Көзәткүчиләр байдики вәқә гумандарлириға аит хәвәрләрдә “икки хил өлчәм” қоллинилғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз ирадә
2015.11.20
xoten-herbiy-saqchi-qoralliq.jpg Хитайниң хотәнгә йөткәп кәлгән қораллиқ күчлири. 2014-Йили 3-авғуст.
AFP


Париждики вәқәдин кейин хитай дөләт рәиси ши җинпиң, ташқи ишлар министири ваң йи, хитай мәркизи сиясий қанун комитетиниң секретари миң җйәнҗу вә хитай җамаәт хәвпсзлик министири го шинкун қатарлиқлар арқа - арқидин баянат берип бир яқтин ғәрбни террор мәсилисидә “икки хил өлчәм” қоллиниш билән әйиблисә, йәнә бир яқтин террорлуққа, бөлгүнчиликкә қарши күрәшни йәниму чиңитидиғанлиқини тәкитләшти.

Арқидинла йәни, җүмә күни тәңритағ хәвәрләр тори 28 нәпәр радикал унсурниң етип өлтүрүлгәнлики һәққидә хәвәр тарқатти. Улар бу терррор гурупписиниң чәтәлдики радикал бир тәшкилатниң биваситә қомданлиқи астида бундин 56 күн аввал байдики көмүр канға һуҗум қилған террорчилар икәнликини вә 28 нәпәр “террорчи” ниң нәқ мәйданда етип ташланғанлиқини хәвәр қилди. Бу бир һесабта хитай һөкүмитиниң һәм байда йүз бәргән вәқәни һәм шундақла уни пәйда қилғучиларни етип өлтүргәнликини тунҗи қетим дәлиллиши болуп һесаблиниду.

Байдики көмүр канда 9 - айниң 18 - күни вәқә йүз бәргәнлики тунҗи қетим истансимиз тәрипидин ашкариланған, әмма хитай мәтбуатлири бу һәқтә һечқандақ учур тарқатмиған.

Әйни чағда радиомиз зияритини қобул қилған йәрлик даириләр кан һуҗумидин кейин 3 аилилик 17 адәмниң қечип йүрүватқанлиқини билдүргән.

Хитай җ х министирлики 14 - ноябир өз торида бир учур елан қилип 13 - ноябир йәни уйғур районида елип барған из - қоғлап зәрбә бериш һәрикитиниң 56 - күнидә “террорчиларни толуқ йоқатқанлиқи” ни баян қилған. Кейин радиомиз йәрлик сақчилардин әһвал игиләш арқилиқ бу аталмиш “террорчилар” ниң бай көмүркан вәқәсидин кейин қечип йүргән гумандарлар болуши мумкинликини хәвәр қилған иди.

Бүгүн“тәңритағ тори” болса етип өлтүрүлгән террорчиларниң моса тохтинияз, мәмәт әйса башчилиқидики террорчилар икәнликини, уларниң байдики вәқәни чәтәлдики бир радикал тәшкилатниң биваситә қоманданлиқи билән елип барғанлиқини илгири сүрди.

Һалбуки, көзәткүчиләр нөвәттә хитай һөкүмити илгири сүрүватқандин башқа һечқандақ мустәқил тәкшүрүш нәтиҗиси йоқлуқини, шуңа вәқәни чәтәлдики бир радикал тәшкилатқа бағлашниң гуманлиқлиқини билдүрди.

Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ программиси” тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси грәг фрей мундақ деди: “мәнчә, пакитсиз берилгән вә шундақла һечқандақ бир мустәқил тәкшүрүшниң елип берилишиға йол қоюлмиған бир шараит астида берилгән һәрқандақ бир учурға соал қоюшимиз керәк. Бу интайин муһим. Хитай қораллиқ қисимлири бу қетимму қаримаққа уйғурларға ‛сотсиз өлүм‚ иҗра қилғандәк туриду. Униң үстигә, хитай һөкүмитиниң бу кишиләрни чәтәлдики радикал гуруппиларниң буйруқи билән қилған дегән сөзиниң өзиму гуман қозғайду. Чүнки, худди париждики һуҗумда көргинимиздәк, адәттә бундақ гуруппилар бирәр һәрикәт қилса, дәрһал униң җавабкарлиқини үстигә алиду. Лекин байдики вәқәни һечқандақ бир чәтәл террор оргини үстигә алғини йоқ. Бу хәвәрдә һечқандақ мустәқил учур йоқ, тәкшүрүш йоқ.”

Дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитиниң байдики вәқәни хәлқара террор органлириға четип қоюшини тәнқидлиди.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди бүгүн бу һәқтики сөзидә хитай һөкүмитиниң бу арқилиқ өзиниң райондики қаттиқ қоллуқ сиясәтлирини қанунлаштуруватқанлиқини ейтти.

Хитай һөкүмити париждики вәқәдин кейин ғәрб дөләтлири вә мәтбуатлирини террорлуқ мәсилисидә “икки хил өлчәм” қоллиниш билән әйиблигән иди.

Әмма тәтқиқатчи грәг әмәлийәттә хитай һөкүмити өзи террор мәсилисидә “икки хил өлчәм” қоллиниватиду, дәп қарайду. У мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң дуняни ‛икки хил өлчәм‚ ишлитиватиду, дәп әйиблиши мәнчә толиму һәҗвий. Уйғур елидики вәқәләрдә қилчиликму очуқ - ашкарилиқ йоқ, хитай һөкүмити мустәқил тәкшүрүшкә, соал қоюшқа, у йәрдики кишиләрниң бихәтәрликини сүрүштә қилишқа йол қоймайду. Шуңа мәнчә әмәлийәттә хитай һөкүмити өзи ‛икки хил өлчәм‚ ишлитиватиду.”

Бүгүн, мустәқил журналист, хоңкоңдики “хитай медийә қурулуши” программисиниң сабиқ тәтқиқатчиси чаң пиңму “германийә долқунлири” да елан қилған мақалиси арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүвтқан сияситини тәнқид қилди.

У париждики террорлуқ һуҗумидин кейин дуня җамаәтчиликиниң париж сақчилириниң вәқәни бир тәрәп қилиш услубини нәқ мәйдандин бирму - бир көрүп турғанлиқини, әмма уйғур елидә вәқә йүз бәргәндә, хитай өзи бундақ қилишқа йол қоймайдиғанлиқини әскәртип, хитайниң “икки хил өлчими” ни тәнқидлиди. У шундақла байдики көмүр канға һуҗум қилиш вәқәси һәм шундақла йүз бәргән башқа вәқәләрни тилға елип туруп “әлвәттә адәттики пуқралар нишан қилип елип берилған һәрқандақ бир террорлуқ һәрикәткә қаттиқ җаваб берилиши керәк. Әмма бу дегәнлик хитай һөкүмитиниң миллий сиясити тәнқидтин қутулуп қелиши керәк, дегәнлик әмәс” дәп әскәртти.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитму хәлқара җамаәтни, хитай һөкүмитиниң париждики вәқәни уйғурларға йүргүзүватқан сияситини ақлаш үчүн қоллинишидин агаһ болушқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.