Аилидики 5 партийә әзаси вә 3 әмәлдарниң йүз хатириси ғайиб оғулниң учурини елишқа яримиған
2013.07.30

5-Июл вәқәсидә хитай һакимийитигә әң садақәтмән болған вә униң үчүн хизмәт көрситип кәлгән уйғурларниңму охшашла зәрбә вә йоқитиш нишани болғанлиқи йүзләрчә пакитлар билән испатланмақта.
Әң йеқинда байқалған испатлардин бири, түнүгүнки программимизда тонуштурулған ғайиб шөһрәт османниң аилә тәркиби вә аилә тарихидур. Мәлум болушичә, ғайиб ярдәмчи сақчи шөһрәт османниң аниси 30 йиллиқ сот хадими, дадиси наһийилик пилан комитетиниң сабиқ мудири, бовиси сабиқ йеза башлиқи, момиси наһийилик әрзийәт идарисиниң дәм елишқа чиққан кадири, тағиси нөвәттә наһийилик һөкүмәттә бөлүм башлиқи. Буларниң һәммисила партийә әзаси.
3 Әвлад кишилири хитай компартийисигә һаятлирини беғишлап кәлгән бу аилиниң хитай даирилири алдидики йүз хатириси, ғайиб оғул шөһрәт османниң өлүк-тирикликинила әмәс, қайси қамақханиға әкетилгәнликиниму билишкә яримиған.
5-Июлдин кейин ғайиб болғанлар, уйғур җәмийитиниң һәрқайси қатламлиридин болуп, буларниң ичидә имаммәмәт елигә охшаш инҗинирлар, алим абдуреһимға охшаш содигәрләр, алимҗан бәкригә охшаш ширкәт хадимлири, абдуреһим сидиққа охшаш техник-һүнәрвәнләр, әнивәр турдиға охшаш җапакәш ишләмчиләрму болғинидәк; йәнә, хитай һөкүмитигә садиқ болуп яшап кәлгән компартийә әзаси абдуғени әзиз, ярдәмчи сақчи шөһрәт османларму бар. Уларниң аманлиқиға өзлириниң садақити карға кәлмигәндин башқа улар һәққидә учур елинишқа уларниң аилә-тавабиатлириниң әвладму-әвлад көрсәткән садақәтлириму ишқа яримиған.
Мухбир: оттуз йиллиқ сот хадими туруп, оғлиңизниң қайси қамақханиға апирилғанлиқиниму биләлмидиңизму?
Меһриниса: биләлмидим, һеч амалини қилалмидим. Мән бир аял кишиниң қолидин немә келиду.
Мухбир: вилайәтлик сот вә аптоном районлуқ сот қатарлиқ өз кәспий тармақлириңизни ишқа қол тиққузуп сүрүштә қилип бақмидиңизму?
Меһриниса: аптоном районлуқ сот арилашмиди, наһийилик сиясий-қанундикиләр арилашти, әмма уларму учур алалмиди.
Мухбир: идариңиз (ават наһийилик сот мәһкимиси)чу?
Меһриниса: идаридикиләр “сиз бир қанун хадими, әрз қилсиңиз болмайду” дәп маңа идийиви хизмәт ишлиди. Мән ахири болмай “мән әрз қилмаймән, пәқәт илтимас сунимән” дәп рухсәт сорап үрүмчигә бардим.
Мухбир: үрүмчидикиләрниң җаваби немә болди?
Меһриниса: уларму издәп тапалмиди. Әһвалимни уққан уйғур сақчилардин маңа һесдашлиқ қилип көзигә яш алғанлар болди.
Мухбир: демәк, уларниң каллисиғиму “бу аялниң балисиниң бешиға кәлгән күн әтә-өгүн бизниң балимизниңму бешиға келиду” дегән ой кәлгән гәптә?
Меһриниса: шундақ, қанун саһәсидә туруп өзимизниң балисини өзимиз қоғдиялмисақ қандақ болиду дейишти.
Мухбир: аилидә сиздин башқа бу ишқа йол маңидиғанлар болмидиму?
Меһриниса: үрүмчидә сиңлимниң йолдиши дашөдә (университетта) профессор; у йол меңип бақти, иним ават наһийилик һөкүмәттә бир бөлүм башлиқи уму йол маңди, болмиди. Йолдишим (ават) наһийилик пилан комитетиниң мудири иди, у шу йили кесәл вә дәрдтин өлүп кәтти.
Мухбир: демәк, аиләңлар партийә вә һөкүмәттә муһим орун игилигән вә хизмәт көрситип келиватқан икән?
Меһриниса: шундақ. Дадамму бир йеза башлиқи иди, апам наһийилик әрзийәт идарисидин пенсийигә чиққан.
Йәнә мәлум болушичә, 5-июл вәқәсидин кейин ғайиб болғанлардин имаммәмәт ели аптоном районниң сабиқ рәиси исмаил тиливалдиниң туғқини, ғайиб амантай җүмәтай болса сабиқ қатнаш назаритиниң назири һәмзә дегән кишиниң нәвриси, 5-июлда тутулуп түрмидә өлтүрүлгән нурулислам сабиқ сода назарити назири давут қурбанниң нәвриси иди.