Уйғур әрздар: бейҗиңда бизгә көврүкниң астидиму орун йоқ, ботулкичилиқтин башқа иш

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.04.17
Abdurehim-Mollek-boway-Beijing-kowruk-astida-305 Сүрәт, абдуреһим бовайниң бейҗиңдики "әрздарлар" туридиған көврүк астида бошүн тори мухбири 18 - авғуст тартқан сүрити.
http://news.boxun.com Дин елинди.


Хитай өлкилиридә хели йиллардин бери уйғурлар меһманханиға елинмай кәлгән, бу җиддий бир миллий кәмситиш мәсилиси сүпитидә хитайниң ичи вә сиртида диққәт қозғиған ; бу сәвәбтин вәзийәт мутәхәссислири вә кишилик һоқуқчилар хитай тәрәпни бу мәсилисини түзитиш һәққидә агаһландуруп кәлгән. Йеқинқи учурлардин қариғанда, хитай шәһәрлиридики бу мәсилә түзәлгән әмәс.

Хитай көчмәнлири уйғур районииға қарап тохтимай еқиватқан вә у йәрдә иш вә туралғу җәһәттә алаһидә имтиязларға игә болуватқан мушу күнләрдә, миңбир җапада бейҗиңға йетип барған уйғур әрздарлар чарисиз һалда йетиватқан көврүкниң астидинму һәйдалған. Бурун қурулушларда қошумчә ишләп күн өткүзүватқан бу әрздарлар, әмдиликтә миллий кимлики сәвәблик ишләмчиликкиму қобул қилинмиған. Нөвәттә улар кечилири әхләт сандуқлиридин ботулка йиғип сетип күн кәчүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.