Д у қ германийәдә өткүзүлидиған 3 паалийәт үчүн чақириқ елан қилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.05.18
sepdashlar-uchrishishigha-chaqiriq.jpg Д у қ ниң “сәпдашлар учришиши” чақириқи
RFA/Ekrem

Рамизанниң 1-күни д у қ рәһбәрлири торбәт вә иҗтимаий таратқуларда чақириқ елан қилип, 1988-йилидики 15-июн алий мәктәп оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқини ортақ хатириләш үчүн дуняниң һәр йәрлиридики шу қетимлиқ һәрикәткә қатнашқан сәпдашларни 6-айниң 15-күни мюнхен шәһиригә җәм болушни мураҗиәт қилди.

Чақириқта “бу йил 1988-йилидики шанлиқ һәрикәтниң 30 йиллиқ хатирә дәври йетип кәлди. Муһаҗирәттә яшаватқан бу һәрикәтниң тирик шаһитлири бу тарихни хатириләш арқилиқ, шәрқий түркистан хәлқиниң өлмәс ирадиси, сунмас роһини намаян қилиш тәшәббусида болмақта.” дейилгән. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, бу қетимқи хатириләш паалийитиниң муһим тарихий әһмийәткә игә икәнликини илгири сүрди. 

Д у қ ниң “сәпдашлар учришиши” чақириқида әскәртишичә, шинҗаң университетида 1987-йили оқуғучилар тәрипидин қурулған “пән-мәдәнийәт уюшмиси” ниң тәшкиллиши билән үрүмчидики миңлиған университет оқуғучилири 1988-йили 6-айниң 15-күни хитай һакимийитиниң миллий зулумлириға қарши кочиларға чиқип кәң көләмлик намайиш елип барған. Бу қетимқи намайиш 1985-йили 12-декабир елип берилған оқуғучилар намайишидин кейинки йәнә бир қетимлиқ зор көләмлик һәрикәт болуп, заманида хитай һакимийитини көп алақзадә қилған вә уйғур хәлқиниң миллий ойғиниш һәрикитигә түрткә болған. Нәтиҗидә, мәзкур һәрикәтни қозғиған “пән-мәдәнийәт уюшмиси” ниң рәиси долқун әйса, баш катип варс абабәкри қатарлиқ йетәкчиләр алий мәктәптин қоғланған, йәнә көплигән оқуғучилар хизмәт тәқсиматида җазаланған. Долқун әйса әпәнди, 15-июн өткүзүлмәкчи болған паалийәткә әнәшу һәрикәтниң муһаҗирәттики терик шаһитлириниң дахил болидиғанлиқини тилға алди.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, 6-айниң 15-күни мюнхен шәһиридә 3 паалийәт бирла вақитта елип берилидикән. Буниң бири, дуняниң һәр йәрлиридин кәлгән “сәпдашлар” 15-июн күни роза һейт намизини бирликтә оқуйдикән һәмдә намаздин кейин 1988-йилидики намайишниң 30 йиллиқи мунасивити билән, шу күни хитайниң мюнхендики консулханиси алдида бирликтә намайиш елип баридикән. Иккинчиси, д у қ һәр йили 6-айниң 15-күнини “дуня анатил күни” қилип бәлгилигән болуп, барлиқ “сәпдашлар” бу күнни бирликтә хатириләйдикән. Үчинчиси, 1988-йилидики оқуғучилар һәрикитиниң 30 йиллиқи мунасивити билән бу һәрикәтни хатириләш сөһбәт паалийәтлири, уйғур или вә муһаҗирәттики миллий һәрикәт тоғрилиқ муһакимиләр, муназириләр елип бериш паалийәтлиригә һәммә ортақ қатнишидикән. Мәзкур паалийәтләр 3 күн давамлишидикән.

Бу паалийәтниң мәсуллуқини үстигә алған д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди, бу қетимқи хатириләш паалийити һәққидә тохтилиштин илгири, д у қ йеңи рәһбәрлик һәй´итиниң йеқинқи алтә ай ичидә елип барған паалийәтлирини қисқичә әсләп өтти. У сөзидә, 6-айниң 15-күни дуняниң һәр йәрлиридин кәлгән уйғурлар бирликтә хитайниң “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” намидики җаза лагерлири түзүмигә қарши наразилиқ билдүрүп намайиш қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Д у қ ниң чақириқида, дуняниң һәрқайси җайлиридики 1988-йилидики оқуғучилар һәрикитиниң шаһитлириниң 2018-йили 6-айниң 15-күнидин бурун германийәниң мюнхен шәһиригә йетип келип, юқирида тилға алған паалийәтләргә дахил бөлиши үмид қилинған һәмдә бу паалийәткә иштирак қилишни халиған “сәпдашлар” ниң кечиккәндә 6-айниң 1-күнидин илгири д у қ рәһбәрлиригә учур бериши лазимлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.