1985-Йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” шаһитларниң әслимисидә (2)

Мухбиримиз қутлан
2015.12.28
dekabir-oqughuchilar-herikiti-namayish-5.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим 1985-йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикитиниң бир қисим йетәкчилири вә қатнашчилириға хатирә буюм тәқдим қилмақта. 2015-Йили 19-декабир, америка.
RFA/Qutlan

1980-Йилларда уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң үрүмчидә елип барған бир қатар намайишлири һәмдә уларниң “әркинлик, баравәрлик вә демократийә” дәп товлиған чуқанлири уйғур бүгүнки заман тарихидики әң шанлиқ сәһипилирини язди.

Көзәткүчиләр, “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” өз характери вә чоңқур иҗтимаий тәсири билән бүгүнки заман уйғур тарихидики дәвр бөлгүч зор вәқә болуп қалди. Шуниңдин кейин уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң демократийә вә миллий һоқуқ йолидики бир қатар зәнҗирсиман намайишлириниң пәрдиси ечилди, дәп һесаблимақта.

Ундақта, буниңдин 30 йил бурунқи бу зор тарихий вәқә һәққидә бүгүнки һаят шаһитлар немә дәйду? уларниң җанлиқ әслимилири уйғур бүгүнки заман тарихиниң ашу мәзгилдики сәһипилиригә қандақ үлгиләрни тәқдим қилиду?

Бүгүн америкида яшаватқан шаһитлардин нурмуһәммәт мусабай өзиниң бу һәқтики җанлиқ әслимиси арқилиқ юқириқи соалларға җаваб беришкә тиришти.

У өз баянлирида он миңлиған уйғур қиз-оғул студентларниң 1985-йилиниң 12-декабир күнидә қар-муз қаплиған үрүмчи кочилирини дағдуғилиқ шоарлар билән ләрзигә кәлтүргәнликини чоңқур һаяҗан иликидә баян қилди.

Шаһитлардин америкида яшаватқан абдуллим абабәкриму бу һәқтә әслимә тәқдим қилди. У, әйни чағда үрүмчидики оттура техником мәктәплиридә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң қандақ қилип шинҗаң университетидин башланған бу зор һәрикәткә аваз қошқанлиқини изаһлап өтти.

Нурмуһәммәт мусабай өз әслимисидә “12-декабир намайиши” ни тәшкиллигән уйғур оқуғучилар вәкиллири билән шу вақиттики уйғур аптоном районлуқ даириләр оттурисида елип берилған тартишма вә муназириләр һәққидә гуваһлиқ бәрди. У йәнә маһинур исимлик бир уйғур қизниң әйни чағдики муназирә үстилидә уйғур аптоном районлуқ парткомниң сабиқ муавин секретари җанабил билән елип барған мурәссәсиз тартишмиси һәққидә алаһидә қистурма бәрди.

Шаһитлардин мәмәт тохти өз әслимисидә 1985-йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити” ниң тәсири һәққидә алаһидә тохталди. У ашу қетимлиқ оқуғучилар һәрикитиниң уйғур елида кейинки бирқанчә йилда йүз бәргән зәнҗирсиман наразилиқ намайишлириға пилта болғанлиқини тәкитлиди.

Шуниң билән бир вақитта у йәнә 1987-йили үрүмчидә йүз бәргән “шадгүл уйғур паҗиәси” һәққидә пикир баян қилди. Униң тәкитлишичә, уйғур алий мәктәп оқуғучилири йәнә шу йилларда тонулған кино артиси шадгүл уйғурниң сүйиқәсткә учриши сәвәблик кәң көләмдә намайиш қилишни пиланлиған икән. Һалбуки, даириләрниң үрүмчидики алий мәктәпләрни алдин контрол қилиши вә сәнәт саһәсидикиләрниң уйғур оқуғучиларниң чақириқиға вақтида аваз қошалмаслиқи сәвәблик қозғилалмиғанлиқи мәлум.

Юқирида 1985-йилидики “12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити шаһитларниң әслимисидә” намлиқ мәхсус программиниң 2-қисмини диққитиңларға сундуқ. Мәзкур программиниң ахирқи қисми давамлиқ диққитиңларда болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.