Гума наһийисидә вәзийәт җиддий вә сирлиқ: саәт 9дин кейин чирағлар өчүрүлүши шәрт

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.01.11
tutqun-pidaiy-xitay-saqchi-herbiy.jpg Уйғур һуҗумчиларни тутуш вәзиписини өтәватқан хитай қораллиқ күчлири.
CCTV

Хитай ахбарати хитай қораллиқ күчлириниң 1-айниң 8-күни хотәндә 3 нәпәр гумандарни етип ташлиғанлиқини вә буларниң 2015-йили гума наһийәсидә йүз бәргән аталмиш “22-апрел террор вәқәси” билән четишлиқ икәнликини хәвәр қилғандин кейин, мухбиримиз гума наһийәсиниң нөвәттики вәзийити һәққидә ениқлаш елип барди. Мәлум болушичә, гумида шәнбә күндин башлап 1-дәриҗилик бихәтәрлик мудапиә тәдбири йолға қоюлған; әмма даириләр вәзипә иҗра қиливатқан кәнт аманлиқ хадимлириғиму бундақ җиддий тәдбирниң сәвәби һәққидә мәлумат бәрмигән. Аһалиләргә натонуш кишиләрни дәрһал мәлум қилиш уқтурулуш билән бирликтә, кәч саәт 9 дин кейин чирағларни өчүрүш буйрулған.

Хитай ахбарати юқириқи 3 гумандарни етип өлтүргәнликини хәвәр қилған, әмма уларниң қәйәрдә етип өлтүрүлгәнлики вә  тутулғанларниң бар-йоқлуқи билдүрүлмигән. Түнүгүнки ениқлишимиз давамида вәқәниң гума көктерәктә йүз бәргәнлик еһтималлиқи ашкариланған. Бүгүнки ениқлишимиз давамида гума наһийисидә 4 күндин бери вәзийәтниң пәвқуладдә җиддий икәнлики ашкариланди.

Аманлиқ хадимлиридин бири вәқәдә тутулған вә яриланғанларниңму барлиқини ашкарилиди. Хитайниң бу вәқәни бундақ сирлиқ тутуши хадимлар арисида вәқә һәққидә охшимиған учурларниң тарқилишиға сәвәб болған. Хитай тәрәп қечип йүрүватқан 3 гумандарниң етилғанлиқини баян қилған, бир аманлиқ хадими гумандарлардин 3 нәпириниң өзини партлитивалғанлиқини баян қилди.

Хитайниң “шинҗаң гезити” гума наһийилик сот мәһкимисиниң хизмәттә бипәрвалиқ қилған көктерәк базарлиқ парткомниң икки секретари вә төвәнқумкөл кәнтиниң секретари розимәмәт мәхмутни түрмигә ташлиғанлиқини хәвәр қилған, әмма қайси хизмәттә, қандақ бипәрвалиқ қилғанлиқи ашкариланмиған. Аманлиқ хадимлири розимәмәт мәхмутниң муқимлиқ хизмитидә бипәрвалиқ қилғанлиқи үчүн түрмигә ташланғанлиқини илгири сүрди.

Юқирида хитай сақчилири хотәндә 3 нәпәр гумандарни етип ташлиғандин кейинки гума вәзийити һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.