Германийәдә уйғурларниң сиясий панаһлиқ ишлири тосалғуға учраватамду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.05.25
Nurjamal-Ablimit-iliyar-ghalip-01.jpeg Нурҗамал аблимит вә иляр ғалип аилиси.
RFA/Ekrem

Игилишимизчә, д у қ ниң баш шитаби җайлашқан германийәдә әзәлдин “сиясий панаһлиқ тилигән уйғурлар юртиға қайтурулмайду” дәйдиған қараш мәвҗуд болған һәмдә 2018-йилиғичә шундақ болуп кәлгән. Һалбуки йеқинда германийәдин бир уйгрниң қайтуриветилиш вәқәсиму юз бәрди. Бу германийәдики көзәткүчиләр арисида германийәниң көчмәнләр вә сиясий панаһлиқ бериш сияситидә өзгириш йүзбәрдиму дегәндәк соалларни пәйда қилған.

Д у қ рәһбәрлириниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, гәрманийәниң һәрқайси җайлирида сиясий панаһлиқ тәләплири рәт қилиниватқан уйғурларниң сани барғансери көпәйгән. Уйғур елидики вәзийәт күнсери қәбиһлишиватқан бүгүнки күндә, әслидә уйғурларниң сиясий панаһлиқ тәләплири германийәдә бурунқиға қариғанда асанрақ қобул қилиниши лазим икән. Чүнки, д у қ рәһбәрлири уйғур елиниң вәзийитини германийә даирилиригә илгирики йилларға қариғанда техиму әтраплиқ тонутуп кәлгән һәмдә германийә ташқий ишлар министирлиқини уйғурларға аит әң йеңи мәлуматлар билән тәминләп турған. Әмма нәтиҗә етибари билән ейтқанда, ишлар әксичә вәзийәтни оттуриға чиқарған.

Бүгүн, д у қ баш шитабида сиясий панаһлиқ илтимаси қобул көрүлмигән бирҗүп әр-аялниң кәчмишлирини вә панаһлиқ илтимасиниң рәт болғанлиқини аңлидуқ. Нурҗамал аблимит ханим техи йеқиндила “вәтәндин чиққанлиқини, вәтәндә көңүлсиз қисмәтләрни баштин көчүргәнликини, шундақ болсиму, германийәдә сиясий панаһлиқ илтимасиниң қобул көрүлмигәнлики” ни тилға алди. Униң йолдиши елияр ғалип әпәнди болса, “вәтәндики чағда түрмигә чүшкәнликини, бир йоллар билән хитай асаритидин қутулуш йолини таллиғанлиқини, әпсуски миң мушәққәттә германийәгә йетип кәлгән болсиму, панаһлиқ илтимасиниң қобул көрүлмигәнлики” ни баян қилди.

Уйғур елиниң вәзийити бүгүнкидәк әң яман һалға йәткән бир чағда вә германийә һөкүмити бу вәзийәттин хәвәрдар туруқлуқ немә үчүн уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләрниң германийәдики панаһлиқ мәсилиси тосалғуға яки оңушсизлиққа учрайду?

Бу соалимизға германийәдики даңлиқ адвукатлардин албирекит гөрүң әпәндидин җаваб таптуқ. У мундақ дәйду: “мән мюнхендики адвукат гөрүң болимән. Уйғурларниң хитайдики вәзийити барғансери яманлишип бериватиду. Ахирқи икки-үч йилдин буян вәзийәт техиму начарлашти. Апәт характерлик паҗиәләр болса, уйғурлар әң әқәллиси өзиниң тили, мәдәнийити, етиқадида әркин яшаш һәқлиридин мәһрум қилиниватиду. Йиғивелиш орунлирида мәҗбури меңиси ююливатиду. Әмма германийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигүчи уйғурлар үчүн германийәниң сияситидә өзгириш болғини йоқ. Һазирқи германийәдә сиясий панаһлиқ тилигүчиләр саниниң көплүки сәвәблик, бәзиләрни юртиға қайтуруш хизмәтлири давамлишиватиду. Уйғурларниң қайтурулуш мәсилиси болса, уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләрниң өзиниң сәвәнликидин пәйда боливатиду. Һөкүмәтниң һөкүмлиригә диққәт қилиш керәк. Сиясий панаһлиқ илтимаси рәт қилинған уйғурлар үчүн йәнә бир қетим панаһлиқ тиләш пурсити мәвҗуд. Бу пурсәтни қолдин қачуруп қоймаслиқ лазим.” 
Гөрүң ейтқандәк бүгүн зияритимизни қобул қилған икки уйғурму тил билмигәнлики һәмдә рәт қилиш илтимасиға җиддий қаримиғанлиқи сәвәблик аилиси билән биргә хәтәргә дуч кәлгән. Адвукат албирекит гөрүң әпәнди бүгүн уларниң иккинчи қетимлиқ сиясий панаһлиқ илтимаси үчүн адвукатлиқ қилиш вәзиписини қобул қилған.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиму бу һәқтә тохтилип, уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләргә қарита өзиниң истәклирини билдүрүп өтти. У сөзидә, ғәрб әллиридә панаһлиқ тилигән уйғурларниң панаһлиқ илтимасиға вә һөкүмәтниң униңға қарита бәргән җавабиға әстайидил муамилә қилишни тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.