Далай лама хитайни, уйғурларни шиддәт йолиға мәҗбур қилмаслиққа чақирди
2014.08.26
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама 8 - айниң 26 - күни германийәниң һамбург шәһиридә өткүзүлгән йиғинда қилған нутиқида уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидиму тохталған. Бу йиғинда хитайни, уйғурларни шиддәт йолиға мәҗбур қилмаслиққа чақирған.
Мәзкур йиғин тибәтләрни қоллаш тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң 25 йиллиқи, германийә тибәт тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң 35 йиллиқини хатириләш мунасивити билән уюштурулған иди. Йиғинға германийә парламенти муавин рәиси, германийә парламент әзалири, һамбург шәһәр башлиқи вә тибәтликләрдин болуп 1500 әтрапида киши қатнашқан.
Уйғурларға вакалитән д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди, иҗраийә һәйити мудири долқун әйса әпәнди вә д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алптекин әпәндиләр қатнашқан һәм далай ламаға уйғур допписи кийдүргән.
Долқун әйсаниң ейтишичә, далай лама сәһнидә бир саәттин артуқ вақит уйғур допписи кейип олтурған.
Төвәндә әркин алптекин, долқун әйса вә үмид агаһи әпәндиләр билән елип барған сөһбитимизни аңлаң.