Америка дөләт мәҗлисиниң гуваһлиқ бериш йиғинида уйғурлар мәсилиси аңлитилди

Мухбиримиз әзиз
2016.05.25
ilshat-hesen-guwahliq-yighin.jpg Америка дөләт мәҗлисиниң гуваһлиқ бериш йиғинида уйғур вәкили елшат һәсән уйғурлар мәсилисини аңлатти. 2016-Йили 24-май, вашингтон.
Photo: RFA

Америка дөләт мәҗлисидә 24-май күни чақирилған гуваһлиқ бериш йиғинида хитай һөкүмитиниң дөләт ичидә компартийә һакимийитигә тәнқид пикри сунған затларни җазалаштин, һазир хитай чеграсидики һәрқайси дөләтләргә сиясий бесим ишлитишкә һалқиғанлиқи, хитай чеграси сиртидики сиясий паалийәтчиләргиму зиянкәшлик қиливатқанлиқи музакирә қилинди. Йиғин вәкиллири вә уйғур вәкили елшат һәсән алақидар мәсилиләр бойичә хусусий гуваһлиқ бериш җәрянида уйғурлар мәсилисини йәнә бир қетим дуня күнтәртипигә елип чиқти.

Америка дөләт мәҗлисиниң екскурсийә мәркизидә чақирилған “хитайниң йирақларға созулған қоли: “тйәнәнмен вәқәси” дин бүгүнгә қәдәр тәнқидчиләрниң авазини өчүрүш йолида көрситилгән дуняви урунушлар” мавзусидики гуваһлиқ бериш йиғинида гуваһлиқ бәргүчиләр вә алақидар парламент әзалири җанлиқ пакитлар һәмдә әмәлий мисаллар арқилиқ хитай сияситиниң ташқи дуняға анчә билинип кәтмигән йәнә бир йүзини намаян қилди.

Йиғинға риясәтчилик қилған парламент әзаси, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң рәиси кристофер симис алди билән йиғин қатнашқучилириға 1989-йили йүз бәргән “тйәнәнмен вәқәси” ни қисқичә тонуштуруп өтти. Шуниң билән биргә хитай даирилириниң чәтәлләрдә олтурушлуқ өктичи пикирдикиләрни “қара тизимлик” кә турғузуп, уларни қорқутуш, тәһдит селиш, шундақла маддий байлиқни васитә қилип өзигә тартиш йоллири арқилиқ уларниң авазини өчүрүшкә урунуп келиватқанлиқини тилға алди. Шундақла хитай даирилириниң буниң биләнла тохтап қалмай, хитай чеграсидики ушшақ дөләтләрдин таки бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә америкиға қәдәр дуняви миқяста һәммила җайға қол созуватқанлиқини, шу қатарда тайланд вә камбоджани уйғур мусапирлирини вә хитай тәвәсидин келип сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни хитайға қайтуруп беришкә мәҗбур қилғанлиқини баян қилди.

Андин парламент әзаси, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң муавин рәиси марко рубиу хитайниң узунға созулған қоли арқилиқ хитайға қошна җәнубий асия әллиригә бесим ишлитип уйғур мусулманлирини вә хитайдин қечип чиқип сиясий панаһлиқ тилигүчиләрни хитайға қайтуруп беришкә мәҗбур қилғанлиқини йәнә бир қетим әсләтти. У сөзиниң давамида җүмлидин бу йил апрел ейида дарамсалада чақирилған хәлқаралиқ йиғинға қатнашмақчи болған инсан һәқлири паалийәтчилирини һиндистан һөкүмитиниң чеградин өткүзмигәнликини, бу һәрикәтниң арқисида болса йәнила шу хитайниң “узун қоли” барлиқи һәққидә мулаһизиләр болуватқанлиқини оттуриға қойди.

Мәзкур гуваһлиқ бериш йиғинида хитай өктичи язғучилиридин гуй минхәйниң қизи әнҗела гуй гуваһлиқ бәрди. У дадисиниң һазирғичә шиветсийә пуқраси икәнлики, шундақ туруқлуқ хитай даирилириниң хәлқаралиқ қанунларғиму писәнт қилмастин 2015-йили өктәбирдә дадисини тайландтики өйидин мәхпий қолға алғанлиқи қатарлиқ ишларниң тәпсилатини аңлатти. У өзиниң гуваһлиқ сөзидә дадисиниң хитай ахбарат васитилиридә, җүмлидин мәркизий хәлқ телевизийисидә “това қилиш” мәқситидә ейтқан “мән шиветсийә пуқраси болсамму, мениң йүриким йәнила хитайға тәлпүниду” дегәндәк бир қатар сөзлириниң пүтүнләй хитай сақчилириниң бесими астида қилған болуши мумкинликини алға сүрди.

Бу қетимқи йиғинда америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән өзиниң шәхсий кәчүрмишлиригә бирләштүрүп, нуқтилиқ һалда уйғурлар һазир дуч келиватқан сиясий бесимлар вә хитай һакимийитиниң чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиригә қиливатқан зиянкәшликлири һәққидә гуваһлиқ бәрди. У гуваһлиқ сөзидә өзиниң сиясий пикри сәвәблик оқутқучилиқ хизмитини ташлап чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбур болғандин кейин, америкида уйғурларниң инсан һәқлиригә даир намайишлар, йиғинлар вә башқа паалийәтләргә актип қатнашқанлиқини, шуниң билән биргә хитай һакимийитиниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини тәнқидләш темисидики көплигән мақалиләрни язғанлиқини, мушу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң униң аилә тавабиатлириға түрлүк зиянкәшлик, тәһдит пәйда қилғанлиқини, һәтта уларниң паспорт елишиғиму йол қоймай өзлирини он нәччә йиллиқ җудалиққа муптила қилғанлиқини баян қилди.

Елшат һәсән сөзиниң давамида 2014-йили 17-авғуст күни хитай даирилириниң өч елиш мәқситидә ачисиниң өйигә бесип кирип, ачисини қолға алғанлиқини, худди шу күнниң өзидә әркин асия радиоси мухбири шөһрәт һошурниң актип темилардики радио хәвәрлиридин сарасимигә чүшкән хитай даирилириниң униң икки қериндишини қолға алғанлиқини, уйғур инсан һәқлири паалийәтчиси рабийә қадир ханимни әйибләп келиватқан хитай һөкүмитиниң өч елиш мәқситидә рабийә ханимниң икки пәрзәнтини қолға алғанлиқини әслитип өтти. Болупму, рабийә ханимниң хитай түрмисидики пәрзәнтиниң өзи үчүн әң сөйүмлүк болған анисини әйибләшкә мәҗбурланғанлиқи һәққидики баянлар йиғин әһлидә күчлүк тәсир пәйда қилди.

Ахирида илшат һәсән хитай даирилириниң һазир бу хилдики зиянкәшликләрдин һалқип чәтәл һөкүмәтлиригә бесим ишлитишкә қәдәр берип йәткәнликини, буниң әң типик мисали сүпитидә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйсаниң йиллардин буян хитай һакимийитиниң чәтәлләргә созулған қоллириниң паракәндичиликигә учраватқанлиқини, җүмлидин бу йил апрел ейида һиндистандики хәлқаралиқ йиғинға қатнашмақчи болған долқун әйсаға берилгән һиндистан визисиниң хитайниң бесими сәвәблик бикар қиливетилгәнликини баян қилди.

Елшат һәсән хитай һакимийитиниң аллиқачан мусапирлиқ салаһийити берилгән бәзи уйғурларни чәтәлләрдин қайтуруп келиватқанлиқини тилға елип, хитайға қайтуруп кетилгән бу сиясий мәһбусларниң кейинки әһвали һәрқачан намәлум болуватқанлиқини тәкитлиди. Шундақла америка һөкүмити вә парламентидин хитай һакимийитиниң бу хилдики рәзил қилмишлирини тосушқа тәдбир қоллинишини тәләп қилди.

Йиғиндин кейин елшат һәсән зияритимизни қобул қилип, хитайниң уйғур сиясий паалийәтчилириниң вәтәндики уруқ ‏-туғқанлирини паракәндә қилиш һәмдә чәтәл һөкүмәтлиригә уйғурлар мәсилиси бойичә бесим ишилитиш қилмишиниң хитайниң күч-қудритини әмәс, әксичә униң қанчилик аҗиз икәнликини көрситидиғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғинида йәнә, хитайдики инсан һәқлири саһәсидә көзгә көрүнгән адвокат тең бяв, “германийә долқунлири” радиосиниң мухбири су йүтуң қатарлиқлар хитайниң инсан һәқлиридики дәпсәндичилики вә ахбарат саһәсидики бесими һәққидә гуваһлиқ бәрди. Йиғинға америкидики инсан һәқлири тәшкилатлири, һәрсаһә кишилири вә алақидар шәхсләр қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.