Германийә һөкүмити сиясий панаһлиқ илтиҗаси сунған һечбир уйғурни қайтурмаслиқ қарари алди
2018.12.13
Германийә көчмәнләр идариси бу йил 4-айда дилшат адилҗан исимлик 22 яшлардики бир уйғур сиясий панаһлиқ илтиҗачисини уқушмастин хитайға қайтурувәткән. Дилшат хитайға қайтурулғандин бери һечқандақ из-дерики елиналмиған иди.
Германийә ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ әмәлдари барбел көфлерниң “германийә долқунлири” радийосиға ашкарилишичә, улар дилшат адилҗанниң хитайға қайтурулған һаман тутқун қилинғанлиқи вә сотқа тартилғанлиқидин хәвәр тапқан.
Барбел көфлер дилшатниң сотқа тартилғанлиқини йеқинда өткүзүлгән германийә-хитай кишилик һоқуқ диалогида билгән. 36-Нөвәтлик германийә-хитай кишилик һоқуқ диалоги 6- вә 7-декабир күнлири тибәтниң мәркизи ласа шәһиридә өткүзүлгән. Диалогта германийә тәрәп дилшатниң из-дерикини қилған. Көфлерниң “германийә долқунлири” ға билдүрүшичә, диалогта хитай тәрәп дилшатниң қолға елинип сотлиниватқанлиқини билдүргән.
Дилшатниң бу йил 4-айда хитайға уқушмастин қайтуруветилиши германийәниң уйғур сиясий панаһлиқ илтиҗачилириға қаратқан сияситини өзгәртишкә сәвәб болған. Германийә ички ишлар министири бу йил 7-айда көчмәнләр идарисигә уқтуруш чүшүрүп, сиясий панаһлиқ илтиҗаси рәт қилинған уйғурларниң панаһлиқ илтимасини қайта көрүп чиқиш, бу мәзгилдә уйғурларни хитайға қайтурушни вақитлиқ тохтитип турушни буйруған иди.
Германийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, германийә көчмәнләр вә мусапирлар идариси бир қанчә күн аввал буйруқ чүшүрүп, германийәдә панаһлиниватқан һечқандақ бир уйғурни сиясий панаһлиқ илтимаси рәт қилинған болсиму хитайға қайтурмаслиқни қарар қилған. Көчмәнләр идариси германийә “олтурақ қануни” ниң 60-маддисини ишқа селип, юқириқи қарарни чиқарған. юқириқи қанунниң 60-маддисида сиясий панаһлиқ илтиҗачилирини уларниң һаяти, кишилик бихәтәрлики вә әркинлики хәвпкә учрайдиған дөләтләргә қайтуруш чәкләнгән.
Германийә “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң директори улрих делиусниң илгири сүрүшичә, германийә һөкүмити уйғурлар дуч келиватқан хәтәрниң җиддийлиқини ахири тонуп йәткән. У пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз германийә һөкүмәт тәрәпни уйғурлар хитайға қайтурулса, уларниң германийәдә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши намайишларға қатнашқанлиқи сәвәблик террорлуқ вә бөлгүнчилик билән әйиблинип, тән җазаси, қамақ җазаси, болупму узун муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилиниш еһтималлиқи барлиқини агаһландуруп кәлгән идуқ. Буни изчил уларниң сәмигә селип турған идуқ. Мана һазир германийә даирилири бу агаһландурушимизни чүшинип йәтти.”
Германийә көчмәнләр идариси бурун һәр бир уйғурниң сиясий панаһлиқ илтимасини шәхсий дело сүпитидә бир тәрәп қилип кәлгән. Бирақ бу нөвәт көчмәнләр идариси тунҗи қетим һәр бир уйғурниң панаһлиқ илтимасини уйғур хәлқиниң нөвәттики омуми вәзийитигә бағлап чүшәндүрмәктә. Улрих делиус, буниң зор илгириләш икәнликини билдүрди.
У мундақ дәйду: “бир топ сүпитидә қайтурмаслиқ һоқуқиға еришиш бәк мүшкүл. Чүнки нормалда германийә сиясий панаһлиқ илтимаслирини шу кишиниң шәхсий әһвалиға бағлап бир тәрәп қилиду. Бирақ германийәниң пүтүн бир милләтни җазалашқа учраватқан хәлқ сүпитидә қобул қилиши аз учрайдиған бәк пәвқуладдә һадисә. Шуңа германийәниң уйғурлар һәққидики қарарини зор илгириләш дәп қарашқа болиду.”
Германийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, һазир улар дилшат адилҗан билән түрмигә берип көрүшүшни тәләп қилмақта икән. Д у қ ниң явропа ишлириға мәсул хадими әсқәр җан пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, германийәниң һечболмиса уни түрмигә берип көрүп келиши керәкликини билдүрди.
У мундақ дәйду: “германийә ташқи ишлар министирлиқи ахирқи баянатида дилшатниң түрмидин қайтуруп келиниши үчүн йол меңиватимиз, деди. Бу әмәлгә ашамду-ашмамду, уни билмәймиз. Әмма уни түрмидә зиярәт қилиш үчүн хитайға илтимас қипту. Уларниң хитайға берип һеч болмиса, түрмидә көрүп игә чиқишини үмид қилимиз.”
Униң илгири сүрүшичә, германийә көчмәнләр идарисиниң қарари явропадики башқа дөләтләргә үлгә болидиғанлиқи, техиму көп дөләтләрниң бундақ қараларни елишиға ишинидиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “. . . Буларниң уйғурларға болуватқан омумий бесимни көздә тутуп, бундақ бир қарарни елиши наһайити муһим. Мән шуниңға ишинимәнки, башқа дөләтләрму буни үлгә қилип, шундақ қараларни алиду, дәп ойлаймән.”
Дилшат адилҗанниң һазир қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи мәлум әмәс. Униң германийәдики бурунқи адвокати лео боргман “германийә долқунлири” ға бәргән мәлуматида дилшатниң бу йил 13-өктәбир күни сотқа чиқирилғанлиқи, униң германийәдә қатнашқан намайишлар сәвәблик “террорлуқ” яки “бөлгүчилик” билән әйибләнгән болуши мумкинликини билдүргән. Германийә һөкүмити илгири дилшат адилҗанниң из-дерикини қилип, хитай һөкүмитидин униң қайтуруп берилишини тәләп қилған. Бирақ германийәниң тәлипи һазирға қәдәр әмәлгә ашмиған иди.