Германийәниң ваймар шәһиридә илһам тохти вә уйғурлар вәзийити тонуштурулмақта
2017.12.09

10-Декабир күни тарқитилидиған “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохтиға берилгәнлики германийәниң ваймар шәһиридә кәң көләмдә тәшвиқ қилинмақта.
“илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан вә “тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” ниң рәиси улрих делиюс әпәндиләрниң бүгүн германийәниң ваймар шәһиридин бәргән мәлуматиға асасланғанда, ваймар шәһәрлик һөкүмәт бу йиллиқ “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитиш һарписида бир йүрүш паалийәтләр уюштурған. Ваймар шәһәрлик һөкүмәт бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилирини ваймар шәһиригә алдин тәклип қилип, бу йиллиқ мукапат саһиби илһам тохтини тонуштуруш, уйғурлар вәзийити тоғрилиқ лексийә сөзләш вә мухбирларни күтүвелиш паалийәтлири уюштурмақтикән.
Мәлумки, хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохти әпәнди өткән йили 2016-йиллиқ “мартен әнналис мукапати” ға еришкән иди. Бу йил у арқа-арқидин явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ алий мукапати болған “васлав хавел мукапати” ға, хәлқара лебираллар бирләшмисиниң 2017-йиллиқ “әркинлик мукапати” ға шундақла “явропаниң мәдәнийәт шәһири” дәп нам алған ваймар шәһириниң “кишилик һоқуқ мукапати” ға еришти.
Илһам тохтиниң арқа-арқидин хәлқаралиқ даңлиқ мукапатларға еришкәнликидин биарам болған хитай һөкүмити алдинқи айларда ваймар шәһәрлик һөкүмәткә наразилиқ билдүрүп, илһам тохтиға берилгән 2017-йиллиқ “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ни қайтурувелишни тәләп қилған иди. Хитайниң бу орунсиз тәлипи рәт қилинип, мәқсити ишқа ашмиғандин кейин, хаккерлар арқилиқ тор һуҗуми қозғап, “ваймар кишилик һоқуқ мукапати” ниң тор бетини чөктүрүвәткәнлики мәлум болди.
Ваймар шәһиридин зияритимизни қобул қилған “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәнди, бүгүн ваймардики бир толуқ оттура мәктәптә илһам тохти вә уйғурлар вәзийити һәққидә лексийә сөзлигәнликини баян қилди.
“тәһдит астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати” ниң рәиси улрих делиюс әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бүгүнки паалийәтлири тоғрилиқ мәлумат бәрди. У мундақ деди: “уйғурларниң күнсери яманлишиватқан кишилик һоқуқ вәзийитини наһайити муһим болған бир саһәгә, йәни оқуғучиларға аңлитиш пурситигә ериштуқ. Улар германийәниң келәчәктики хоҗайинлири. Авазимиз булар арқилиқ кәң саһәләргә тарқайду. Әлвәттики, биз илһам тохтини хәлқара мукапатларға наил қилиш, илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш паалийәтлирини ‛илһам тохти гурупписи‚ билән һәмкарлишип қанат яйдуруватимиз. Бу ялғуз илһам тохтиниң мәсилиси әмәс, өз нөвитидә бир пүтүн уйғурлар мәсилисидур. Биз илһам тохти арқилиқ уйғурларни көтүрүп чиқиватимиз. Бу һәқтики пикир-тәләплиримизни германийә ташқи ишлар министирлиқиға, баш министир анҗила меркил ханимға қәдәр билдүрдуқ. ‛ваймар кишилик һоқуқ мукапати‚ ниң илһам тохтиға берилиши көрсәткән тиришчанлиқимизниң бир нәтиҗисидур. Бизниң бу йолдики хизмәтлиримиз давамлишиду. Ваймар шәһири бу мукапат арқилиқ уйғурларни пүтүн ваймар хәлқигә тонутти. Йәнә келип, бу һәқтики тәшвиқат паалийәтлирини алдин орунлаштуруватиду. Әтә өткүзүлидиған мухбирларни күтүвелиш йиғинида уйғурларни йәниму кәң даиридә чүшәндүрүш пурситимиз болиду.”
Әнвәрҗан әпәнди бүгүнки лексийисигә оқуғучиларниң наһайити қизиққанлиқини тилға алди. У лексийәсиниң хатимисидә, өзиниң бу яшлардин күтидиған үмидлириниму оттуриға қоюп өткәнликини әскәртти.
Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университетиниң профессори, уйғур өктичи зиялийси илһам тохти бейҗиңда туруп уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқи тоғрисида пикир баян қилғанлиқи вә хитай һөкүмитиниң миллий сияситини әйиблигәнлики сәвәблик 2014-йили 1-айниң 15-күни тутқун қилинған иди. У шу йили 23-сентәбир үрүмчидә “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.