“аяллар, дин вә йолбашчилиқ” программиси аялларниң диний әркинликни қолға кәлтүрүштики ролини җари қилдурушқа риғбәтләндүрмәктә

Мухбиримиз ирадә
2017.03.22
zubeyre-dunyawi-ishtirak-instituti.jpg Америкидики уйғур кишилик һоқуқ лайиһисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсәдин ханим “дуняви иштирак институти” ниң икки йиллиқ тәрбийиләш программисиға талланған.
globalengage.org

“аяллар, дин вә йолбашчилиқ” программисиға уйғур паалийәтчиси зубәйрә ханим талланди.

Америкидики “дуняви иштирак институти” дуняниң һәрқайси дөләт вә районлиридики, болупму диний әркинлик мәсилиси сәвәблик зиддийәт ичидики районлардики хәлқләргә ярдәм қилиш, уларниң диний әркинликиниң капаләткә игә қилиниши үчүн паалийәт қилидиған бир хәлқаралиқ орган. Йеқинда, америкидики уйғур кишилик һоқуқ лайиһисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим мана бу органниң икки йиллиқ тәрбийиләш программисиға талланған.

Дуняви иштирак институти 2000-йили қурулған бир хәлқаралиқ орган болуп, бу орган диний әркинлики дәпсәндә қилиниватқан хәлқләргә улишиш, уларға ярдәм қилиш, уларниң һөкүмәтлири билән алақә орнитиш, тәрбийиләш-йетәкләш, зиддийәтни һәл қилиш қатарлиқ усуллар арқилиқ диний әркинликкә еһтияҗ болған җайларда паалийәт көрситидиған бир тәшкилат. Бу тәшкилат дунядики мушу хил зиддийәтлик җайлардики хәлқләрниң мәсилисини һәл қилишта, диний әркинликини капаләткә игә қилишта аялларниң ролини җари қилдуруш үчүн “аяллар, дин вә йолбашчилиқ” намидики бир тәрбийиләш программисини йолға қоюп кәлгән. Бу нөвәтлик икки йиллиқ тәрбийиләш программисиға дуняниң һәрқайси җайлиридики охшимиған ирқ, охшимиған милләт вә динға мәнсуп болған 8 аял киши талланған болуп, уларниң бири уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур кишилик һоқуқ лайиһисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханимдур. Зубәйрә ханим өзиниң бир уйғур болуш сүпити билән бу программиға таллинишини уйғур давасини мушундақ хәлқара органға аңлитиш үчүн өзигә берилгән бир пурсәт деди.

Америкидики демократийини илгири сүрүш фондиниң муавин башлиқи луйиса гирив ханим бүгүн зияритимизни қобул қилип, бундақ тәрбийиләш программилириниң адәттә бир йил болидиғанлиқини, әмма бу программиниң икки йилда аран 8 киши қобул қилинидиған, өз саһәсидә етирап қилишқа еришкән бир тәрбийиләш программиси икәнликини ейтти. У сөзидә йәнә, “бу, дуняви иштирак институтиниң уйғур кишилик һоқуқ давасини тонуғанлиқи болуп һесаблиниду. Җүмлидин, улар уйғурларниң хитайда өз ролини җари қилдурушта зор риқабәтләргә дуч келиватқанлиқини тонуп, зубәйрәгә охшаш әркин дуняда яшаватқан бир қисим уйғурларни тәрбийиләш арқилиқ уйғурларға җүмлидин уйғурларниң кишилик һоқуқ давасиға ярдәм бәрмәкчи болуватиду. Мәнчә бу, уйғур кишилик һоқуқ даваси үчүн иҗабий бир тонуш” дәп тәкитлиди.

Юқиридики бу “дуняви иштирак институти” ниң сәһиписидә көрситилишичә, бу орган диний әркинлики риқабәткә учраватқан хәлқләргә биваситә ярдәм бериштин башқа йәнә, уларниң һөкүмәтлири билән алақә орнитиш арқилиқ бу һөкүмәтләргә диний бесимниң радикаллиқни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини, әксичә диний әркинликниң муқимлиқ вә инақлиқ яритидиғанлиқини көрситип бериш, йәрлик хәлқләрни вә шәхсләрни өзлириниң диний әркинликидин иҗабий йосунда пайдилиниш, дипломатик йоллар арқилиқ өз диний әркинликини ишлитиш, уни қолға кәлтүрүшкә риғбәтләндүрүш қатарлиқ хизмәтләрни қилидикән. Зуйәйрә ханим бу курстики биринчи дәрстиму диний әркинликниң дуняда тинчлиқ яритиштики әһмийитиниң тәкитләнгәнликини ейтти.

2009-Йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзүватқан миллий вә диний бесим сиясәтлирини йәниму чиңитти. Җүмлидин уйғур аяллири ши җинпиң башчилиқидики хитай һөкүмити уйғур елида йүргүзүватқан бесим вә кәмситиш сияситиниң биваситә тәсиригә учриғандин сирт, пиланлиқ туғут сиясити, “җамалини ечип, сумбул чачлирини ләпилдитиш гүзәллик қурулуши” намидики яғлиқ чегишни чәкләш һәрикити вә шуниңдәк уйғур яш қизлирини хитай өлкилиригә ешинчи әмгәк күчи қатарида әвәтиш қатарлиқ сиясәтләрниңму биваситә зиянкәшликигә учримақта. Нурғун кишилик һоқуқ көзәткүчилири уйғур аяллириниң һоқуқлириниң “қош дәпсәндә қилиш”қа учраватқанлиқини билдүрмәктә. Луйиса ханим бу мәсилә һәққидә тохтилип, һазирқи муһим мәсилиниң юқириқидәк әһвалларниң хәлқара җамаәтчиликигә кәң даиридә аңлитилиши икәнликини билдүрди. У мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң әң муһим сиясәтлиридин бири уйғурларниң ана юртидики учурларни қаттиқ контрол қилиш болуватиду. Хитай даирилири һелиһәм шинҗаңда алақини үзүветиш қатарлиқ усуллар арқилиқ өзлириниң у йәрдики уйғур кимликигә, пикир әркинликигә, уйғур хәлқигә қиливатқан бесимини йошурушқа урунуватиду. Шуңа уйғурларниң авазини аңлитиш-хитай вә дуня җамаәтчиликиниң уйғурлар, болупму уйғур аяллири учраватқан қош бесимни чүшиниши үчүн интайин муһим” деди.

Хитай һөкүмити уйғурларниң динниң әң асасий шәртлирини бәҗа кәлтүрүшигиму “диний радикаллиқ”қа бағлап зәрбә бериватқан вә шундақла уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлириниң хәлқарадики террорлуқ һәрикәтлиригә четишлиқини илгири сүрүватқан бир мәзгилдә, юқиридики бу “дуняви иштирак институти” ниң уйғурларниң диний әркинлик мәсилисигә көңүл бөлүшини әһмийәтлик дәп қарашқа болидикән. Техи йеқинда кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиму мәхсус доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң хәлқарани террорлуққа аит даваларда йетәрлик испат билән тәминлимәйватқанлиқини, шуңа уларниң аталмиш “террорлуқ”қа күришиниң гуманлиқ икәнликини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.