Долқун әйса UNPO йиғинида уйғур мәсилисини аңлатти
2018.03.23

“вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң 26-нөвәтлик идарә һәйити йиғини 23-март күни белгийә пайтәхти бирюсселда башланди. 19-Марттин башлап явропа парламентида паалийәт елип бериватқан д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң муавин рәиси болуш сүпити билән бу қетимлиқ идарә һәйәтләр йиғиниға иштирак қилди.
Мәлумки, “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” 1991-йили голландийәниң дәнхаг шәһиридики “хәлқара адаләт сарийи” да уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин башлиқ 4 киши тәрипидин қурулған болуп, бу тәшкилатқа һазир 44 дөләт вә милләтниң вәкиллири әза болмақта. Әркин алиптекин әпәнди илгири мәзкур тәшкилатниң бир қанчә қетимлиқ рәиси вә баш катипи болған. Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң 2017-йили 6-айда шотландийәниң единбург шәһиридә чақирилған қурултийида бу тәшкилатқа муавин рәис болуп сайланған.
Йиғин мәйданидин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди, бу қетимқи йиғинниң өткән 6 айлиқ хизмәтләрдин хуласә қилиш вә келидиған 6 айлиқ паалийәтләрниң пилан-программилирини түзүшни асасий мәқсәт қилғанлиқини тилға алди.
“вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң б д т вә явропа парламентида вакаләтчилири болуп, илгири бу тәшкилатқа әза болған летва, латвийә, истонийә, косово, шәрқий темур, сомали қатарлиқ әлләр һазир мустәқил дөләт сүпитидә б д т ға әза дөләтләрдур. UNPO Тәркибидә һазир тәйвәнгә охшаш йерим мустәқил дөләтләр вә мустәмликә астидики милләтләр көп санлиқни игиләйдикән.
UNPO Хадими томасо әпәндиму йиғин мәйданидин зияритимизни қобул қилип, UNPO ниң йилда 2 қетим идарә һәйити йиғини чақиридиғанлиқини, бу қетимлиқ йиғиниға тәйвән вәкилидин башқа, омумий қурултайда сайланған тәшкилатниң 11 нәпәр идарә һәйити әзалириниң қатнашқанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди: “бу қетимқи йиғин өткән айлардики хизмәтләрни хуласиләш билән биргә, кәлгүсидики паалийәтләрниң пиланлирини қарарға бағлашни мәқсәт қилиду. Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин рәиси болған долқун әйса әпәнди, бу йиғинда шәрқий түркистан мәсилисини тәмсил қилмақта. Биз узун йиллардин буян д у қ билән зич алақиларда болуп кәлдуқ һәмдә көплигән хәлқаралиқ паалийәтләрни бирликтә өткүздуқ. Долқун әйса әпәндиниң UNPO да болуши, уйғурлар мәсилисини хәлқарада йәниму җанландуруш үчүн пайдилиқ болмақта.”
2 Күн давамлишидиған бу йиғинға қатнишиватқан долқун әйса әпәнди, UNPO ниң илгирики йилларда уйғур мәсилисини хәлқараға аңлитишта көп ролларни ойниғанлиқини илгири сүрди. У сөзидә, д у қ ниң йәнә бундин кейинки UNPO билән һәмкарлишип елип баридиған паалийәтлириниң пиланлириниму түзгәнликини тәкитлиди.
“вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” ниң бу қетимқи йиғинида тибәт, җәнубий моңғулийә, қирим татарлири қатарлиқ мустәмликә милләтләр үчүнму бәзи пилан-программилар түзүлгән.