Икки йил кесилгән ғоллуқ әрздар өмәрҗан абла түрмидин чиқипла йәнә радиомизға дәрдини төкти
2013.04.26
Бейҗиңдики ғоллуқ әрздарлардин өмәрҗан абла, өзиниң вә башқа уйғур әрздарларниң әрз - шикайәт материяллирини торда елан қилғанлиқи вә хәлқара ахбаратқа мәлум қилғанлиқи үчүн үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш билән әйиблинип 2 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған иди.
Техи икки һәптиниң алдида җаза муддитини түгәткән өмәрҗан абла түрмидин чиқидиған күни сақчиларға өзиниң идийиси вә мәйданиниң өзгәрмигәнликини очуқ билдүрүп, әрз қилишни йәнә давамлаштуридиғанлиқини ейтқан. У дегини бойичә, өткән һәптә бейҗиңға йетип кәлгән вә бүгүн радиомизға телефон қилип, өзиниң наһәқ һалда икки йил түрмидә ятқанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр:
Әслидә қарамай нефит ширкитидә ишчи болған, кейин ширкәт тәрипидин мәҗбурий иштин бошитиветилгән өмәрҗан абла, бирқанчә йилдин бери бейҗиңда нефит ширкитидики наһәқчилиқлар үстидин әрз қилип келиватқан иди. Өмәрҗан йәнә өзи ясиған нефит қедиришта ишлитилидиған бир үскүниниң патент һоқуқи бир хитайға бериветилгәнлики үчүн, бу һәқтиму әрз қилиш билән бирликтә, бейҗиңға кәлгән башқа уйғур әрздарларғиму йол көрситип, уларниң әрзлирини қануний йол билән елип беришиға ярдәм қилған. Өмәрҗан абланиң әрз қилиш усули бир тәрәптин һөкүмәт органлириға әһвални мәлум қилиш болса, бу карға кәлмигәндә әһвални хәлқара ахбаратларға ашкарилаш болған. У йәнә даириләр әрзигә қулақ салмиғанда, сәпдашлири билән бирликтә хитай дөләт органлири алдида топлишип наразилиқ билдүргән; бәзидә б д т ишханиси вә бәзидә чәтәл консулханилири алдида, хитай дөләт органлири үстидин шикайәт қилған. Униң бу һәрикити үрүмчи оттура сот мәһкимиси тәрипидин дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш вә дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш билән әйиблинип, у икки йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған.
Өмәрҗан сотта, дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш дегән әйиблимини рәт қилған. У әксичә, парихор әмәлдарланиң қилмишини паш қилғанлиқини оттуриға қоюп, әмәлийәттә өзиниң дөләт мәнпәәти үчүн хизмәт қилғанлиқини илгири сүргән. У йәнә өзиниң вен җябавниң хәлқ һүкүмәтни назарәт қилиш, ахбарат әркин болуш дегән чақириқлириға асасән һәрикәт елип барғанлиқини баян қилған. Өмәрҗанниң соттики баянлирини рәт қилалмиған сотчилар, уни йәнила икки йиллиқ қамаққа һөкүм қилған. Мәлум болушичә, сотта униң 59 уйғур әрздарниң материяллирини торда елан қилғанлиқи, уйғур әрздарларни йетәклигәнлики җинайи пакит супитидә тилға елинғандин башқа, анисиниң вапатини мухбирға баян қилишиму дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш дәп қаралған.
Өмәрҗан түрмидин қоюветилгән күни өзиниң идийиси вә мәйданиниң өзгәрмигәнликини сақчиларға очуқ ейтқан вә дегини бойичә бейҗиңға йетип келип әрзини давамлаштурмақта.
Өзиниң түрмә тәсиратини баян қилған өмәрҗан, хизмитидин айрилған вә патент һоқуқидин мәһрум қалғандин кейин, аилә бойичә вәйранчилиққа учриғанлиқини, өзи үчүн ейтқанда, түрминиң ичи билән сиртида чоң бир пәрқни байқимиғанлиқини оттуриға қойди. У бу һәқтә бир мисал елип, мундақ деди: “қамақта яхши болсун, яман болсун төрт вақ тамақ бар, әмма мән 5 йилдин артуқ яшиған бейҗиңдики көврүкләрниң астида бәзидә йәйдиғанимиз бар, бәзидә йоқ, биз йетиватқан көврүк астиниң үсти йепиқ болсиму, икки йени очуқ, қамақханиниң болса төт теми бар, һеч болмиса шивирғандин болсиму мудапиәлинәләймиз.”
У сөзиниң ахирида, әмди һаяти бу басқучқа кәлгәндә қайта тутулуш вә кесилиштин қорқмайдиғанлиқини, сәпдашлири билән бирликтә хитай дөләт органлириға әрз сунуш, әрзигә қулақ селинмиса наразилиқ билдүрүш, буму карға кәлмисә, әһвални хәлқара ахбаратқа мәлум қилишни йәнә давамлаштуридиғанлиқини ейтти.