Әдлийә хадимлири ғулҗида лагердикиләрниң түркүмләп кесиливатқанлиқ хәвирини инкар қилмиди
2018.09.21
Алдинқи күни иҗтимаий таратқуларда ғулҗида йиғивелиш лагериға қамалғанларниң түркүм-түркүмләп сотлиниватқанлиқи вә уларниң аилә-тавабатлириниң бу һәқсизлиққә бәрдашлиқ берәлмәй сот мәйданлирида һөкүрәп йиғлаватқанлиқи һәққидә учур тарқалған иди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған ғулҗа шәһәр, ғулҗа наһийә вә или областлиқ әдлийә хадимлири түрлүк шәхсий сәвәпләрни көрситип лагердикиләрниң сотливатқанли һәққидики соаллиримизға җавап бериштин өзини қачурди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, иҗтимаий таратқуларда тарқалған төвәндики учурда ғулҗида йиғивелиш лагериға соланғанларниң түркүм-түркүмләп сотлинишқа башлиғанлиқи илгири сүрүлгән: “. . . У яқтикиләрниң әһвали бәк начаркән. . . . . . Түркүм-түркүмләп сотлиғини турупту. . . Қандақ қилимиз? қандақ қилимиз?! . . . Қери бовай-момайлар нәврилири йүдүп берип сот мәйданлирида һөр-һөр йиғлиғили турупту дәйду. У яқниң әһвали бәк яманкән. . .”
Биз учурдики йип учлириға асасән аввал ғулҗа шәһәрлик әдлийә идарисиға телефон қилдуқ. Биз униңдин ғулҗа шәһиридә һазирға қәдәр аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” дики қанчилик кишиниң сотлинип болғанлиқини соридуқ. У өзиниң бу тоғрулуқ мәлумати йоқлуқини ейтти. У һәтта ғулҗа шәһири бойичә қанчилик кишиниң “тәрбийәләш” тә икәнлики һәққидиму өзиниң хәвәрсизликини ейтти.
Телефонимизни қобул қилған ғулҗа наһийәлик әдлийә идарисиниң бир хадими наһийә бойичә “тәрбийәләш мәркизи” дики қанчилик кишиниң сотқа тартилғанлиқи һәққидики соалимизға “бундақ бир соални соришимизниң хата болидиғанлиқи” ни ейтти. Әмма у буниң қандақ бир “хаталиқ” болидиғанлиқи һәққидә изаһат бәрмиди.
Бүгүн радийомизға бивастә кәлгән бир учурда ғулҗиниң күнәс наһийәсидиму йиғивелиш лагеридикиләрниң сотлиниватқанлиқи мәлум қилинди. Инкаста дейилишичә, лагердикиләрдин бир түркүмлиригә сотлиништин бир һәптичә аввал илгири “һалал-һарам” ни айриған яки айримиғанлиқи һәққидә язма соал соралған. “һалал” яки “һарам” ни айриғанлиқини билдүрүп имза қойған кишиләрдин 12 нәпири алдинқи күни сотқа тартилип, 3 йилдин 5 йилғичә кесилгән. Йәнә мәзкур учурда дейилишичә, мәһкумларниң аилә-тавабиатлириниң, җүмлидин бовай-мамай вә балиларниң йиға-зарилири сәвәбидин сотни давамлаштурушқа мумкин болмиған. Сотчи сотни тохтитип тәйяр һөкүмнамини мәһкумниң қолиға тутқузуп, сот мәйданидикиләрни мәҗбури тарқитивәткән. Биз бу учурниң тоғра-хаталиқини ениқлаш үчүн күнәс наһийәлик әдлийә идарисиға телефон қилдуқ. Әдлийә идарисидин телефонни алған хадимлар өзара сөзлишиш давамида соралған әһвалниң “дөләт мәхпийәтлики” икәнликини дейишкәндин кейин, күнәстә лагердин қанчә кишиниң сотланғанлиқи вә алдинқи күни сотланған 12 мәһкумниң җинайитиниң немә икәнлики һәққидики соалимизни җавапсиз қалдурди.
Биз арқидин ғулҗа шәһәрлик әдлийә идарисиға қайта телефон қилип, лагердикиләрниң сотлиниш әһвалини соридуқ. У бу һәқтә или областлиқ әдлийә идарисидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди. Или обласлитлиқ әдлийә идарисиниң хадими болса өзиниң бу хизмәткә йеңи кәлгәнликини сәвәп қилип көрситип, соалимизға җавап бериштин өзини қачурди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқи зиярәтлиримиздә хадимларниң соралған әһвални ашкара һалда дөләт мәхпийәтлики дейишиши вә соалға “дөләт мәхпийәтлики” сүпитидә позитсийә тутуши вә әһвални ениқ гәп билән инкар қилалмаслиқи иҗтимаий таратқуларда тарқалған йиғивелиш лагердики бир түркүм кишиләрниң сотлиниватқанлиқи һәққидики учурниң тоғра икәнликини көрсәтмәктә.