Германийә кишилик һоқуқ тәшкилати хитайниң уйғурларни роза тутуштин чәклигәнликини тәнқид қилди
2017.06.14

“хәтәр астидики хәлқләр җәмийити” намлиқ германийә кишилик һоқуқ тәшкилати баянат елан қилип, хитай даирилириниң бу йил рамзанда давамлиқ уйғур мусулманлирини роза тутуштин тосуп, уларға компартийә нәзәрийисиниң роһини сиңдүрүшкә тиришип келиватқанлиқини билдүргән.
Мәзкур тәшкилатниң баянатида: “хәтәр астидики хәлқләр җәмийити хитай даирилириниң рамизанда уйғур мусулманлирини роза тутуштин тосуп, уларниң диний әркинликигә хилаплиқ қиливатқанлиқини тәнқидләйду” дейилгән. Мәзкур тәшкилатниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити “һөкүмәт даирилиригә ишләйдиған уйғурларни вәдинамигә имза қойдуруп, уларни, уларниң аилә-тавабиати вә дост- ярәнлирини роза-рамизанниң қаидилиригә әмәл қилмаслиққа мәҗбурлиған.”
Мәзкур тәшкилат баянатида йәнә, уйғур районидики бәзи вилайәтләрдә хитай партийә кадирлириниң уйғур аилиләргә кирип, уларниң күндүзи тамақ йәватқан яки йемәйватқанлиқини тәкшүрүватқанлиқини билдүргән.
“хәтәр астидики хәлқләр җәмийити”ниң баянати хитай һөкүмитиниң йеқинда чиқарған “шинҗаңниң кишилик һоқуқ тәрәққияти” намлиқ ақ ташлиқ китабидин кейин елан қилинди. Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабида, өзиниң уйғур районидики диний сияситини ақлап, униң уйғур районида “әсәбийликни чәкләш қануни” мақуллаш арқилиқ һөкүмәтниң диний паалийәтләрни контрол қилиш күчини ашурғанлиқи, диний ишларни қанун арқилиқ башқурушни күчәйтип, “шинҗаңда диний әркинликни қоғдиғанлиқи” ни илгири сүргән иди.
Бирақ хәтәр астидики хәлқләр җәмийитиниң рәиси улрих делиус чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, хитайниң ағзида диний әркинликкә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрсиму, лекин әмәлийитидә униңға хилаплиқ қиливатқанлиқини билдүрди.
Делиус мундақ дәйду: “хитай даирилириниң рамзан җәрянида ипадилигән характери бизни қаттиқ биарам қилиду. Бизниң бу йил көргәнлиримиз бу йиллиқ рамзан техиму қаттиқ чәкләнди, дегән тәсират қалдурди. Болупму бу йил хитай һөкүмити вә компартийә өзиниң хадимлирини уйғур аилилиригә орунлаштуруп, уларниң иш-һәрикитини назарәт қилди. Уларниң, рамзан җәрянида диний ибадәт билән шуғуллинишини тости. Бу диний әркинлик нуқтисидин наһайити зор мәсилә. Хитай даирилири бир тәрәптин диний әркинликкә һөрмәт қилишни тәкитлисиму, бирақ йәнә бир тәрәптин күндилик диний ибадәтләрдә дәл буниң әксини қилип, шәрқий түркистанда кишиләрниң нормал диний қаидиләргә әмәл қилишиға тосқунлуқ қиливатиду”.
Анализчиларниң илгири сүрүшичә, йәрлик даириләр бу йил рамзанда роза тутушни чәкләшни ахбарат устилирида бәк қаттиқ давраң қилмиған болсиму, бирақ әмили һәрикитидә роза тутуш чәклимисини қаттиқ иҗра қилған.
Хотәндә турушлуқ бир уйғур йеза кадири рамзанниң алдида радиомизға бәргән учурида, мәсчитләрниң қаттиқ контрол қилинғанлиқини билдүргән иди.
Уйғур кадир: биз кадирлар мәсчитниң алдида туримиз, бихәтәрликни қоғдап. Җүмә намизини оқуп болғичилиқ туримиз.
Мухбир: қанчилик адәм оқуйду һәр җүмәдә, қанчилик адәм келиду?
Йеза кадири: тәвәликтики һәр җүмәгә шу 250, 300 адәм бариду. яшлардинму бар, қериларму бар.
Мухбир: яқ, демәкчи болғиним 18 яштин төвәнләр барму, җүмә келидиған?
Йеза кадири: яқәй, ундақлар һәргиз кирәлмәйду. Мәктәпни пүттүрүп болғанлар бариду. Мәктәп йешидики қәтий киришкә болмайду.
Бәзи анализчилар хитай һөкүмитиниң уйғур районида йолға қоюватқан кишилик һоқуққа хилап һәрхил бәлгилимә вә һәр хил чәклимиләрниң мәнтиқисини чүшәнмәк бәк мүшкүллүкини илгири сүрди.
Әнглийәдә турушлуқ уйғур паалийәтчи вә сәнәтчи рәхимә мәхмут ханим мундақ дәйду: “радикаллиққа қарши туруш десә,у радикаллиқ қилған яки бурун диний бәк күчлүк әмәс, туюқсиз диндар болуп туюқсиз алаһидә өзгиришләр болғанлар болса, бу немә мәқсәттә мушундақ болди, дәп уни тәкшүрүп бир немә қилса, у йәнә адәмниң каллисидин өтиду, әқлиму қобул қилиду. Бирақ адәттики бир деһқанниңки, адәттики бир пуқраниңки роза тутуш тутмаслиқи, у шәхси билән, инсан билән аллаһ оттурисидики бир иш. Бир дөләтниңки шунчилик бир ишларға арилишип, унчилик җиддий вә әнсизлик қилиши бу бир бинормаллиқ. Мән уни һечқандақ бир логикилиқ нуқтидин чүшүнәлмәймән, һечқандақ бирси чүшүнәлмәйду”.
Хәтәр астидики хәлқләр җәмийити баянатида, хитай һөкүмити җәнубтики вилайәтләрдә йолға қоюп кәлгән “бәштә биргә болуш” сияситини тәнқид қилған. Баянатта қәйт қилишичә, хитай һөкүмитиниң компартийә хадимлирини мусулман аилиләргә әвәтип, әмгәк, тамақ, сөһбәт вә йетип қопушта биргә болушни тәләп қилиши, “мусулманларни техиму йеқиндин назарәт қилиш” ни мәқсәт қилғаникән.
Улрих делиусниң қаришичә, уйғур мусулман аилиләргә кадирларни орунлаштуруп, уларни назарәт қилиши уйғур районида кишилик һоқуқ, диний әркинликкә хилаплиқ қилиш җәһәттики йеңи йүзлиништур.
У мундақ дәйду: “компартийә вә коммунистик һөкүмәт вәкиллириниң уйғур аилиләргә кирип туруши, бу пүтүнләй йеңи тәдбир. Техиму кәң даирилик вә үнүмлүк бир тәдбир. Чүнки, улар арқилиқ уйғур аилиләрни қорқуталайду, уларниң тонуш-билишлиригә қорқу салалайду. Мән буларға қарап орвелниң “1984-” намлиқ әсири ядимға келиватиду. Мән бу нәрсиләрниң униң әсиридә аңлиған. Буниң мәндә қалдурған тәсири, бу шәрқий түркистанда кишилик һоқуқ вә диний әркинликкә зор көләмлик хилаплиқ қилишниң йеңи балдиқи”.
Хәтәр астидики хәлқләр җәмийити баянатида йәнә, мусулманлар көп санлиқтики “шинҗаң яки шәрқий түркистанда ресторанларниң күндүзи мәҗбури ечилидиғанлиқи, кечиси өй тәкшүрүш елип берип, роза тутқан уйғурларни тепип чиқидиғанлиқи вә җазалайдиғанлиқи, қарақаш наһийәсидә оқуғучиларниң сиясий өгиниш курсиға, тәшвиқат паалийити вә тәнтәрбийә мусабиқилиригә орунлаштурулуп келингәнлики” ни тәкитлигән.