Иҗтимаий пәнләр академийәси тил институтиниң муавин башлиқи ғәйрәт абдурахманниң тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.11.08
gheyret-abduraxman.jpg Иҗтимаий пәнләр академийәси тил институтиниң муавин башлиқи ғәйрәт абдурахман әпәнди.
RFA/Shöhret Hoshur

Мухбиримизниң уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийәсигә телефон қилип тутулғанлар һәққидә елип барған ениқлашлири давамида, мәзкур академийәгә қарашлиқ тил тәтқиқат институтиниң муавин башлиқи ғәйрәт абдурахманниң тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, әмма дәлилләнмигән иди. Мухбиримизниң изчил елип барған ениқлашлири давамида ғәйрәт абдурахманниң тутқун қилинғанлиқи дәлилләнди вә униң “отхор җәмәт” намлиқ тәрҗимә китаби сәвәблик тутқун қилинғанлиқи мәлум болди.

Уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийәсидин җәмий 5 кишиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвиримиз тарқалғандин кейин аңлиғучилиримиздин бири радийомизға елхәт йоллап, мәзкур академийәниң тил тәтқиқат институтиниң муавин башлиқи ғәйрәт абдурахманниң бу йил 3‏-айда тутқун қилинғанлиқи, униң тутулушиға “отхор җәмәт” намлиқ тәрҗимә китабиниң сәвәб болғанлиқини мәлум қилди.

Тор архиплирини ахтурғинимизда “отхор җәмәт” ниң бир тәрҗимә роман икәнлики, әслидә нобел әдәбият мукапатиға еришкән хитай язғучи мо йән тәрипидин йезилған “отхор җәмәт” намлиқ бу романниң ғәйрәт абдурахман тәрипидин тәрҗимә қилинғанлиқи, 2013‏-йили қәшқәр уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинғанлиқи вә шу йили мәзкур нәшрият тәрипидин “мунәввәр тәрҗиман” болуп баһаланғанлиқи мәлум болди.

Биз ғәйрәт абдурахманниң тутқун қилиниш әһвали һәққидә иҗтимаий пәнләр академийәсигә қайта телефон қилдуқ. Биз телефонимизни қобул қилған хадимдин “ғәйрәт абдурахманниң бу йил 3‏-айда тутулғанлиқи тоғриму?” дәп сориғинимизда у “тоғра” дәп җаваб бәрди. Әмма у ғәйрәт абдурахманниң тутулуш сәвәби һәққидики соалимизға алақидар рәһбирий хадимлардин ениқлап җаваб беридиғанлиқини ейтти.

Хитайда чиқидиған “хәлқ тори” ниң уйғурчә бетидә тонуштурулушичә, тәтқиқатчи ғәйрәт абдурахман 1966‏-йили борталада туғулған. 1991‏-Йили мәркизи милләтләр институтини пүттүргәндин кейин, уйғур аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийәсигә тәқсимләнгән. Униң һазирға қәдәр һәрқайси гезит-журналларда 70 тин артуқ илмий мақалиси елан қилинған. У әң йеқинда “уйғур тилиниң тәрәққият тарихи” намлиқ бир дөләт дәриҗилик илмий тәтқиқат темисини тамамлиған. Биз алдинқи күни зиярәт қилған қәшқәрдики бир сиясий қанун хадими қәшқәр уйғур нәшриятида 600 дин артуқ китабниң “мәсилилик китаб” дәп бекитилгәнликини ашкарилиған иди. Биз униңдин “мәсилилик китаб” лар арисида “отхор җәмәт” дегән тәрҗимә романниң бар-йоқлуқини сориғинимизда у бу соални җавабсиз қалдурған иди.

Йәнә тор архиплиридин мәлум болушичә, ғәйрәт абдурахман 2016‏-йили бейҗиңда ечилған “түркий тиллар тәтқиқат йиғини” ға қатнашқан. Йиғин җәрянида “хәлқ тори” ниң уйғур бөлүми тәрипидин мәхсус зиярәт қилинған. Ғәйрәт абдурахман һәққидә радийомизға кәлгән инкаста униң “тил мәдәнийити тарихидин җаваһирлар” намлиқ бир китабиниңму барлиқи, бу китабидинму “чатақ” тепилғанлиқи тоғрилиқ җәмийәттә учурлар барлиқи йезилған. Иҗтимаий пәнләр академийәсидики хадимлардин бири ғәйрәт абдурахманниң қайси китаби сәвәблик тутқун қилинғанлиқидин хәвири барлиқини, әмма алақидар рәһбәрләрдин рухсәт алмай туруп бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Иҗтимаий пәнләр академийәсиниң әмәлдарлардин бири мәзкур академийәдин йеқинқи икки йил ичидә тутқун қилинған 5 кишиниң ичидә ғәйрәт абдурахманниң бар -йоқлуқини сориғинимизда “бар” дәп җаваб бәрди.

“хәлқ тори” да тонуштурулушичә, ғәйрәт абдурахман, “оттура асияниң омумий тарихи”, “шинҗаңниң йәрлик тарихи”, “мәдәнийлик” қатарлиқ китабларниң тәрҗимә ишлириға қатнашқан икән. У әң йеқинда “уйғур тилиниң тәрәққият тарихи” намлиқ бир дөләт дәриҗилик илмий тәтқиқат темисини тамамлиған. Алдинқи һәптидики ениқлашлиримиз давамида иҗтимаий пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчилиридин күрәш таһир билән әсқәр юнусниңму тутқун қилинғанлиқи дәлилләнгән вә академийәниң сабиқ муавин башлиқи абдуразақ сайим билән қатқанда мәзкур академийәдин җәмий бәш кишиниң қамақта икәнлики айдиңлашқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.