5 - Июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанлар (38) - ниҗат қурбан
2014.06.06

5 - Июл вәқәсиниң 6 - йиллиқ хатирә күни йеқинлашмақта. Мәзкур вәқәдин қалған унтулмас хатириләрдин бири - из - дерәксиз ғайип болғанлар мәсилиси. Бәзи көзәткүичләрниң қаришичә, йеқидин буян уйғур миллий қаршлиқ һәрикәтлириниң барғансери күчийип кетишидә, 5 - июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанлар һәққидә хитайниң һазирға қәдәр һечқандақ җаваб бәрмәсликидин ибарәт, бир қанун дөлитигә хас болмиған, әксичә нәқ бир қарақчилар гуруһини әслитидиған зораван қилмишниң муһим роли бар.
Әмма, хитай даирилири хәлқара аммивий тәшкилатларниң бу һәқтики җиддий тәнқидлиригә писәнт қилмай, ғайиплар мәсилисидики бандитларға хас позитсийәсини давамлаштурмақта. Кимлики техи йеқинда ениқланған атушниң азақ йезисидики 22 яшлиқ ниҗат қурбанниң ғайип болуш җәряни вә униң атисиниң шикайәтлири юқириқи вәзийәтни әкс әттүрмәктә.
Мәлум болушичә, ғайип ниҗат қурбан атушниң азақ йеза юқири иштачи кәнт, 5 - мәһәллисидин. 2009 - Йили таҗикистанда тиҗарәт қиливатқан 22 яшлиқ ниҗат қурбан, 5 - июл вәқәсидин бираз аввал үрүмчигә кәлгән болуп, таҗикистанға қайтқичә болған арилиқтики бу қисқа мәзгилдә бу палакәтчиликкә йолуққан. Үрүмчидики содигәр акисиниң өйидә туруватқан ниҗат қурбан 5 - июлдин бир күн кейин үрүмчиниң булақбеши йәни сәншихаңза мәһәллисидики бир достиниң өйидә параңлишип олтурған мәзгилдә икки дости билән бирликтә тутуп кетилгән. Арисида пәқәт бирсила уйғур, қалғанлири хитай болған бир сақчи әтрити өйгә бесип кирип, уларниң майкилирини бешиға өрүп, путлиридики аяқлирини чиқирип ташлап йерим ялиңач вә ялаңаяқ маңғузуп өйдин ачиқип кәткән. Тутқунлар аввал булақбешидики җәнубий қовуқ йәни нәнгүән сақчиханисиға априлған, әтиси кәчтә шисән түрмисигә йөткигән. Шисән түрмисидә ниҗат қурбан икки достидин айрим бир камирға қамалған. Униң иккиси достидин бири тутулуп 3 айдин, йәнә бирси 6 айдин кейин қоюветилгән, әмма ниҗат қурбанниң нәдилики вә ақивити һәққидә аилисигә сақчилар та бүгүнгә қәдәр мәлумат бәрмигән. Ниҗат қурбанниң дадиси балисиниң дерикини қилип атуш шәһәрлик сақчи идарисиға барғинида шәһәрлик сақчидики хитай башлиқниң қопал муамилисигә учриған. У үрүмчигә издәп берипму һечқандақ мәлуматқа еришәлмигән. Ниҗат қурбанниң дадисиму худди башқа ғайиплар аилә - тавабиатиға охшашла, балисиниң һөкүмәттин тирикини әмәс, учурини сораватқанлиқини, арзусиниң бир өлүм мурасими өткүзүп қәлблиригә тәсәллий тепиш икәнликини баян қилишмақта. Әмма мана бу аддий, әқәллий тәләпму хитай даирилири тәрипидин йәнила рәт қилинмақта.