Әдиб һаҗи мирзаһид керими йәнә қамалған: җаза муддити 11 йил

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.11.09
Shair-Mirzahit-Kerimi.jpg Әдиб һаҗи мирзаһид керими.
RFA Listener

Қәшқәр уйғур нәшриятиниң пенсийигә чиққан тәһрири, әдиб һаҗи мирзаһид керими йеқинда 11 йиллиқ кесилгән. Мәлум болушичә униң кесилишигә “йүсүп хас һаҗип” қатарлиқ романлири вә бир тон кийдүрүш мурасимида қилған сөзи сәвәб болған. Әдиб 1959 ‏-йили, йәни 20 яш вақтида “сандуқ ичидики бовақ” намлиқ шеири сәвәблик “йәрлик милләтчи” болуп әйиблинип, 13 йил түрмидә ятқан вә йәттә йил аилисидә нәзәрбәнд қилинған иди. У бу йил сотланғанда йеши 80 гә улашқан, саламәтлики бир қатар кесәлликләр билән чирмалғанкән.

Қәшқәр уйғур нәшриятидин 14 кишиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики радийомизға кәлгән инкаста, бу 14 кишиниң бириниң кесилип болунғанлиқи, кесилгән тутқунниң уларниң ичидики яшта әң чоңи болған шаир вә язғучи һаҗи мирзаһид керими икәнлики билдүрүлгән иди. Қәшқәрдики сақчиханиларға елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, йеқинда униң үстидин сот ечилғанлиқи дәлилләнди. Әмма хадимлар, һаҗи мирзаһид кериминиң қанчә йиллиқ кесилгәнлики һәққидә мәлумат берәлмиди. Радийомизға кәлгән инкаста, һаҗи мирзаһид кериминиң “йүсүп хас һаҗип”, “җудалиқ”, “мирза абабәкри”, “султан сәидхан” вә “султан абдуришитхан” қатарлиқ бәш романи сәвәблик тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлгән. Инкаста йәнә мәзкур романларда, уйғурларниң сәлтәнәтлик һаяти, йәни қараханийлар дәври вә сәидийә ханлиқ дәври тема вә арқа көрүнүш қилинған болғачқа, бу китабларниң нөвәттики сиясий шамалда, гуманлиқ китабларниң әң бешидин орун алғанлиқи әскәртилгән.

Алдинқи күни зияритимизни қобул қилған қәшқәрдики бир сияси-қанун саһәсидики хадимму, қәшқәр уйғур нәшриятидин тутулғанлар ичидә, мәсилиси әң еғир дәп қаралған кишиниң һаҗи мирзаһид керими икәнликини ашкарилиди. 

Материялларда тонуштурулушичә бу йил 80 яшқа киргән һаҗи мирзаһид керим 1958 ‏-йили сабиқ шинҗаң институтини пүттүргән. 1959 ‏-Йили уйғур җәмийитидә зор дағдуға пәйда қилған “сандуқ ичидики бовақ” дегән шеири сәвәблик йәрлик милләтчилик билән әйиблинип кесиветилгән. 13 Йиллиқ түрмә һаятини баштин кәчүргән әдиб, 1972 ‏-йилдин 1979 ‏-йилғичә нәзәрбәнд астида яшиған. 1981 ‏-Йили қәшқәрдики уйғур оттура мәктипидә оқутқучилиқ қилған. У, 1983 ‏-йилдин пенсийигә чиққанға қәдәр қәшқәр уйғур нәшриятида муһәррир болуп ишлигән. Радийомизға кәлгән инкаста әдибниң өзигә тон кийдүрүлүш мурасимида қилған сөзидин мәсилә тепилғанлиқи әскәртилгән. Тор архиплирини ахтурғинимизда, 2015 ‏-йили қәшқәрдә шаир мирза керимигә тон кийдүрүш мурасими өткүзүлгәнлики вә мурасимда бу шаирға атап йезилған шеирлар оқулғанлиқи һәм шаирниңму бу мурасимда сөз қилғанлиқи мәлум болди. Қәшқәрдики сиясий-қанун хадими, мирзаһид кериминиң тутулушиға бир тон кийдүрүш мурасимида қилған сөзиниңму бир сәвәб қилинғанлиқини ашкарилиди. Ашкарилинишичә, 20 яш вақтида тунҗи қетим кесилип 20 йилға йеқин һаятини түрмә вә нәзәрбәнд астида өткүзгән әдиб, бу қетим 80 йешида 11 йиллиқ кесилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.