Уйғур кишилик һоқуқ программиси : булғанған муқәддәс һоқуқлар - уйғурларниң хитайниң төмүр муши астида дәпсәндә қилиниватқан диний әркинлики
2013.05.03
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси йеқинда уйғурларниң диний әркинлик вәзийити һәққидә йеңи доклатини елан қилди. Доклатта, уйғур елиниң диний әркинлик вәзийити болупму 2005 - йили йеңи диний ишлар сиясити йолға қоюлушқа башлиғандин кейин барлиққа кәлгән вәзийәт һәққидә мәлуматлар берилгән.
Уйғур кишилик һоқуқ программиси хитай һөкүмитиниң уйғур районида адәттики диний паалийәтләрниму җинайәт катигорийисигә киргүзүш арқилиқ, хәлқара қанунларни вә өзиниң асасий қанунида бәлгиләнгән маддиларниму дәпсәндә қиливатқанлиқини билдүргән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, америка уйғур җәмийити қармиқида қурулған уйғур кишилик һоқуқ гурупписиниң тәтқиқатчилири елан қилған доклатқа “булғанған муқәддәс һоқуқлар : уйғурларниң, хитайниң төмүр муши астида дәпсәндә қилиниватқан диний әркинлики” дәп мавзу қоюлған. Доклат 100 бәттин тәркип тапқан болуп, униңда хитай һөкүмити 2005 - йили диний ишлар сияситигә бир қисим түзитишләрни киргүзгәндин буянқи диний вәзийәт үстидә әтраплиқ мәлуматлар мисаллар билән берилгән. Уларниң ейтишичә, бу йеңи диний ишлар сиясити хитай һөкүмитиниң тарихтин буян динға әң кәң көләмдә қол тиқип, уни башқурушқа урунуши, дәп қарашқа болидикән. Болупму, бу йеңи сиясәт уйғур вә тибәт районлириға охшаш хитай өлкиси болмиған районларда наһайитиму қаттиқ йүргүзүлгән.
Уйғур кишилик һоқуқ программиси динни өзиниң миллий кимликиниң бир парчиси, болупму өзини хитайдин айрип туридиған муһим бир амил дәп қарайдиған уйғур хәлқиниң 2005 - йилидин буян техиму еғир диний бесимларға учриғанлиқини, нурғун уйғурларниң буни хитай һөкүмитиниң өзлирини ассимлиятсийә қилиш сияситиниң бир парчиси дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Уларниң қаришичә, хитай һөкүмити адәттики диний паалийәтләргиму җинайәт қатарида муамилә қиливатқан болғачқа, бу сиясәт хитай қанунлириниму бир чәткә қайрип қойғанлиқтин уйғурлар өзлириниң миллий кийимлириниму кийәлмәйдиған ақивәт келип чиққан.
Бүгүн уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрий шадзевески зияритимизни қобул қилип, уйғур елиниң диний вәзийити һәққидики соаллиримизға җаваб бәрди. У 2005 - йилидин кейин уйғур елидә йолға қоюлған диний сиясәтниң толиму зиддийәтлик вә муҗимәл икәнликини билдүрүп “униңда уйғурларниң зади динға қандақ ишиниши керәклики һәққидә һечқандақ ениқ тәбир берилмигән. Хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан сияситидин көрүвелишқа болидуки, хитай һөкүмити уйғурларниң миллий әнәнилирини давам қилдурушини чәкләватиду. Чүнки дин миллий әнәниниң ядроси” деди.
Доклатта уйғур елидики әдлийә органлириниң тамамән сиясәт билән контрол қилинидиғанлиқи әскәртилгән болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларни “қанунсиз диний паалийәт билән шуғуллиниш” дегән җинайәт билән узун муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қиливатқанлиқи, һөкүмәтниң уйғурлар, болупму уйғур аяллириға айримичилиқ қилип, уларниң кийимигә, баш яғлиқиға арилишивеливатқанлиқи, һөкүмәтниң диний затларни, имамларни қәрәллик һалда сиясий курсларға орунлаштуридиғанлиқи, уйғурларниң өз алдиға һәҗигә баралмайдиғанлиқи, яшлар, оқутқучилар, дөләт кадирлириниң динға ишиниш, мәсчиткә кириштин чәклинидиғанлиқидәк мәсилиләр пакит билән оттуриға қоюлған.
Һенрий әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елидә динға бунчивала арилишивелишидики сәвәб үстидә тохтилип “дин - уйғурларниң миллий кимликиниң муһим бир парчиси шундақла уларни хитай миллитидин айрип туридиған әң муһим бир амил. Хитай һөкүмити буни бир тәһдит дәп қарайду, шундақла районға техиму көп мәбләғ селишиға тосалғу дәп қарайду. Униң үстигә хитай һөкүмити өзидин башқа һәрқандақ бир контрол қилиш күчи болушиға йол қоймайду. Шәрқий яврупадики өктичилик һәрикәтлиридиму христиан черкавлири наһайити муһим рол ойниған. Шуңа хитай һөкүмитиму динни вә диний органларни контрол қилғандила уйғурларни вә уларниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини контрол қилғили болиду, дәп қарайду” деди.
Әмма һенрий әпәнди йәнә әскәртип, хитай һөкүмитиниң бундақ һәддидин ашқан чәклимилириниң райондики җиддийликни ашуруветидиғанлиқини билдүрди. У сөзидә уйғурларниң наһайити тинчлиқпәрвәр бир хәлқ икәнликини, мушундақ бир бесимға қаримай уйғурларниң тинч яшаш үчүн тиришиватқанлиқини, әмма хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан бесими һәддидин ешип, уйғурларниң кимликигә таҗавуз қилишқа берип йәткәндә маралбишидикидәк вәқәләрниң давамлиқ оттуриға чиқидиғанлиқини билдүрди.
Уйғур кишилик һоқуқ программиси доклатида хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири вә һәрқайси һөкүмәтләрни хитай һөкүмитигә өзи қол қойған хәлқара қанунларға әмәл қилиш һәққидә бесим ишлитишкә чақирған. Улар хитай һөкүмитиниң дуняда ешип бериватқан иқтисадий вә сиясий тәсиригә яриша мәсулийәтчан бир дөләт болушниму унтуп қалмаслиқи керәкликини билдүрди. Һенрий әпәнди болса, “хитай һөкүмити уйғурларниң наразилиқини пәсәйтиш үчүн, алди билән уйғурларни қарар чиқиридиған сестиминиң ичигә әкириши керәк” деди. У уйғурларниң әһвалини, дәрдини чүшинидиған кишиләрниң йәнила адәттики уйғур пуқраси икәнликини, шуңа уйғурларни бу сестиминиң ичигә елиш, уларға өзиниң мәсилисини һәл қилидиған қарарларни чиқириш һоқуқи бериш райондики җиддийликни пәсәйтиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.