Уйғур мәсилиси германийә парламентиниң күнтәртипигә елинди

Мухбиримиз әркин
2018.11.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ulrix-delius-germaniye-uyghur-305.png Хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул директори улрих делиус әпәнди
Public Domain

Германийә федератсийә парламентиниң омуми мәҗлиси 9‏-ноябир күни йиғин ечип, уйғурларниң вәзийитини музакиригә қойиду.

Бу германийә федератсийә парламентиниң тарихида тунҗи қетим уйғур мәсилисини өзиниң омумий мәҗлисидә музакиригә қоюшидур. Мәзкур мәсилә парламенттики йешиллар партийәси, христиан демократлар иттипақи қатарлиқ оңчә вә солчи сиясий партийә-гуруһларниң бирдәк қоллиши билән парламентниң күнтәртипигә елинған.

Лекин германийә парламенти уйғур мәсилисини рәсмий музакиригә қоюшниң алдида йешиллар партийәси вә христиан демократлар иттипақи қатарлиқ партийә-гуруһларниң 10 нәччә парламент әзаси, 4 нәпәр паалийәтчи вә мутәхәссисни тәклип қилип, уларниң нөвәттики уйғур вәзийити, лагерлар мәсилиси вә германийәниң қандақ қилиши керәклики қатарлиқ мәсилиләрдики доклати һәм тәклип-пикирлирини алған.

Германийә “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң рәиси улрих делус германийә парламентидики йиғинда доклат бәргән шәхсләрниң бири. У чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, бүгүнки йиғинниң сиясий партийә-гуруһлардин һалқиған интайин утуқлуқ йиғин болғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “бүгүнки паалийәт консерватиплар вә йешиллар партийәсидикиләр тәрипидин уюштурулди. Наһайити яхши йиғин болди. Чүнки, бу йиғинни пәқәт бирла сиясий партийә орунлаштурған әмәс. Йиғин наһайити үнүмлүк, иҗабий болди. Йиғинға ташқи ишлар министирлиқидикиләр келип қатнашти. Наһайити муһим бир йиғин болди, дейишкә болиду”.

Улрих делусниң билдүрүшичә, у йиғинда йәнә уйғурларниң вәзийити вә лагердикиләрниң әһвали һәққидә доклат бәргән. У радийомизға бәргән учурида “лагерларниң шәрқий түркистандики уйғур вә башқа хәлқләр үчүн немидин дерәк беридиғанлиқини чүшәндүрдүм” деди.

Улрих делус мундақ дәйду: “мениң доклатим бир тәрәптин нуқтилиқ һалда лагерларда немә ишларниң йүзбериватқанлиқиға йиғинчақланди. Мән лагерлар пүтүн көрүнүшниң пәқәт бир парчиси икәнлики, лагердикиләрдин башқа йәнә бир милйон 300 миң кишиниң күндилик яки кәчлик қайта-тәрбийәләшкә қатнишидиғанлиқи, буниң шәрқий түркистандики уйғур вә қазақ хәлқи үчүн немидин дерәк беридиғанлиқини чүшәндүрүшкә тириштим. Мениң у йәрдики әһвални германийәниң бәзи районлириға селиштурушум уларға қаттиқ тәсир қилғандәк болди. Бизниң төвәнки саксонийә өлкисиниң 8 милйон 200 миң аһалиси бар. Бу германийә нопусиниң 10 дин бирини тәшкил қилиду. Мән парламент әзалириға төвәнки саксонийәниң пүтүн аһалиси уйғур районидикидәк лагерларға қамалса қандақ болидиғанлиқини тәсәввур қилип беқиңлар, шуниңдила шинҗаңда немә иш болуватқанлиқини һес қилисиләр, дедим”.

Бу йиғин парламенттики либерал партийә-йешилларниң парламент әзаси маргарет бавзе ханимниң саһибханилиқида өткүзүлгән болуп, йиғинда йәнә уйғур паалийәтчи, илһам тохтини қоллаш гурупписиниң мәсули әнвәрҗан әпәнди, фирансийәлик хитайшунас, язғучи марий холзмән ханим, фирансийәлик сабиқ дипломат җуан мәнуел надал лапаз доклат бәргән.

Әнвәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, у, йиғинда хитайниң әркин дуняға хирис қиливатқанлиқи, өзиниң қиммәт қаришини ғәрбкә кеңәйтиватқанлиқини агаһландуруп, парламент әзалирини уйғурларниң вәзийитигә җиддий көңүл бөлүшкә үндигән. У чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “мән йиғинниң бешида сөз елип дедимки, хитай дөлити инсан һәқлиригә һөрмәт қилиду, демократлишиду, әркинлишиду, дегән үмид билән дуня сода тәшкилатиға елинди. Аридин 10 йил өткәндин кейин илһам әпәндидәк бири чиқип, тинчлиқ, инсанпәрвәрлик билән мәсилини қанунлар асасида һәл қилайли, дегән тәклипни оттуриға қойғанлиқи үчүн муддәтсиз қамақ җазаси берилди. Хитай һөкүмити әркин дуняға кеңийишкә, өзиниң көз қаришини әркин дуняға қобул қилдурушқа тиришмақта. Бундақ шараитта германийә парламент әзалириға биз уйғур хәлқиниң бешидики зулум һәққидә мәлумат беришни лайиқ көрдуқ, дәп сөз қилдим”.

Йиғинда йәнә германийәниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши қандақ тәдбирләрни елиш мәсилиси музакирә қилинған. Әнвәрҗан әпәндиниң қәйт қилишичә, парламент әзалири 9‏-ноябирдики омумий парламент йиғинида бу мәсилини музакирә қилидиғанлиқини билдүргән.

Әнвәрҗан: “йиғинда конкрет немә қилалаймиз, немә қилиш мумкин, дегән соаллар чүшти. Кишилик һоқуқни қоғдаш мәсилисидә буни тәнқид қилип қоюпла қарап турмастин, буниң ақивәтлиригиму қарайдиған, мавуни мундақ қилмисаң, биз мани мундақ қилимиз, дегән йеңи бир йолға киришимиз керәк. Болмиса хитай һөкүмити агаһландурушни аңлимайдикән. Шуңа, йеңи йол издишимиз керәк вә бу мәсилини өгүнлүккә германийә парламентида болидиған омуми муһакимә йиғинида буни әтраплиқ көрүп чиқимиз, тәклиплиримизни оттуриға қойимиз, дегән сөзлишишләр болди”.

Лекин, “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң рәиси улрих делиусниң илгири сүрүшичә, германийәниң хитайға қарши бәзи кәскин җазалаш тәдбирлирини елиш мумкинчилики бәк чәклик икән. У германийәниң америкиниңкигә охшаш таянғудәк бир қануни йоқлиғини билдүрди.

Делиус мундақ дәйду: “ембарго қоюш мәсилисигә кәлсәк бу бәк мүшкүл. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң түнүгүнки йиғинида бәзиләр шинҗаңниң компартийә секретари(чен чүәнго) ни германийәдә қарши елинмайдиған адәм, дәп елан қилишни оттуриға қойди. Бирақ бу германийәдә бәк мүшкүл. Чүнки, һазирқи еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики партийә секретариниң шәхсий қарари билән болмайватиду. Бәлки, хитай рәһбәрликиниң қарари билән болуватиду. Униң үстигә буни иҗра қилиш башқа бир мәсилә. Чүнки, германийәниң вәзийити америкиға охшимайду. Бизниң америкиниңкидәк ундақ қилишқа таянғудәк бир қанунимиз йоқ.”

Лекин делиус әпәндиниң қаришичә, германийә америка қатарлиқ дөләтләр билән хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә биргә қарши туралайдикән. 7‏-Ноябир күни әтигәнлик нашта вақтида өткүзүлгән германийә парламентидики бу йиғинниң бир күн алдида германийә вәкили хитайни уйғур районидики “қанунсиз тутқун қилишқа, хусусән уйғур вә башқа мусулманларни кәң көләмлик қамашқа хатимә беришқа чақирған”. Германийә вәкили бу сөзни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 6‏-ноябир күни өткүзүлгән хитай кишилик һоқуқ хатирисини “қәрәллик көрүп чиқиш” йиғинида тәкитлигән.

Мәзкур йиғинда америка, германийә, әнглийә, фирансийә, норвегийә қатарлиқ аз дегәндә 16 дөләт хитайни тәнқидлигән. Лекин хитайниң вәкили йиғинда тәнқидләрни рәт қилип, өзиниң кишиләргә уйғур районидики тәрбийәләш мәркәзлиридә “диний ашқунлуқ” қа қарши кәспий тәрбийә елип бериватқанлиқини илгири сүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.