Уйғур вәкиллири германийә ташқи ишлар министирлиқидики сөһбәт йиғиниға қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.11.10
umid-agahi-esqerjan.jpg Үмид агаһи әпәнди вә әсқәр әпәнди германийә ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ комитети рәиси шитрасер (Strazer) әпәнди билән биргә. 2015-Йили 10-ноябир, германийә.
RFA/Ekrem

Уйғур вәкиллири 10-ноябир германийә ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипи билән берлинға берип, ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ комитети вә хәлқара демократийә, ярдәм фондиниң рәһбәрлири билән уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ сөһбәт елип барған.

Д у қ муавин рәиси үмид агаһи вә әсқәрҗан әпәндиләрниң 10-ноябир берлиндин бәргән мәлуматиға асасланғанда, германийә ташқи ишлар министирлиқи инсан һәқлири комитети билән хәлқара ярдәм фонди 23-ноябир күни хитайға берип, хитай дөләт хадимлири билән кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә сөһбәт елип баридиған болуп, бу сөһбәттин илгири германийә ташқи ишлар министирлиқи уйғурлар, тибәтликләр вә хәлқара чеграсиз мухбирлар тәшкилати вәкиллириниң пикрини елишни мувапиқ көргән.

Тәклипкә бинаән уйғурларға вакалитән д у қ дин үмид агаһи вә әсқәрҗанлар мюнхендин алайитән пайтәхт берлинға берип, ташқи ишлар министирлиқи бинасида саәт 10:00 дин 12:00 гичә давамлашқан бу учришишқа қатнашқан.

Үмид агаһиниң ейтишичә, германийә ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ комитети вә хәлқара ярдәм фондиниң рәһбәрлири хитайға барғандин кейин хитай тәрәп билән биргә мухбирларни күтүвелиш йиғини чақиридиған болуп, бу йиғинда уйғурлар мәсилисини тилға елиш үчүн, алди билән германийәдики д у қ рәһбәрлириниң пикрини аңлашни халиған.

Бу учришишта қурултай мәсуллири уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрилиқ әтраплиқ мәлуматлар бәргән. Хитай даирилири германийә ташқи ишлар министирлиқи хадимлирини бейҗиңдики бир мәсчитни зиярәт қилдуридиған болуп, буниңға қарита д у қ рәһбәрлири германийә ташқи ишлар министирлиқи хадимлириға уйғур илидики мәсчитләрни зиярәт қилиш тәлипини оттуриға қоюш тәклипини бәргән.

Қурултай муавин рәиси әсқәрҗан әпәндиму бу қетимқи учришишниң әһмийәтлик болғанлиқини тилға алди. У сөзидә, германийә ташқи ишлар министирлиқи хадимлириға хитай билән болған диалог вә мунасивәтләрдә бәк дипломатик назларниң лазим әмәсликини, кәскинрәк болушниң пайдилиқ икәнликини қәйт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.