1985-Йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити шаһитларниң әслимисидә (1)

Мухбиримиз қутлан
2015.12.24
dekabir-oqughuchilar-herikiti-namayish-1.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим 1985-йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң бир қисим йетәкчилири вә қатнашчилириға хатирә буюм тәқдим қилмақта. 2015-Йили 19-декабир, америка.
RFA/Qutlan

1985-Йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” уйғур бүгүнки заман тарихидики көлими зор, тәсири чоңқур болған дәвр бөлгүч зор вәқә һесаблиниду.

Тарихшунаслар буниңдин 30 йил бурунқи уйғур оқуғучилар намайишини “мәдәнийәт инқилаби” ахирлашқандин кейинки хитайда йүз бәргән тунҗи оқуғучилар һәрикити шундақла 1980-йиллардики дуня коммунизм лагерида көрүлгән әң дәсләпки демократик һәрикәтләрниң бири, дәп һесаблимақта.

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 19-декабир күни вашингтонда өткүзүлгән “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” ниң 30 йиллиқини хатириләш паалийитидә сөз қилип, мәзкур вәқәниң тарихий әһмийитини алаһидә тәкитлиди.

Ундақта, 1985-йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” гә 30 йил толған бүгүнки күндә мәзкур вәқәниң муһаҗирәттә шаһитлири немә дәйду?

12-Декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң әйни чағдики йетәкчилиридин бири, нөвәттә дуня уйғур қурултийиниң баш катиплиқ вәзиписини өтәватқан нурмуһәммәт мусабай бу һәқтә аңлармәнләргә өз әслимисини тәқидим қилди. У өз әслимисидә 1985-йили 12-декабирдики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң қозғилишиға сәвәб болған амиллар вә әйни чағда оқуғучилар оттуриға қойған тәләпләр һәққидә тохталди.

Нурмуһәммәт мусабай йәнә уйғур оқуғучилар вәкиллириниң әйни чағда уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәтниң әң алий дәриҗилик рәһбәрлири билән қандақ әһвалда сөһбәт үстилигә кәлгәнлики һәққидә чүшәнчә бәрди.

1985-Йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң әйни чағдики йәнә бир тәшкиллигүчиси, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәндиму өз әслимиси арқилиқ бу һәқтә толуқлима бәрди.

Мәмәт тохти мунуларни тәкитлиди: “буниңдин 30 йил бурунқи ‛12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити‚ манҗу сулалиси 1885-йили 12-айниң 19-күни уйғур елиниң намини ‛шинҗаң‚, йәни ‛йеңи чегра‚ яки ‛йеңи территорийә‚ дәп өзгәрткәнликигә 100 йил толған күнгә тоғра кәлгән. Биз бүгүн бир йәргә җәм болуп, вәтинимизгә ‛шинҗаң‚ дегән аһанәтлик нам теңилғанлиқиға 130 йил болған күндә уйғур оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқ хатирисини әсләватимиз!...”

Әйни чағдики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң йәнә бир йетәкчиси, бүгүн канадада яшаватқан турсун нурдун әпәндиму чоңқур һаяҗан илкидә көпчиликкә өз әслимисидин арийә сунди. Арқидин америкида яшаватқан шаһитлардин абдуллим абабәкриму өзиниң буниңдин 30 йил бурун уйғур оқуғучилар намайишиға қандақ қатнашқанлиқи һәққидики әслимисини тәқдим қилди.

Шаһитларниң 1985-йилидики уйғур оқуғучилар һәрикити һәққидики әслимилиридин чоңқур тәсират алған америка уйғур җәмийитиниң һәйәт азаси саҗидә ханим сөз қилди. У барлиқ уйғур анилар намидин буниңдин 30 йил бурунқи уйғур оқуғучилар һәрикитигә қатнашқан от йүрәк оғул, қизларға чоңқур тәшәккүрини билдүрди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз. (Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.