Әнглийә парламентидики мутәхәссисләр: “шинҗаңда зор көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватиду”
2019.01.10
Әнглийә парламентиниң авам палатаси гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүп, мутәхәссисләрниң уйғур районидики кишилик һоқуқ вәзийити, әнглийә һөкүмитиниң буниңға қандақ инкас қайтуруши керәкликигә даир қарашлирини вә пикир-тәклиплирини аңлиди.
Йиғинда мутәхәссисләр әнглийә парламент әзалирини агаһландуруп, хитайниң “шинҗаңда уйғур мусулманлирини кәң көләмлик тутқун қилип, қайта-тәрбийәләш лагерлириға қамаштәк бундақ зор көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң мав зедоң дәвридин кейин көрүлүп бақмиғанлиқи” ни билдүргән. Мутәхәссисләрниң агаһландурушичә, әгәр әнглийә өзиниң қиммәт өлчимигә ишәнсә, у хитайниң уюр районида елип бериватқан бу еғир дәпсәндичиликигә сүкүт қилмаслиқи керәк икән.
Мәзкур мәсилә әнглийә парламенти авам палатасиниң ташқи ишлар комитети 8-январ күни чақирған гуваһлиқ бериш йиғинида музакирә қилинған. “ағзаки дәлилләр: хитай вә қаидә-қанун асасидики хәлқара система” намлиқ мәзкур гуваһлиқ бериш йиғинида әнглийәдики нопузлуқ хитайшунас мутәхәссисләр гуваһлиқ бәргән. Мәзкур гуваһлиқ бериш йиғини хитай һөкүмити чәтәллик мухбирлар гурупписи тәшкилләп, уларни қәшқәр хотән шәһири вә қарақаш наһийисидики аталмиш 3 “кәспий тәрбийиләш мәркизи” ни зиярәт қилдурған, тутқунларға бу мәркәзләрдә қанун вә техника өгитип, уларниң “радикаллиқ” идийисини түгитишигә ярдәм бериватқанлиқини илгири сүрүватқан бир вақитта өткүзүлди.
Лекин авам палатаси ташқи ишла комитетиниң рәиси, консерватиплардин болған авам палата әзаси том тугенһатниң риясәтчиликидики бу йиғинда, париж һазирқи заман иҗтимаий илимләр тәтқиқат институтиниң профессори сабастян вәг бир милйон уйғурниң “қайта-тәрбийәләш лагерлири” ға йиғивелинғанлиқиниң ишәнчлик яки ишәнчлик әмәсликигә даир соалға җаваб берип, униң ишәнчлик икәнликигә бу сорундики һечкимниң гуман қилмайдиғанлиқини билдүргән.
У мундақ дәйду: “бу сорундики һечким бу һәқтики хәвәрләргә гуман қилиду, дәп қаримаймән. Бу хәвәрләрниң һәммиси интайин ишәнчликтәк қилиду. Илмий нуқтидин ейтқанда, уйәрдә ғайиб болған профессорлар вә алий мәктәп мудирлириға даир хәвәрләр бар. Шинҗаң университетиниң сабиқ мудири мана шуларниң бири. У бизгә қериндаш институт болған париж EPHE институтиниң пәхри профессори иди. Бәзи хизмәтдашлиримиз униң мәсилисини оттуриға қоюп кәлмәктә. Бу хәвәрләрниң һечбири рәт қилинмиди. Буйәрдә бу хәвәрләрниң гуманлиқ икәнликигә даир һечқандақ бир дәлил йоқ. Буниң әкси испатланғучә, мән буни вә бу һәқтики санлиқ мәлуматларни ялғанға чиқиралмаймән.”
Йиғинда әнглийәлик хитай кишилик һоқуқ мутәхәссиси, лондон киңс институтиниң қанун профессори ева пилс гуваһлиқ берип, һәқиқәтән бу лагерларға даир ишәнчлик дәлилләрниң барлиқини билдүргән. Униң илгири сүрүшичә, бу лагердики тутқунлар қанунсиз тутқун қилинипла қалмай, уларға йәнә тән җазаси арқилиқ өзгәртиш елип бериватқанлиқиға даир дәлилләрму бар икән.
Ева пилс мундақ дәйду: “бу һәқтики хәвәрләрниң ишәнчлик дәриҗисигә кәлсәк, вәзийәттә бир аз өзгириш болди. Бурун бу лагерларда бир милйондәк адәм тутуп турулуватқанлиқиға даир хәвәрләр сүний һәмраһ рәсимлири, һөкүмәтниң қурулуш тохтамлири дегәндәк учурларға таянған. Бу һәқтики дәлилләр шуниңдин тәминлинип кәлгән иди. Униңдин кейин бу лагерларниң мәвҗутлуқи һөкүмәт тәрипидин етирап қилинип, ‛кәспий тәрбийиләш мәркәзлири‚ дәп характерлинишкә, униңда ‛тәрбийә арқилиқ өзгәртиш‚ елип берилидиғанлиқи илгири сүрүлүшкә башлиди. Бир кишилик һоқуқ мутәхәссиси болуш сүпитим билән бу сөз маңа наһайити тонушлуқ. Мән бу орунларда йетип чиққан нурғун кишиләр билән сөһбәттә болған. Гәрчә улар шинҗаңда яшимиған болсиму, лекин бу орунлар охшаш характергә игә.”
Униң илгири сүрүшичә, бу лагерларда тутқунларға тән җазаси арқилиқ өзгәртиш елип берилмақта икән. У мундақ дәйду: “худди профессор зең ейтқандәк бу районда еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң йүз бериватқанлиқи раст. Һәқиқәтән қолимизда буниңға даир нурғун дәлилләр бар. Бу дәлилләр кишиләрниң қанунсиз тутқун қилинипла қалмай, тән җазаси арқилиқ өзгәртиливатқанлиқи вә радикаллиқтин хали қилиниватқанлиқини өз ичигә алиду. Бу уларниң бюрократик тилида ипадә қилинмақта. Бу нуқтидин қолимизда дәпсәндичиликниң шундақ зор көләмдә йүз бериватқанлиқиға даир дәлилләр бар. Бу һәқиқәтәнму әндишә қозғиғудәк дәриҗидә еғир.”
Уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир өткән һәптә чәтәллик мухбирлар гурупписини күтүвалғанда бу орунларни ақлап, “кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” дики “оқуғучилар” ниң қанун, сиясәт өгиниватқанлиқи уларниң “радикаллиқ” идийәлиридин хали болушиға ярдәм қиливатқанлиқини илгири сүргән иди.
Лекин әнглийә парламентидики гуваһлиқ йиғинида лондон университетиниң шәрқ вә африқа институти хитай тәтқиқат бөлүминиң директори, профессор зең рүйшең гуваһлиқ берип, уйғур районида кәң көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә шаһит болуватқанлиқини билдүргән. Униң илгири сүрүшичә, бундақ зор көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичилики хитайда 1976-йилдин кейин йүз берип бақмиған. У әнглийәниң буниңға сүкүт қилмаслиқи керәкликини билдүргән.
У мундақ дәйду: “хитай һөкүмити уйғурларни хитай пуқраси дәп сүпәтләйду. Улар башқа бир нәрсә билән сүпәтлинип бақмиди. Улар хитай пуқраси дәп қарилиду. Әгәр дөлитиңиздики мәлум бир гуруппа пуқрайиңиз бир кимлик билән сүпәтләнгән болса вә бу кимлик билән сүпәтлинип келиватқан бир гурупписиниң 10 дән бир қисми лагерларда яшаватқан болса, бу сиздә ғайәт зор кишилик һоқуқ мәсилиси бар демәктур. Биз 1976-йили мав зедоң дәври ахирлашқандин бери, һәтта 1989-йилдики һәрбий бастуруш дәвридиму шинҗаңда йүз бәргәндәк бундақ зор көләмлик кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә шаһит болуп бақмиған. Әгәр биз өзимизниң қиммәт өлчими вә системимизға ишәнсәк, бизниң хитай вәзийитини өзгәртишкә күчимиз йәтмигән тәқдирдиму, бизниң бу мәсилидә сүкүт қилишимиз хаталиқтур.”
Гуваһлиқ йиғинида йәнә хитайниң уйғур районидики һазирқи һәрикитигә қандақ амил түрткә болди, буниңға мусулман дөләтләр қандақ инкас қайтуруватиду, дегән соаллар чүшкән.
Профессор зеңниң қаришичә, хитай сияситидики өзгиришини ши җинпиң билән башланди дейиш бир аз зорлима болуп қалидикән. У уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чүәнгониң тибәттики вақтида йүргүзгән қисас елиш сияситини уйғур райониға көчүрүп кәлгәнликини билдүрди.
Профессор зең мундақ дәйду: “мән шуни қошумчә қилмақчи, мениңчә, сиясәттики зор өзгиришини ши җинпиң билән башланди, десәк бәк зорлима болуп қалиду. Шундақла бу йәрдә йәнә қаримаққа шинҗаңдики сиясәт билән асасән охшаш сиясәт йүргүзгән тибәт партийә секретари бар. Хитай һөкүмитиниң нәзиридә у тибәтни ғәлибилик бир тәрәп қилған шәхс. Мана бу шәхс тибәттин шинҗаңға йөткәп апирилди. У тибәттә йолға қойған қисасхорлуқ сияситини охшашла шинҗаңда йолға қойди. Мана бу биз һазир шаһит болуватқан вәзийәт.”
Әнглийә парламентиниң уйғурлар һәққидики мәзкур гуваһлиқ йиғини б д т кишилик һоқуқ алий комиссарияти уйғур аптоном районидики лагерларда тәкшүрүш елип беришниң йоллирини издәватқан бир мәзгилдә өткүзүлди. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел башилет өткән йили 12-айда мухбирларға уйғур районида тәкшүрүш елип берип, лагерлар һәққидики “вәһимилик хәвәрләр” ниң раст-ялғанлиқини дәлилләшниң чарисини издәватқанлиқини билдүргән иди.
Профессор ева пилсниң илгири сүрүшичә, нөвәттә уйғурларниң вәзийитини тәкшүрүшкә бир хәлқара көзәткүчи тәйинләшниң мувапиқ вақти кәлгән икән. У гуваһлиқ йиғинида уйғур мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюшниң “пәвқуладдә муһимлиқи” ни тәкитләп, “бу мәсилини давамлиқ оттуриға қоюп туруш пәвқуладдә муһим әһмийәткә игә? мән бу мәсилидә профессор зеңниң пикригә қошулимән. Әнглийәни өз ичигә алған һәрқандақ бир ғәрб дөлитиниң хитайға тәсир көрситиш имканийити чәклик. Лекин һечболмиса биз тәкшүрүш елип беришни тәләп қилишимиз керәк. Буниңға хәлқара көзәткүчиләрни тәйинләш мувапиқ чарә дәп қараймән” дегән.
Әнглийә парламенти авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси том тугенһатниң риясәтчиликидики мәзкур гуваһлиқ бериш йиғиниға мәзкур комитеттики иян аустен, ән кливуд, майк гейпис, стефен гейтинес, иян мурей, прити пател, андрев росендал қатарлиқ палата әзалириниң қатнашқанлиқи мәлум.