Әркинлик сарийи хитайни сияси һәқләр вә пуқралар әркинликидә начар дөләтләр тизимликигә киргүзди
2013.05.01
Америкидики тарихий әң узун кишилик һоқуқ оргини - әркинлик сарийи чаршәнбә күни өзиниң 2013 - йиллиқ дуня әркинлик доклатини елан қилди. Доклатта көрситилишичә, өткән йили дуня миқясида хәлқ аммисиниң демократийә, әркинлик тәлипи күчәйгән.
Бирақ берма қатарлиқ қисмән дөләтләрниң сияси һәқ вә пуқралар әркинлики җәһәттики хатириси бираз яхшилинип, әркин дөләтләр көпәйгән болсиму, бирақ хитайға охшаш бу җәһәттики әһвали начар дөләтләрдә әркинликни бастуруш күчәйгән. Доклатта, хитайниң сияси һәқләр, пуқралар әркинлики җәһәттики әһвали яхшиланмиғанлиқи, униң бу җәһәттики ипадиси начар дөләтләр қатариға киридиғанлиқини билдүргән. Төвәндә мухбиримиз әркин мәлумат бериду.
Әркинлик сарийи өзиниң 2013 - йиллиқ доклатида дунядики йүз нәччә дөләтниң 2012 - йилдики сияси һәқләр, пуқралар әркинлик әһвалини баһалап чиқип, хитайни сияси һәқләр җәһәттики хатириси интайин начар, пуқралар һоқуқи җәһәттики хатириси начар дөләтләр қатариға киргүзгән. Әркинлик сарийи дунядики йүз нәччә дөләтни дәриҗигә тизип, бу җәһәттики әһвали әң начар дөләтләргә 7 номур бәргән. Хитай сияси һәқләр җәһәттики әһвали шималий корийә, еритирийә, сәуди әрәбистан, куба қатарлиқ әлләр қатарида әң начар дөләт, пуқралар һоқуқи җәһәттики әһвали начар дөләтләр тизимликигә киргүзүлгән.
Доклатта, 2012 - йили һоқуқ өткүзүвалған хитай йеңи рәһбәрлик гуруһиниң сияси әркинликни кеңәйтишигә үмидвар қаримайдиғанлиқи оттуриға қоюлған. Чүнки өзиниң орнини қаттиқ қол сиясәткә тайинип тиклигән хитай йеңи рәһбәрлик гуруһи тәхткә чиқип, хитайда һәқиқи сияси ислаһат елип бериш үмиди көпүккә айланғанлиқи, бу нуқтидин қариғанда хитай рәһбәрлириниң сияси әркинлик дәвригә қәдәм қоюш еһтималлиқи бардәк әмәслики, һөкүмәтниң өткән икки айдин буян тор чәклимиси вә тәкшүрүшни күчәйткәнликини илгири сүргән.
Лекин, бәзи хитай анализчи вә өктичи затларниң қаришичә, хитайниң сиясий әркинликкә йол - қоюш - қоймаслиқи йәнила хитай җәмийитидики өзгиришкә мунасивәтлик. Америка турушлуқ вәзийәт анализчиси вә өктичи зат җаң вейго әпәнди мундақ дәйду: уларниң сияси ислаһат елип бериш бармаслиқиға бир немә демәк қийин. Җоңнәнхәй вә ши җинпиңниң субйектип арзусидин ейтқанда уларниң ислаһат елип бериш еһтималлиқи йоқ. Бирақ, җуңго җәмийитиниң тәрәққияти шәхсниң ирадисигә бақмаслиқи мумкин. Биз хәлқ ичидики қаршилиқ һәрикәтлири яки аз санлиқ милләтләрниң қаршилиқ һәрикәтлириниң көләм, еғирлиқ җәһәтләрдин барғансери һалқип бериватқанлиқини көриватимиз. Бу әһвал җуңгони янар тағниң үстидә олтурғандәк әһвалға апирип қойди. Хәлқ ичидики бу хил қаршилиқ һәрикәтлири буниң учқуни халас. Компартийиниң қаттиқ муқимлиқ сиясити вәзийәтни бесип, уларни бирләштүрмәйватиду. Әгәр, хәлқ ичидики қаршилиқ һәрикити бирлишип, омуми вәзийәткә айланса, компартийә сияси ислаһат елип берип әркинликни кеңәйтишкә мәҗбур болиду.
Җаң вейгониң илгири сүрүшичә, җуңгониң һазирқи вәзийити чиң ханданлиқиниң ахирқи йиллиридики вәзийәткә охшап қалған. У, һәрқандақ бир һадисиниң җуңгода омуми йүзлүк иҗтимаий қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқи барлиқини билдүрди.
Әркинлик сари