Хитай даирилири өзлири тарқатқан мәхпий уқтурушниң ахбаратқа ашкарилинишидин әндишигә чүшти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.09.26
helaji-baqqal-305.jpg 5-Июл вәқәсидә оғли(оттурида) ғайиб болған, сақчиларниң назарити астида тиҗарәт қиливатқан баққал һелаҗи (солдин биринчиси). 2012-Йили, үрүмчи.
RFA

Үрүмчидики бир аһалиләр комитети 5-июл ғайиблиридин алим һелаҗи аилисигә өй иҗарә бәрмәслик һәққидә мәхпий уқтуруш тарқатқанлиқи ашкариланғандин кейин, мухбиримиз һелаҗи аилисидин мәзкур уқтурушниң копийисини тор арқилиқ өзигә йоллап беришни тәләп қилған вә бу тәләпни һелаҗи аилиси разимәнлик билән қобул қилған иди. Шу күнниң әтиси сақчилар һелаҗи аилисигә үсүп кирип мәзкур уқтурушниң дөләт мәхпийәтликигә аит материял икәнликини әскәрткән вә әгәр бу уқтурушни ахбаратқа ашкарилиса, һелаҗиниң аилә бойичә түрмидә ятидиғанлиқини ейтип тәһдит салған. Һелаҗи аилисиму өзлириниң пуқралиқ һоқуқини тилға елип, сақчилар билән қәтий позитсийидә законлашқан.

Мухбир: қайси күни сөзләшкән вақтимизда, қолуңлардики уқтурушниң копийисини маңа йоллап бәрмәкчи болғантиңларғу?
Қурбангүл: униңға йол қоймиди. Әтигәндила вәли соҗаң (бахулияң сақчиханисиниң муавин башлиқи) кирипту, қолуңлардики уқтурушни йоллимаңлар, йоллисаңлар аилә бойичә түрмигә солаймиз дәп.

Мухбир: силәр немә дедиңлар?
Қурбангүл: бу уқтуруш сәвәблик өйсиз қалдуқ, ишсиз қалдуқ, буни ким сориса шуниңға йоллаймиз дедуқ.

Мухбир: сақчихана башлиқи буни өз сақчиханисиниң агаһландуруши дәп йәткүздиму яки шәһәрлик сақчиниң буйруқи дәп уқтурдиму?
Қурбангүл: үрүмчи шәһәрлик дөләт аманлиқ идариси шундақ буйруқ қипту, “әгәр уқтурушни йоллиса, аилиси бойичә түрмигә сола” дәп, бизгә шундақ деди “йоллисаңлар бешиңларға аваричилик тепивалисиләр” деди.

Мухбир: силәр яман болғандин кейин, қудрәтлик дөләтниң қанун оргини болғандикин, мушунчилик бир уқтурушниң ашкарилинишидин немишқа қорқисиләр дәп сорап бақмидиңларму?
Қурбангүл: униму соридуқ, буниңға җаваб бәрмәй турувалди.

Мухбир: ундақ болса, бу уқтурушни әмәлдин қалдуруңлар дәп тәләп қоймидиңларму?
Қурбангүл: дедуқ, әмисә аввал бу ашкариланса болмайдиған уқтурушни чиқарған аһалиләр комитетиниң башлиқи мәмәт һошурни сорақ қилиңлар, уни җазалаңлар дәп.

Мухбир: мәмәт һошур кимкән?
Қурбангүл: шу уқтурушни тарқатқан нәнвән аһалиләр комитетиниң мудири.

Мухбир: уқтурушни шуниң чиқарғанлиқи ениқ болдиму?
Қурбангүл: ениқ, шу чиқирипту, минбиң дәп аталған 6 янчуқчи уни өйму өй тарқитипту. Бу ишларни (йолдишим) һелаҗидин сорап беқиң.

Мухбир: һелаҗи, бу иккимиз сөзләшкәндин кейин, сизгә йәнә үстиләп аваричилик болдиму, билип бақай дәп телефон қилишим.
Һелаҗи: бу уқтурушни йоллима дәп тәһдит салғидин башқа аваричилик болмиди.

Мухбир: уқтуруш қолиңизда барму, ачиқип кәттиму?
Һелаҗи: елип кәтти.

Мухбир: буни йоллишимизниң нери хата дәп сорап бақмидиңизму?
Һелаҗи: сорудум, бу дөләт мәхпийәтликигә аит материял йоллисаң болмайду деди. Мән дөләтниң пуқрасиғу, мениң яшаш һоқуқум йоқму, немишқа маңа бундақ зиянкәшлик қилғанларни җазалимайсиләр десәм, бу мәсилә тәкшүрүлүватиду дәйду.

Мухбир: тәкшүриливатқини, ғайиб оғлиңизниң ишиму яки бу уқтурушниң ишимикән.
Һелаҗи: мушу уқтуруш чиқарған мәмәт һошур тәкшүрүлүватиду, деди.

Мухбир: бу мәмәт һошур, шу аһалиләр комитетиниң биринчи башлиғу?
Һелаҗи: яқ, униң үстидә хәнзу секретар бар.

Мухбир: хәнзу секретар мушу ишлардин хәвәрсизмиду?
Һелаҗи: бу мәхпий уқтурушниң ишидин, аһалиләр комитетла әмәс, шәһәрлик, аптоном районлуқ алақидар башлиқларниң һәммиси билиду.

Мухбир: уқтурушни тарқатқан аһалиләр комитетиниң тәкшүриливатқини растмиду?
Һелаҗи: буси маңа мәлум әмәс, мән йәнила өй издәш билән аварә.

Юқирида үрүмчидики алақидар хитай даирилириниң өзлири тарқатқан мәхпий уқтурушниң ахбаратқа ашкарилинишидин әндишигә чүшкәнлики һәққидә тәпсилий хәвәр бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.