип бармақта икән вә вәзипә шәклидә иҗра қилиниватқан бу хил әмгәккә қатнашмиғанлар илгири җәриманигә охшаш иқтисади җазаға учриған болса, йеқинқи йилларда йәнә сиясий идийиви җәһәттә пассиплиқ санилип даириләрниң тәһдит вә бесимға учримақта икән.
Биз бу инкасқа асасән издинип бақтуқ, чәрчән ториниң хитайчә қанилида, дәрвәқә чәрчән даирилириниң бу йил 5-февралдин башлап 12-февралғичә, наһийидики он миң әтрапида ишчи, хизмәтчи вә деһқанларни қум тосуқ ясаш, кәлкүндин мудапиә көрүш намида әмгәккә уюштурғанлиқи һәққидә хәвәр берилгән.
Хәвәрдә көрситилишичә, чәрчәнниң йәр көлиминиң 38% тин көпрәкини қумлуқлар игиләйду, қумлуқ көлиминиң тәдриҗий кеңийишиниң алдини елиш үчүн, даириләр чәрчәндә 2008-йилидин башлап қум тосуқ қурулуши йолға қойған болуп, 17 йилдин буян аммини қум тизгинләш қурулуши әмгәклиригә уюштуруп, бу җәрянида чәрчәндә 12 километирлиқ тор тосуқ вә 80 миң мо орманлиқ бәрпа қилинған.
Чәрчән даирилири бу йил мәзкур қурулуш түри бойичә йәнә 3 мо йәргә қум тизгинләш қомушлуқи, йәнә 2мо йәргә янтақлиқ вә иһатә орманлиқи ясашни пиланлиған. Аптоном райондики мунасивәтлик органлар 5 йиллиқ қум тизгинләш қурулуши үчүн 8 милйон йүән аҗратқан. Чәрчән даирилири иккинчи айдин башлап бу қурулушни тамамлаш үчүн он миң кишилик әмгәк күчи билән иш башлиған.
Чәрчән наһийиси хәлқ ишлири идарисидин зияритимизни қобул қилған бир аял хизмәтчи, гәрчә өзи бу қетим қум тосуш қурулушиға қатнашмиған болсиму, бу хил әмгәкниң һәр йили дегүдәк елип бериливатқанлиқини вә асасән деһқанларниң һашарға ишләйдиғанлиқини ейтти.
Тәклимакан қум барханлириға туташқан чәрчәнниң йеқинқи йиллардин буян қумлишиш сүритиниң пәвқуладдә тезлишип, қум боранлиқ һава көп көрүлидиған, қурғақчилиқ вә кәлкүн апәтлиригә охшаш тәбиий апәтләр көп йүз беридиған, муһит булғиниши еғир җайға айлиниватқанлиқи мәлум. Көзәткүчиләр, бундақ болушиниң, биңтуәнниң нәччә он йилдин буян районда елип бериватқан пилансиз йәр ечиш һәрикитидин башқа йәнә, хитай һөкүмитиниң ғәрбни ечиш борини билән тарим ойманлиқида елип бериливатқан нефит вә кан байлиқлирини көпләп шиддәт билән ечиш һәрикәтлири билән мунасивәтлик икәнликини көрсәтмәктә.
Уйғур америка бирләшмиси рәиси алим сейитофму бу нуқтиларни тәкитлигәндин башқа, нөвәттики вәзийәттә он миң кишилик һашар әмгикигә орунлаштурушини хитай һөкүмити өзиниң әһдилиригә хилап һалда уйғур деһқанлириға йүргүзүватқан сиясий һәм иқтисадий зулум дәп көрсәтти.