Путбол чолпани ирпан һезимҗанниң дөрбилҗиндики “түргүн тәрбийәләш мәркизи” дә икәнлики ениқланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.04.16
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Putbol-cholpini-Erpan-Hezimjan-2.jpg “тәрбийәләш лагери” ға елип кетилгән, җяңсу “суниң путбол командиси” ниң һуҗумчиси, путбол чолпини ирпан һезимҗан(солда) аргентиналиқ путбол чолпини мәсси билән.
Social Media

Бу йил 2‏-айда “тәрбийәләш лагери” ға елип кетилгән путбол чолпани ирпан һезимҗан һәққидики илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида униң дөрбилҗин наһийәсиниң җявчү (шәһәр әтрапи) йеза түргүн кәнтигә тәсис қилған “тәрбийәләш лагери” да икәнлики, аписи пәрғанә ханимниң бу һәқсизлиқни қобул қилалмай әс-һошини йоқитип қойғанлиқи ениқланди.

Биз хитай дөләтлик путбол кулубиниң әзаси, җяңсу суниң путбол кулубиниң һуҗумчиси ирпан һезимҗанниң қайси “тәрбийәләш лагери” да икәнликини вә униң саламәтлик әһвалини ениқлаш үчүн чөчәк вә дөрбилҗиндики алақидар органларға телефон қилдуқ. Ениқлишимиз давамида ирпан һезимҗанниң дадисиниң қассаплиқ қилидиғанлиқи, дөрбилҗин базириниң чөчәк кочисида олтуридиғанлиқи ениқланди.

Дөрбилҗиндики бир сақчи хадими, ирпан һезимҗанниң дөрбилҗинниң җявчү (шәһәр әтрапи) йезисиниң түргүн кәнтидики “тәрбийәләш лагери” да икәнликини ашкарилиди. Биз йәнә түргүндики бу лагерниң әһвали һәққидиму мәлумат соридуқ. Сақчи хадимлириниң баян қилишичә, дөрбилҗин наһийә базиридин 10 километир узақлиқтики түргүн кәнтидә қазақлар көп санлиқни игиләйдикән. Бу хадим йәнә ирпан һезимҗан туруватқан мәзкур лагерға 1000 дин артуқ кишиниң соланғанлиқини, буларниң көпинчисиниң уйғур, қалғанлириниң қазақ икәнликини ашкарилиди.

Аһалиләрдин бири, ирпан һезимҗанниң аилидә ялғуз бала икәнликини, у тутулғандин бүгүнгә қәдәр аилисиниң униң билән бир қетимму көрүшүп бақмиғанлиқини, бу әһвал униң аписи пәрғанә ханимниң саламәтликигә еғир тәсир қилғанлиқини баян қилди. У йәнә оғлиниң бешиға кәлгән бу уштумтут вәқәни вә еғир һәқсизлиқни қобул қилалмай пәрғанә ханимниң нөвәттә әс-һошини йоқитип қойғанлиқини тилға алди.

Алдинқи күнидики программимизда алақидар хадимлар путбол чолпани ирпан һезимҗанниң путбол командиси билән бирликтә чәтәлгә чиққанлиқи үчүн тутулғанлиқини баян қилған иди. Тордики алақидар учурлардин униң бу йил 1‏- вә 2‏-айда испанийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликидә болғанлиқи ашкариланди. “йепиқ лагерлар” һәққидә илгири игилигән учурлиримизда хитайниң түркийә, мисир вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ 10 нәччә дөләтни зиярәт қилған уйғурларни омумйүзлүк тутуп солаватқанлиқи ашкариланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.