Японийәдики фалуңгуң тәшкилатиниң паалийитидә уйғур, тибәт мәсилиси тилға елинди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.12.21
Falungong-yaponiye.jpg Японийәдики фалунгуң тәшкилати кюшу шөбисиниң мәсули пяв лоңхе әпәндим зияритимизни қобул қилмақта. 2015-Йили 20-декабир, японийә.
RFA/Qutluq

20-Декабир японийәниң кагошима шәһиридә елип берилған фалуңгуң тәшкилатиниң хитайниң сабиқ дөләт рәиси җяң земин үстидин хәлқаралиқ сот ечиш үчүн елип берилған имза топлаш паалийитидә, фалуңгоң тәшкилати рәһбәрлири хитайда ялғуз фалуңгуңчилар әмәс, бәлки етиқадлиқ уйғур, тибәтләрниңму хитай компартийәсиниң зиянкәшликигә изчил учраватқанлиқини тәшвиқ қилди.

Японийә фалуңгуң тәшкилати кюшу шөбисиниң мәсули пяв луңхе әпәнди нөвәттики уйғур, тибәт җүмлидин хитайдики аз санлиқ милләт мәсилиси һәққидә тохталди.

Баш штаби токйодики фалуңгуң тәшкилатиниң орунлаштуруши билән кагошима шәһиридә елип берилған фалуңгуң тәшкилати кюшу шөбисиниң паалийити һәққидә тохталған, японийәлик фалуңгуң мурити огава зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “2001-йилидин башлап кумамото шәһиридә фалуңгоң тәшкилатиниң тәшвиқ һәрикитини башлидуқ. Һазир тор бетимиз вә паалийәт мәркизимиз бар. Көплигән кишиләр һәрикитимизни қоллаватиду. Мәқситимиз хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини дуняға аңлитиш болғанлиқтин көплигән кишиләрниң қоллишиға ериштуқ. Шуңа паалийитимизни давамлиқ һалда кеңәйтишкә тиришимиз.”

Имза топлаш паалийитидә японийә фалуңгуң тәшкилати кюшу шөбисиниң мәсули пяв луңхе өзиниң ялғуз хитайда фалуңгуң муритлирила әмәс, бәлки уйғур вә тибәт аптоном районидики етиқадлиқ йәрлик хәлқләрниңму охшашла хитай компартийәсиниң зиянкәшликигә учраватқанлиқи һәққидә тохталди. Паалийәттин кейин зияритимизни қобул қилған пяв луңхе әпәнди уйғур, тибәтләр һәққидә тохтилип:“шизаң,шинҗаңниң һазирқи әһвалидин тәпсилий хәвирим болмисиму, әмма хитай компартийәсиниң уларниң диний етиқадлирини изчил дәпсәндә қилип келиватқанлиқини билимән. Чүнки мәнму илгири хитайниң кадири болған. Шуңа хитай компартийәсиниң асасий қатлимидики аз санлиқ милләтләргә тутқан сиясәтлиридин толуқ хәвирим бар. Хитай компартийәси мәйли шизаң, мәйли шинҗаң вә яки фалуңгуң болсун һәммисини охшашла бастуруп компартийәниң һәқ ‏- һоқуқини вә мәнпәтини қоғдашқа тиришиватиду” деди.

У сөзидә, хитай компартийәсиниң уйғур, тибәтләр һәққидә мәмликәт ичидә елип бериватқан тәшвиқатлириниң һәммисиниң пүтүнләй ялғанлиқи һәққидә тохитилип:“биз чәтәлгә чиққандин кейин шизаң, шинҗаң мәсилисиниң һәқиқий маһийитини билдуқ” деди.
Зияритимиз җәрянида пяв луңхе хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилисини тәкитләп мундақ деди:“хитайдики аз санлиқ милләтләргә сирттин қарисиңиз, улар хитай компартийәсиниң җәмийитидә баравәрликкә еришкәндәк көрүниду шундақла компартийә уларға ялғандин көз боямчилиқ қилип қуруп бәргән аптоном район, аптоном област дегәндәк һакимийәтләрниң һәммисигә компартийә өзи үчүн хизмәт қилидиған, өзигә садиқ кишиләрни вәзипигә тәйинләп әвәтиду. Аптоном район хитай компартийәсиниң қамчиси астида башқурулиду. Көпинчә вақитларда хәлқ компартийәниң бу хил сиясәтлирини һес қилалмай, компартийигә қариғуларчә әгишиду. Әмәлийәтни ейтқанда хитай компартийәси әркинлик вә кишилик һоқуқниң дүшмини һесаблиниду.”

Японийә фалуңгуң тәшкилати кюшу шөбисиниң мәсули пяв луңхе әпәнди әслидә хитайниң шәрқий шималидики йәнмин университетиниң химийә оқутқучиси болуп у, 1993-йили японийәгә оқушқа келип, японийәдә туруп қалған.

Зияритимизни қобул қилған японийәдики фалуңгуң тәшкилатиниң актип әзалиридин оки ханим японийәдә елип бериливатқан фалуңгуң һәрикити һәққидә тохтилип: “мән он төт йилдин буян фалуңгуң тәшкилатиға әза болуп келиватимән. Бу җәрянда фалуңгуң тәшкилатиниң түрлүк паалийәтлиригә актип қатнишиш билән биргә, японийә хәлқигә намәлум болған хитайниң сабиқ дөләт рәиси җяң земин заманисида өлтүрүлгән вә җазаланған фалуңгуң муритлириниң мәсилисини японийә җәмийитигә аңлитишқа тиришиватимән” деди.

Кюшу районидики фалуңгуң тәшкилатиниң мәсуллиридин бири нән бейхе ханим зияритимизни қобул қилип фалуңгоң тәшкилатиниң паалийити һәққидә тохтилип мундақ деди:“җяң земин заманисида фалуңгуңчилар еғир бастурушқа учриди. Җуңго хәлқи вә шундақла дуня хәлқи немә сәвәбтин фалуңгуңчиларниң бастурушқа учриғанлиқиниң һәқиқий маһийитини билмиди. Шуңа биз фалуңгуң тәшкилати җяң земинниң бу қирғинчилиқини дуняға аңлитиш вә уни хәлқаралиқ сотқа тартиш йүзисидин тохтимай бу хилдики имза топлаш паалийәтлирини елип бериватимиз.”

Зияритимизни қобул қилған фалуңгуң тәшкилатиниң имза топлаш паалийитигә көзәткүчиси сүпитидә қатнашқан японийәлик хитайдики милләтләр мәсилиси мустәқил тәтқиқатчиси арима ханим фалуңгуң муритлириниң уйғур, тибәт мәсилисини тилға елишиниң өзи чәтәлләрдики хитай компартийәсигә қарши гуруһларниң иттипақлиқиниң бирдәкликиниң ипадиси икәнлики һәққидә тохтилип мундақ деди: “чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур,тибәт, фалуңгуң вә шундақла хитай өктичилири болсун, һәммиси тәшвиқатлирида бир-бирисигә һәмдәм болуши керәк. Бу хил йүзлиниш хитай компартийәсигә роһий җәһәттин ғайәт зор бесим болиду” деди.

Японийәдики фалуңгуң тәшкилати мәсуллириниң ейтишичә, 31-декабир японийәниң һәр қайси җайлиридики фалуңгуң муритлири өзлири турушлуқ шәһәрләрдики хитай консулханилириниң алдида кәч саәт алтидин кечә саәт 12 гә қәдәр йәни йеңи йил киргичә болған вақитқичә сүкүт ичидә туруп наразилиқ намайиши елип баридикән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.