Германийәдә хитайниң дөләт байрими күни намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.10.01
germaniye-2018-xitay-bayrimi-namayish.jpg

Д у қ ниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән хитайниң мюнхен шәһиридики йеңи консулханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2018-Йили 1-өктәбир, германийә. RFA/Ekrem

germaniye-2018-xitay-bayrimi-namayish-1.jpg

Д у қ ниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән хитайниң мюнхен шәһиридики йеңи консулханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2018-Йили 1-өктәбир, германийә. RFA/Ekrem

germaniye-2018-xitay-bayrimi-namayish-2.jpg

Д у қ ниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән хитайниң мюнхен шәһиридики йеңи консулханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2018-Йили 1-өктәбир, германийә. RFA/Ekrem

germaniye-2018-xitay-bayrimi-namayish-3.jpg

Д у қ ниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән хитайниң мюнхен шәһиридики йеңи консулханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2018-Йили 1-өктәбир, германийә. RFA/Ekrem

germaniye-2018-xitay-bayrimi-namayish-4.jpg

Д у қ ниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән хитайниң мюнхен шәһиридики йеңи консулханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2018-Йили 1-өктәбир, германийә. RFA/Ekrem

Бүгүн германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурлар д у қ ниң тәшәббуси, явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән хитайниң мюнхен шәһиридики йеңи консулханиси алдида намайиш елип берип, “җаза лагерлири” ға вә “ асарәткә қарши” ирадилирини билдүрди.

Д у қ илгири 1949-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулған, уйғур ели истила қилинған 10-айниң 1-күнини уйғурлар үчүн “матәм күни” дәп елан қилған болуп, дуняниң һәр йәрлиридики уйғурлар һәр йили бу күни хитайға қарши намайиш вә башқа наразилиқ паалийәтлирини өткүзүп кәлмәктә иди. Бүгүн мюнхен шәһиридә өткүзүлгән бу намайишқа бир қисим д у қ рәһбәрлири вә уйғур җамаити қатнашти.

23-Сентәбир башланған бир һәптилик норвегийә зияритини нәтиҗилик ахирлаштуруп 30-сентәбир мюнхенға қайтип кәлгән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу намайиш мәйданида уйғур җамаитигә нутуқ сөзләп, хитайниң бастуруш сиясәтлиригә қарши күрәшни барғансери кәскинләштүрүшни, “асарәткә қарши ипадә билдүрүш күришини қанат яйдуруш”ни тәшәббус қилди. У сөзидә йәнә, 11-айниң 6-күни җәнвәдә елип берилидиған кәң көләмлик намайишқа уйғур җамаитини сәпәрвәр қилди.

Мәркизи мюнхен шәһиридики явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси турғунҗан алавудун әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда, уйғур диярида бастуруш елип бериватқан хитай һакимийитигә қарши күрәшни изчил давамлаштурушниң зөрүрлүкини тилға алди. Мәзкур тәшкилатниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди герман җамаитигә нутуқ сөзләп, уйғур дияриниң хитай һакимийити тәрипидин бесивелинған мустәмликә бир земин болғанлиқини аңлатти.

Намайишта ай-юлтузлуқ көкбайрақларни, хитай түрмилиригә бәнд қилинған уйғурларниң рәсимлири бесилған тахтайларни, һәр түрлүк шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүшкән уйғурлар җараңлиқ шоар садалирини билән өзлириниң хитай һакимийитигә болған ғәзәп-нәпрәтлирини ипадә қилишти.

Бу қетимқи намайишқа қатнашқан абдуҗелил әмәт әпәндиму өз тәсиратлирини баян қилип “бу, хитайниң җаза лагерлириға қарши һәрбир уйғурниң оттуриға чиқип күрәш қилидиған дәври” деди. Бир йерим саәт давам қилған бу намайиш саәт 17:30 ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.