Фирансуз паалийәтчи: “2016-йил уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә қучақ ачидиған бир йил болиду”
2015.12.31
Узун йиллардин буян фирансийәдики уйғур паалийәтлирини йеқиндин қоллап келиватқан сабиқ фирансийә парламент әзаси, кишилик һоқуқ мутәхәссиси денис гериемар хитайдин қоғланған мухбир урсула ханим вәқәси сәвәбидин уйғур мәсилисиниңму фирансийәдә кәң тонулғанлиқини вә буниң 2016-йилида уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә иҗабий бир вәзийәт һазирлайдиғанлиқини билдүрди. Фирансийә уйғур җәмийити рәиси әркин әпәндиму фирансийә һөкүмәт әзалириниң урсула ханимни қоллаш үчүн имза йиғиватқанлиқини билдүрди.
Фирансуз мухбир урсула ханим 17-ноябир, фирансийәдә нәшрдин чиқидиған “лобс” журнилида уйғурлар һәққидә мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан “террорлуққа қарши туруш” һәрикитигә қарита гуманий көз қаришини оттуриға қойған.
У мақалисидә, бай көмүр канда йүз бәргән һуҗумниң хитай һөкүмити илгири сүргәндәк “хәлқара җиһад тәшкилатиға бағланған террорлуқ һәрикити” әмәс, бәлки йәрликләрниң һөкүмәткә болған наразилиқидин келип чиққан өч елиш һәрикити икәнликини баян қилғанлиқи үчүн хитай һөкүмитиниң рәсмий ахбарат васитилири һәм шундақла хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин очуқ-ашкара тәнқид қилинған вә террорлуқни қоллаш билән әйибләнгән иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи униң визисини йеңилап беришни рәт қилип, униңға 31-декабирдин илгири хитайдин чиқип кетишни буйруқ қилған. Мәзкур вәқә дуня миқясида зор инкас қозғиди. Һәрқайси хәлқара ахбарат васитилири, кишилик һоқуқ органлири урсуланиң уйғурлар һәққидики мақалиси сәвәблик чиқириветилгәнликини хәвәр қилди вә уйғурлар һәққидә түрлүк муназириләр елип берилди.
Сабиқ фирансийә парламент әзаси, иқтисадшунас, кишилик һоқуқ мәсилилири мутәхәссиси денис әпәндим зияритимизни қобул қилип алди билән мухбир урсула ханим һәққидә тохтилип: “урсула ханим илгири хитайда он йил хизмәт қилған, хитай тилини пишшиқ билиду. Җуңгони вә хән миллитини яхши чүшинипла қалмастин бәлки шинҗаң, тибәт, моңғул мәсилилиригиму пишшиқ. Шуңа йеқиндин буянқи алтә йил җәрянида бу һәқтә көплигән мақалларни елан қилған” деди.
Денис һазирқи вақитниң өзидә урсула ханим мәсилиси билән тәң дуня миқясида көтүрүлүватқан уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә болған омумий қизиқиш вәзийәттин елип ейтқанда 2016-йилиниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси үчүн хәйрлик бир йил болидиғанлиқи һәққидә өзиниң толиму үмидвар икәнликини билдүрүп: “урсула ханим мәсилиси сәвәбидин уйғурларниң өз тупрақлирида боғулуватқан авази дуняға йәнә бир қетим қайтидин аңлитилди. Уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилиридә сақлиниватқан түрлүк тәрәпләрни биз хәлқара җәмийәткә изчил аңлитип кәлгән болсақму, лекин бир қисим кишиләр буниңға анчә диққәт қилмиди. Әмдиликтә болса дуня биз дәватқан уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң һәқиқий маһийитини вә хитай дөлитини мухбир урсула ханим мәсилисидин толуқ чүшинип йәтти. Мән шундақ ейталаймәнки, 2016-йил уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси үчүн кәң қучақ ачидиған бир йил болиду дәп қараймән”, деди.
У сөзидә: “хитай һөкүмити йеқиндин буян уйғур елидә елип барған уйғурларни бастуруш, өлтүрүш, қирғин қилиш әһвали тоғрисида хәлқара җәмийәт учурсиз қиливатқан бир пәйттә мухбир урсула ханим бай вәқәсигә мунасивәтлик вәқәләрни аңлитиш арқилиқ бу йәрдә йошурун немиләрниң йүз бериватқанлиқини билдүрди” деди
Мутәхәссис денис йәнә, фирансийә һөкүмитиниң бу мәсилигә болған қарши қаримаққа анчә күчлүк болмиғандәк көрүнсиму бирақ, қандақтур бир күч йәни авам хәлқниң күчи һөкүмәтни арқа тәрәптин һәрикәтләндүрүп хитай һөкүмитигә фирансийәни бир нәрсә дегүзүшкә түрткә болуватқанлиқини ейтти.
Фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң билдүрүшичә, фирансийә һөкүмәт әзалири бир қанчә күндин буян хитай һөкүмитиниң тәнқидигә учриған мухбир урсула ханимни қоллаш йүзисидин имза топлаш паалийитини башлиған болуп, бу паалийәткә уйғур мәсилисини қоллиғучи бир қисим парламент әзалириму актип иштирак қилған.
Зияритимизни қобул қилған әркин аблимит бу һәқтә учур бәрди.
Әркин аблимит фирансийәдики нопузлуқ мәтбуат вә телевизийә қаналлириниң уйғурлар һәққидә тарқитиватқан хәвәрлиридики бәзи мулаһизиләрниң уйғурлар үчүн толиму пайдилиқ икәнлики үстидә тохталди.
Бу һәқтә тохталған денис әпәндим, урсула ханим мәсилиси арқилиқ уйғур мәсилисини фирансийә җәмийитигә аңлитишниң бу наһайити яхши бир иш болғанлиқи, шуңа уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бу пурсәтни ғәниймәт билиши керәкликини билдүрди.
У, йәнә мухбир урсула ханим мәсилиси билән тәң фирансийә җәмийитидики кишиләрниң уйғур мәсилисигә болған қизиқишиниң техиму юқири пәллигә көтүрүлүватқанлиқини баян қилди.
Фирансийә мухбири урсула ханим мәсилиси ялғуз фирансийә мәтбуатлиридики қизиқ нуқтилардин бири болупла қалмастин, бәлки японийә мәтбуатлириму бу һәқтә хәвәр бәргән. японийәдин чиқидиған нопузлуқ гезитләрдин “санкен шимбун гезити” ниң 28-декабир санидиму бу һәқтә тәпсилий хәвәр берилгән иди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.