Д у қ иҗраийә комитети йиғинида муһим қарарлар қобул қилинди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.04.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
DUQ-Ijraiye-Yighini-Belgiye-2018-01.JPG Д у қ иҗраийә комитетиниң белгийәдә ечилған йиғинидин бир көрүнүш. 2018-Йил 23-апрел. Антиверфен, белгийә.
RFA/Ekrem

23-Апрел белгийәниң антиверфен шәһиридә давамлашқан д у қ иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғинида иҗраийә комитети тәркибидики һәрқайси бөлүмләрниң 2018-йилиниң иккинчи йеримида елип бериши пиланланған хизмәт лайиһилири көздин көчүрүлүп, чоқум әмәлийләштүрүш вә иҗра қилиниш күнтәртипкә қоюлған мәзмунлар һәққидә муһим қарарлар қобул қилинди.

Игилишимизчә, өткән йили 11-айда германийәниң мюнхен шәһиридә чақирилған 6-нөвәтлик пәвқуладдә қурултайда һәрқайси дөләтләрдин кәлгән 130 дин артуқ вәкилниң ортақ тәстиқи билән д у қ иҗраийә комитети тәркибидә 19 комитет тәсис қилинған иди. Бу қетимқи йиғинда мәзкур комитетларда вәзипә алған рәһбәрләрниң өткән алтә айлиқ хизмәт доклатлири көздин көчүрүлүп, мәсулийитини ада қилмиған комитет мәсуллири тәнқидләнди вә актип хизмәттә болған, нәтиҗә яратқан комитет мәсуллири тәқдирләнди. 

Бу йиғинға көзәткүчи сүпитидә қатнашқан австралийәдики уйғур зиялийси бәхтияр бөрә әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда долқун әйса рәһбәрликидики д у қ ниң истиқбалиға үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди.

Д у қ тәркибидики комитетларниң хизмәт лайиһилири ичидә муһаҗирәттики уйғур мусапирлири мәсилисини һәл қилишниң чарә-тәдбирлири, б д т вә явропа парламентида елип баридиған паалийәтләрниң пилан-программилири, д у қ тәркибидики тәшкилатларни күчләндүрүш вә көпәйтишниң реални лайиһиси, д у қ тор телевизийиси вә д у қ тәшвиқатини җанландурушниң йеңи тәдбирлири, намсиз мәһбуслар вә тутқунларниң архипини топлаш хизмитини давамлаштурушниң һәр түрлүк йоллири, муһаҗирәттики уйғурларни дәва сепигә йеқинлаштуруш усуллири қатарлиқ кәң саһәләр орун алған. 

Қирғизистандин кәлгән уйғур мөтивәрлиридин рози муһәммәд һаҗим, йиғинға болған разимәнликини билдүрди. Қирғизистандин кәлгән дилнарә ханим болса, йиғинда музакиригә қоюлған “уйғурлуқ бәдили” тоғрисида тохталди. 

Бу қетимқи йиғинда диққәтни чекидиған муһим темиларниң бири, муһаҗирәттики уйғурлар арисида “уйғурлуқ бәдили” ни омумлаштуруш пилан-лайиһәсиниң тәстиқтин өтүшидур. Бу пиланға көрә, 2018-йили 6-айдин башлап муһаҗирәттә яшаватқан, йеши 18 дин һалқиған һәрбир уйғур һәр айда 1 доллардин 5 долларғичә “уйғурлуқ бәдили” тапшуридиған болуп, д у қ бу хизмәтниң конкрет чарә-тәдбирлири һәққидә айрим уқтуруш тарқитидикән вә бу лайиһиниң америкидин явропағичә, асиядин австралийәгичә омумлишиши үчүн күч чиқиридикән. 

Д у қ ниң японийә вә тинч окян райониға мәсул вакаләтчиси илһам мәхмут әпәнди, тунҗи нөвәтлик иҗраийә комитети кеңәйтилгән йиғининиң мәзмуни мол, әһмийити зор, елинған қарарлириниң муһимлиқ дәриҗиси юқири бир йиғин болғанлиқини тилға алди. 

Д у қ иҗраийә комитетиниң бу қетимлиқ йиғиниға қатнашқан вәкилләр бу йиғинниң һазирға қәдәр д у қ иҗраийә комитети тәрипидин өткүзүлгән йиғинлар ичидә әң әһмийәтлик, әң муһим бир йиғин болғанлиқини әскәртти.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, тунҗи нөвәтлик иҗраийә комитети кеңәйтилгән йиғининиң күнтәртипигә бинаән йиғин бүгүн ахирлашқан. Әмма йиғинда музакирә қилидиған вә қарарға бағлашқа тегишлик йәнә бәзи муһим мәсилиләргә вақит йетишмигәнлики сәвәблик, 26-апрел күни йиғин йәнә бир күн давамлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.