Лагерға ташланған чәтәл пуқраси: гүлбаһар җелилова лагерда көргән қара күнләр (2)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.01.02
Gulbahar-Jelilova-Jililova.jpg Хитайниң лагер вә түрмилиридики түрлүк қийнашларға шаһит болған қазақистанлиқ уйғур гүлбаһар җелилова ханим.
Gülbahar Jélilowa xanim özi teminligen

Гүлбаһар:  “аталмиш түрмә дохтурханиси дегини түрмидинму қорқунчлуқ бир җай”

Қазақистанлиқ уйғур гүлбаһар җелилова, 2017-йили, 5-айда үрүмчигә мал алғили киргән күниниң әтисила туюқсиз вә сәвәбсиз тутқун қилинип, хитайниң үрүмчидә лагер орнида қоллиниватқан тутуп туруш орни вә түрмиләрниң биригә қамалғандин кейин, җинайәтчиләрдәк қаттиқ муамилә, тил-һақарәт вә начар түрмә шараитлири сәвәбидин қан бесими тохтимай өрләп ағрип қалған. Даириләр 10-күнигә барғанда андин уни түрмә дохтурханисиға йөткигән.

Униң тәсвирләп беришигә қариғанда “җийән со йүән” дегән бу түрмә дохтурханиси, һәр қайси түрмә вә лагерлардики җан тумшуқиға келип қалған алаһидә еғир ағриқлар апирилидиған җай болуп, униң орни хитай һөкүмитиниң үрүмчи шәһиридики 7 түрмини мәркәзләштүрүп үрүмчи шәһириниң йеңи шәһәр райони, шәрқий қәшқәр йолида қуруп чиққан түрмиләр райониниң оттурисиға җайлашқан икән.

Даириләрниң үрүмчидики түрмиләрни бир йәргә мәркәзләштүрүп башқурушни 2010-йилдин кейин башлиған. Бу, 2016-йилниң ахири ишқа кириштүрүлгән болуп системилиқ бир туташ башқурулидикән.

Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда үрүмчи түрмиләр районида җәмий 7 түрмә бар, 6-вә 7 түрмә йеңидин муддәтлик җазаға буйрулғанларни көзитиш вә дәсләпки тәрбийәләш елип баридиған түрмиләр болуп, һәр қандақ җинайәтчи башта бир мәзгилни бу икки түрмидә өткүзгәндин кейин, башқа түрмиләргә йөткилидикән. 2-Түрмә аяллар түрмиси болуп, униңдин башқа 1-, 3-, 4-, 5-түрмиләрниң һәммиси әр җинайәтчиләрниң түрмилири икән. Бу түрмиләр райони һәр биригә 10миңдин артуқ җинайәтчини солап башқурушқа тегишлик әслиһәләр вә адәм күчи орунлаштурулған һәм юқири техникилиқ күчлүк бихәтәрлик тәдбирлири арқилиқ пасил ичигә елинған мәхсус бир райондин ибарәт.

Гүлбаһарниң сөзләп беришичә, у қамалған 15 ай җәрянида 2-вә 3-түрмиләрдә ятқандин сирт йәнә униң мәркизигә җайлашқан дохтурханисиға 3 қетим апирилип, илгири-ахир 2 айға йеқин вақитни шу йәрдә өткүзгән.

Гүлбаһар: “у йәрдики дохтурханида ятқандин түрмидә ятқан яхширақ” дәйду. Униң буниң сәвәби һәққидә тохтилип тәсвирләп беришичә, бу җайниң пәқәт исмила дохтурхана болуп, ичидики муамилә, башқуруш, шараит һәтта түрмиләрдинму бәттәр. Бимарлар у җайға қол вә путлири кишәнләнгән һалда апирилғандин сирт йәнә бу кишәнләр давалаш җәрянидиму еливетилмәйдикән. Аптоматлиқ сақчиларниң қоршавидики бу исми дохтурхана болған җайниң ятақлириму камерға охшаш болуп, қоршав ичидә башқурулиду, бимарлар өзиниң камеридин сиртқа чиқиралмайду, һәтта дохтурға кесәллик әһвалини баян қилиштиму пәқәтла хитайчә сөзләш тәләп қилиниду, дохтурларниң муамилисиму сақчиларға охшашла қаттиқ вә рәһимсиз.

Гүлбаһар бу дохтурхана камерида 30 аял билән тәң ятқан, улар һәммиси һәр хил кесәлләр билән елип келингән бимарлар болсиму, улар түрмә ичигә охшаш нөвәт билән ухлайдикән. Гүлбаһар бу аталмиш түрмә дохтурханисида туруш җәрянида башқа түрмиләрдин елип келингән

Улар йәнә һәр хил иҗтимаий җинайәтләрни өткүзүп еғир кесилгән хитай җинайәтчиләрниңму зорлуқ-зомбулуқиға учриған. Чүнки у җайда сиясий тутқунлар иҗтимаий җинайәтчиләр тәрипидинму әң еғир кәмситиш вә зомигәрликкә учрап туридикән.

2017-Йили 5-айниң 21-күни үрүмчидә тутқун қилинған гүлбаһар тутқундики җәрянда қан бесими кесилигә гириптар болғандин сирт, пүтүн бәдинини қичишқақ бесип кетиду, униң лагердин қутулуп чиққиниға 3 айдин ашқан болсиму, бирақ һазирғичә давалинип сақийип болалмиған.

Униң ейтишичә, лагер орнида уйғурлар қамалған, йәни у ятқан 3 түрминиң шараитлири бир-биридин пәрқсиз һалда начар болуп, су йоқ, һава өтүшмәйдиған қараңғу камерларда, һәр хил кесәлләр ямриған. У ечинған һалда: “мәнғу қутулдум, әмма бигунаһ һәдә-сиңиллиримиз қараңғу зулмәтлик түрмиләрдә тени аҗиз, қорсиқи ач, уйқусиз вә тәшвишләр ичидә яшиғандин сирт, һәр хил кесәлләрни юқтурувелиш еһтималлиқи интайин юқири бир қорқунчлуқ хәтәр астида турмақта” дәп әндишиләнди.

Гүлбаһар өзи көргән түрмә шараитлири вә түрмидики аҗиз, бигунаһ һәдә-сиңиллирини әскә алғанда ихтиярсиз “улар йәнә қанчә узун бәрдашлиқ берәр, бәрдашлиқ берәләрму. . .” дегән сөзләрни тәкрарлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.