Уйғурларниң “икки йүзлимичилик” кә қарши ипадә билдүрүшкә мәҗбурлиниши әйибләнди

Мухбиримиз меһрибан
2017.08.16
ipade-wede-ikki-yuzlimichi-qesem-1.jpg Уйғур аптоном районлуқ тәшвиқат-идийә-мәдәнийәт сепидикиләрниң “бөлгүнчилик” кә қарши коллектип ениқ позитсийә билдүрүш йиғинидин кейин өз вәдилирини билдүрүп имза қоюш паалийитидин көрүнүш. 2017-Йили 21-май, үрүмчи.
news.ts.cn

Бу йил әтиязда башланған һөкүмәт кадирлириниң “бөлгүнчиликкә қарши туруп, садақитини ипадиләш, това қилиш” һәрикити уйғур диярида 4 айдин буян давамлашмақта.

Фейсбук, ватсап қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда, даириләрниң бу һәрикити “хитай һөкүмитиниң уйғурлар кадирлириға ишәнмәслики вә уйғурларниң зәрбә обйекти қилинғанлиқиниң испати” дәп тәрипләнди.

Радийомиз зияритини қобул қилған уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, нөвәттә уйғур хәлқи милләт сүпитидә һәр хил сиясий бесим вә бастурушларға дуч келиватқан болуп, әң әқәллий кишилик һоқуқидинму айрилған һаләттә, сақчиларниң қоршави ичидики үсти очуқ түрмидә яшимақта.

15-Авғуст күни хитай таратқулиридин “шинҗаң гезити” дә үрүмчи шәһәрлик парткомниң муавин секретари илһам сабирниң “үч хил күч” вә “икки йүзлимичи” ләргә қарши қәтий күрәш қилайли сәрләвһәлик мақалиси вә аптоном районлуқ мәдәнийәт сарийи ишханисиниң әзаси мәмәттурсун әнвәрниң “шәмшәрни қинидин суғуруп, зораванлиқ, террорлуқ җинайитигә қаттиқ зәрбә беримиз” сәрләвһәлик мақалиси елан қилинди. Әйни бир күндә йәнә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитидә ишләйдиған 10 нәччә нәпәр миллий кадирниң аталмиш үч хил күчләргә қарши қәсәмнамигә имза қоюп, ипадисини билдүргәнлики хәвәр қилинди.

Үрүмчи шәһәрлик парткомниң муавин секретари илһам сабирниң мақалисидә тилға елинғандәк, уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләр кадирлириниң бу хил ипадә билдүрүш һәрикити бу йил 3- айниң ахири хотәнлик йеза кадири обулқасим мәттурсунниң “уйғур қериндашларға хитаб” намлиқ мақалиси елан қилинғандин кейин 4- айдин башлап һазирға қәдәр аз кәм 5 айдин буян, бу хил таратқуларда ипадә билдүрүш һәрикити кеңәйди. Хитай таратқулирида юқириси уйғур аптоном райони, һәтта хитай мәркизи һөкүмитидики уйғур әмәлдарлардин, төвини йеза кадирлири, башланғуч мәктәп оқутқучилириғичә хитай һөкүмитидин мааш алидиған һәрқандақ бир һөкүмәт хизмәтчиси тәрипидин йезилған “һөкүмәткә садақитини билдүрүш, өз-өзини тәкшүрүш” мәзмунидики тованамиләр барғанчә көпәйди.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, нөвәттә уйғур диярида давам қиливатқан бу хил һөкүмәт кадирлириниң “бөлгүнчиликкә қарши туруп, садақитини ипадиләш, това қилиш” һәрикити, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң мустәмликә қилинған земиндики өзи үчүн кәтмән чепиватқан уйғур қатарлиқ йәрлик милләт кадирлириниң садақитини синаш, уларға ишәнмәслик хаһишини ипадиләп беридиған болуп хитай дөлитиниң мустәмликә сиясити йүргүзүватқанлиқини етирап қилиши һесаблиниду.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң қаришичә, бу һәрикәт уйғур қатарлиқ йәрлик милләт кадирлириға қаритилған роһи җәһәттин зәрбә бериш һәрикити.

Дилшат ришит әпәнди бу хил сиясий һәрикәтниң елип берилишидики сәвәб һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң мустәмликә сиясити йүргүзүлүватқан районда өз һөкүмранлиқидин әнсирәш туйғуси билән, уйғурларға қарита йиллардин буян бу хил сиясий зәрбә бериш һәрикәтлирини йүргүзүп кәлгәнликини тәкитлиди.

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим, өзиниң кишилик һоқуқ оргининиң тәтқиқатчиси болуш сүпити билән бу хил сиясий һәрикәтләргә җиддий диққәт қилип келиватқанлиқини билдүрди.

Зубәйрә ханим бу хил тованамә яздуруш һәрикитиниң характери һәққидә тохтилип, буниң, хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғур миллитини дүшмән дәп қарайдиғанлиқини испатлап беридиғанлиқини билдүрди.

Зубәйрә ханимниң қаришичә, уйғур кадирлирини хитай һөкүмити билән өз миллити болған уйғурлар оттурисида таллашқа мәҗбур қилидиған бу хил сиясәт, йиллардин буян хитайниң һакимийәт системисида ишләватқан уйғур кадирлириға еғир роһи бесим елип келиду.

Қурултай баянатчиси дилшат ришит әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан һөкүмранлиқидин әнсириши вә җиддийлишиватқан уйғур вәзийити қатарлиқлар хитай һөкүмитини уйғур кадирлириниң садақитини синайдиған бу хил сиясий һәрикәтләрни елип беришқа мәҗбур қилған болсиму, әмма бу һәрикәтләрниң хитай һөкүмити арзу қилғандәк үнүм бәрмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Зияритимиз ахирида зубәйрә ханим йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан миллий бастуруш сияситини дуняға аңлитиш вә хәлқара җамаәт пикри арқилиқ хитайға бесим ишлитишниң зөрүрлүкини билдүрди.

Униң қаришичә, уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан уйғур кишилик һоқуқ программисиға охшаш хәлқара тәшкилатларниң нөвәттә уйғур диярида елип бериливатқан бу хил сиясий һәрикәтләргә һәр вақит җиддий диққәт қилиши вә мунасивәтлик һөкүмәт органлириға мәхсус доклат шәклидә йоллаш, уйғурлар учраватқан сиясий, мәниви вә маддий зулумни дуняға аңлитиш биләнла чәкләнмәстин, бәлки ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири вә органлири арқилиқ хитайға давамлиқ бесим қилиш зөрүр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.