Аманлиқ мудири: “долқун һашарниң мәқсити кишиләрни бош қоймаслиқ, қанунсиз ишлардин тосуш
2015.05.29

Ақсуниң тоқсу наһийисидә бу йил 1 - айдин башланған вә һазирғичә давам қиливатқан, қачан ахирилишидиғанлиқи һәм мәлум болмиған долқун һашарниң сәвәби мухбиримизниң диққитини тартти. Бу һәқтә мухбиримизниң соаллириға җаваб бәргән кәнт аманлиқ мудири, өзиниң юлтузбағ йезилиқ һөкүмәттә ечилған йиғинда аңлиғанлириға асасән, долқун һашарниң кишиләрни бош қоймаслиқ вә бош вақитлирида топлишип қалаймиқан вә қанунсиз иш чиқирип қоюшиниң алдини елиш үчүн йолға қоюливатқанлиқини паш қилди. У сөзидә долқун һашарниң һәргиз ишләпчиқиришниң еһтияҗи билән әмәс, пәқәт вә пәқәт муқимлиқниң еһтияҗи билән иҗра қилиниватқанлиқини тәкитлиди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқилардин мәлумки, долқун һашар, бултур 22 - май әтигәнлик базар һуҗумидин кейин башланған қаттиқ зәрбә бериш долқунидин 6 ай кейин башланған. Хитай қаттиқ зәрбә бериш долқунини башлиғандин кейинму ақсу вилайити тәвәсидә аз дегәндә 20 мәйдан қаршилиқ һәрикити йүз бәргән. Буларниң ичидә тәсири нисбәтән чоң болғанлири 8 нәпәр пидаийниң 4 аилилик хитай йәр һөддигәрни аилиси бойичә боғузлап өлтүрүш вәқәси, бай наһйисидә йүз бәргән өй тәкшүргили киргән хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси қатарлиқлар. Мана бу әһвални нәзәрдә тутқан муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, хитайниң қаттиқ зәрбә бериш һәрикити биләнму баш әгдүрәлмигән уйғур хәлқини, һашарға мәҗбурлаш арқилиқ тинҗитмақчи болуватқанлиқини илгири сүрмәктә. Тоқсуда йолға қоюлуватқан бу һашарға долқун һашар дәп нам берилишиму уйғур көзәткүчиләрниң юқириқи пәризиниң тоғрилиқини ишарәтлимәктә.