Уйғурлар амстердамда намайиш өткүзүп, хитайға наразилиқ билдүрди

Ихтиярий мухбиримиз оғузхан
2017.12.18
gollandiye-2017-namayish-1.jpg Амстердамда өткүзүлгән хитайға қарши намайиштин көрүнүш. 2017-Йили 17-декабир, голландийә.
RFA/Oghuzxan

2017-Йили 12-айниң 17-күни, йәни йәкшәнбә күни голландийә вақти саәт 12 дин саәт 2 гичә голландийәниң пайтәхти амстердам шәһиридә, голландийәдә яшайдиған уйғур җамаитидин вә голландийә яшлиридин тәшкилләнгән 100 кишилик намайиш өткүзүлди.

Бу намайиш хитай коммунистлириниң уйғур елидә йүргүзүватқан бесим сияситигә, ассимилатсийәсигә наразилиқ билдүрүш үчүн елип берилди. Бу намайиш амстердамдики голландийәлик достлар вә дуняниң һәр қайси җайлиридин голландийәгә саяһәткә кәлгән саяһәтчи амминиң вә һәр саһә кишилириниң диққитини тартти һәм улар бу намайишқа елип келингән хитай коммунистлириниң уйғурларға қарита елип бериватқан зулумлири тәсвирләнгән рәсимләрни бир бирләп көрүп чиқишти.

Биз бу намайишни тәшкиллигүчиләрниң бири болған актип паалийәтчи һүсәйин тәҗәлли әпәндини бу намайиш тоғсисида сөзләп беришкә тәклип қилдуқ. Һүсәйин тәҗәлли әпәнди өз көз қаришини баян қилип мундақ деди :“биз голландийәдә давамлиқ намайиш елип бериватимиз, лекин намайишқа кәлгәнләрниң сани бәк аз, андин намайишчиларниң кәйпияти бәкла сус болатти. Шуниң үчүн биз намайишни җанлиқ елип бериш үчүн голландийәлик уйғур яшлиридин бир қанчимиз тәшкиллинип 100 кишилик намайиш елип беришни қарар қилдуқ, шундақла голландийәдики көп санлиқ яшларниң актип аваз қошуши билән бүгүн бу йәрдә көзлигән мәқсәткә йәттуқ”.

Зияритимиз давамида йәнә бүгүнки намайишни тәшкиллигүчиләрдин бири болған актип паалийәтчи абдусалам әпәнди: “бизниң бу намайишни тәшкилләштики мәқситимиз хитай коммунистлириниң уйғурларға селиватқан зулумини, әркин дөләтләрдә яшаватқан явропа хәлқигә тәпсилий аңлитиш” деди.

Биз йәнә намайишқа җасарәт көрситип, бу намайишқа башламчилиқ қиливатқан илшат әпәндини зияритимизгә тәклип қилдуқ. Илшат әпәнди мундақ деди: “вәтинимиздики хитай коммунистлириниң уйғурларға селиватқан зулуми күчийип, уруқ туғқанлиримиз билән телефондиму параңлишалмайватимиз, нормал бир аилидиму бир икки киши хитай коммунистлири тәрипидин тутулуп кетиливатиду, биз муһаҗирәттики уйғурлар хитай коммунистлириниң уйғурларға селиватқан бу зулумлириға сүкүт қилип турмайдиғанлиқимизни хитай коммунистлириға билдүрүп қоюш үчүн бу намайишни тәшкиллидуқ”.

Зияритимизниң ахирида голландийәдә яшаватқан актип паалийәтчи абдуғени сабит әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мән өзүм бир шәрқий түркистанлиқ болуш сүпитим билән хитай коммунист таҗавузчилириниң шәрқий түркистан хәлқигә селиватқан зулумлириниң чәктин ешип кәткәнлики, уйғур хәлқиниң болса яшаш йолиниң қалмиғанлиқи шуниң үчүн биз муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң қолимиздин келишичә шәрқий түркистан хәлқиниң авазини дуняға аңлитиш вә хитай коммунистлириға қарита биз уйғурларниң қилчә қорқуп қалмайдиғанлиқимизни билдүрүп қоюш үчүн бу намайишқа қатнаштим”.

Явропа шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәлумат беришичә голландийәдики уйғурларниң сани тәхминән 2000 әтрапида болуп, 6-7 йүз аилилик уйғур яшайдикән. Голландийәдики актип паалийәтчиләрдин һүсәйин тәҗәлли, абдусалам, вә илшат әпәндиләр бир ай вақит сәрп қилип таратқуларда алаһидә тәшвиқат елип берип, голландийәдики яшларниң алаһидә қоллап қуввәтлиши билән бу 100 кишилик намайиш тәшкилләнгән. Голландийәдики актип паалийәтчи әйса қари әпәндиниң хатирилишичә, бу 100 кишилик намайиш голландийәдә өткүзүлгән 5-июл үрүмчи вәқәси намайишидин кейинки әң чоң көләмлик намайиш болуп һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.