Голландийәдики уйғурлар вашингтондики яшлар намайишиға аваз қошуп 8 күнлүк намайиш башлиған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.06.22
Gollandiyerde-namayish-2018-06-22-01.jpg Голландийәдики уйғурлар вашингтондики яшлар намайишиға аваз қошуп өткүзгән намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йили 22-июн. Амистердам, голландийә.
Social Media

Вашингтонда давам қиливатқан уйғур яшлириниң намайиши бүгүн 8‏-күнигә қәдәм қойди. 8 Күндин бери әтигән саәт 8 дин кәч саәт 5 кә қәдәр изчил давам қилип кәлгән бу намайишниң америка дөләт мәҗлисидики бир қисим әзаларниң диққитини тартқанлиқи мәлум. Вашингтонда уда давамлишиватқан бу намайиш йәнә башқа дөләтләрдики уйғур җамаитиниму һәрикәткә кәлтүргән. Бүгүн голландийәдә яшаватқан уйғурлар вашингтондики намайишни қоллаш йүзисидин амистердамдики америка әлчиханиси алдида 8 күнлүк намайиш башлиған.

Бүгүн голландийәниң вассинер шәһиридики америка консулханиси алдида башланған намайишта америкиниң дуняда адаләт вә инсан һәқлириниң байрақдари икәнликини әслитип, хитайниң уйғур диярида елип бериватқан “йепиқ тәрбийә лагерлири” ни дәрһал тақаш үчүн һәрикәткә өтүши тәләп қилинған. Намайишчилар уйғур диярида бултур 3‏-айдин башлап бир милйондин артуқ кишиниң лагерда йетиватқанлиқи, уларниң миллий вә диний кимликини өзгәртиш үчүн лагерда меңә ююш һәрикити елип бериливатқанлиқи шундақла тутқунларниң қейин-қистаққа дуч келиватқанлиқи, буниң уйғур җәмийитиниң сиясий, иқтисадий вә мәдәний һаятиға җүмлидин, миллий мәвҗутлуқиға еғир хәвп йәткүзүватқанлиқини тилға алған. 
Голландийәдики бу намайиш вашингтонда 15 күндин бери давам қиливатқан уйғур яшлириниң америка һөкүмитидин уйғур райондики лагерларни тақаш һәққидә һәрикәткә өтүшни тәләп қилип елип бериватқан намайишиниң илһами вә уни қоллаш йүзисидин елип берилған икән. Бу намайишни голландийәдики “уйғур нидаси радийоси”, голландийә шәрқи түркистан уйғур бирлики, явропа шәрқи түркистан маарип җәмийити вә яшлар җамаитиниң мәсуллири болуп, голландийәдики мәвҗут уйғур тәшкилат вә гуруппилириниң һәммиси буниңға иштирак қилған. “уйғур нидаси радийоси” ниң мәсули абдусалам нияз вә голландийәдики яшларниң йетәкчилиридин бири болған илшат ислам бу намайиш һәққидә мәлумат бәрди. 

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, америка дөләт мәҗлиси алдидики уйғур яшлири өткүзүватқан намайишқа бүгүнки күндә пайтәхт вашингтондин башқа йәнә калифорнийә вә оһаййо штатлирида яшаватқан уйғурларму келип қатнашқан. Бүгүнки бу намайишқа норвегийәдики уйғур паалийәтчи зумрәт турсун ханимму иштирак қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.