Д у қ һәйитиниң австралийәдики зиярити намайиш билән ахирлашти
2018.12.10

Дуня уйғур қурултийи һәйитиниң 12-айниң 9-күнигичә австралийәниң канберра, сидней, адилайд вә мелборин шәһәрлиригә елип барған 1 һәптилик зиярити 9-декабир күни мелборин парламентиниң алдида өткүзүлгән намайиш билән ахирлашқан. Намайишқа австралийәдә яшаватқан уйғур җамаити, вейтнамлиқлар вә парламент әзалири болуп көп санда киши қатнашқан.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң австралийәдә елип барған бир һәптилик зиярити җәрянида көп қетим доклат бәргәндин сирт, йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ хитабнамисигә қол қоюлғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән тибәтләр, вейтнамлиқлар, фалунгоңчилар вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати бирликтә мелборин шәһиридә уюштурулған намайишқа қатнашқанлиқини баян қилди.
Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди бу намайишқа парламент әзалириниңму қатнашқанлиқини тилға алди.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт австралийәдә елип барған зиярити җәрянида австралийәдики парламент әзалири, мутәхәссисләр, шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири билән учрашқан. Униңдин сирт йәнә австралийәдики түрк аммиви тәшкилатлири биләнму учрашқан.
Д у қ рәиси долқун әйса, иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат, америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң рәиси нури түркәл вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими луиса ханимлардин тәркиб тапқан бу һәйәтниң бир һәптилик зиярити қандақ өтти? қандақ нәтиҗиләр қолға кәлди? өмәр қанат әпәнди сөзидә өзлириниң бу қетимқи австралийә зияритини 4 җәһәттин хуласилиғили болидиғанлиқини тилға алди.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу қетимқи австралийә зиярити җәрянида юртдашларниң дуня уйғур қурултийиға болған чүшинишиниң техиму чоңқурлашқанлиқини баян қилди.
Игилишимизчә, д у қ һәйитиниң австралийә зиярити 12-айниң 2-күнидин 9-күнигичә давамлашқан.