Хитай зиялиси чен йоңминниң илһам тохти вә уйғурлардин кәчүрүм сорап язған мақалиси инкас қозғиди


2014.12.05
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ilham-toxti-sot-hokum.jpg Уйғур зиялийси илһам тохти хитай соти тәрипидин “дөләтни парчилаш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 2014-Йили 23-сентәбир, үрүмчи.
CCTV


Невйоркта хитай тилида чиқидиған “җоңго кишилик һоқуқ жорнили” да чен йоңминнниң хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялиси илһам тохти вә уйғурлардин кәчүрүм сорап язған мақалиси елан қилинди. Мақалә өткән һәптә бошүн, фәйсбок қатарлиқ тор бекәтлиридә тарқалғандин кейин охшимиған инкаслар барлиққа кәлди.

Америкидики уйғур зиялиси елшат һәсән әпәнди мақалә һәққидә тохтилип, нөвәттә хитай зиялилири арисида даириләрниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясити вә уйғурлар дуч келиватқан һәқсизлиқларни көрүп йетидиған зиялилар вә бу хил мақалиларниң йәниму көпийиши керәклигини билдүрүп, бу җәһәттә, илһам тохти вә униң саһиплиқидики "уйғурбиз"ториниң зор тарихи төһпә яратқанлиқини тәкитлиди.

Чәтәлләрдики хитай демократ зиялилиридин чен йоңмин тәрипидин йезилған"илһам тохти, биз саңа қәрздар!" намлиқ мақалә, өткән һәптидин буян көплигән аммиви тор бекәтлиригә тарқилип муназирә қозғиди.

Аптор чен йоңмин мақалисидә йеқинда хитай даирилири тәрипидин аталмиш"дөләтни парчилаш, милли өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш" җинайити билән әйиплинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялиси илһам тохтиға адаләт тәләп қилип, хитай һөкүмитини әйипләш билән биллә, хитай зиялилирини җүмлидин пүтүн хитай хәлқини һәққанийәткә чақирған.

Аптур бу һәқтә тохтилип," илһам тохтиға охшаш уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқлирини, течлиқ йоли билән өз язмилири арқилиқ ашкарә тәләп қилған бир зиялиниң өзини қанун дөлити дәп ативалған җоңго һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши, бу дөләтттә һәқ - адаләтниң дәпсәндә қилиниватқанлиқиниң испати. Бу әһвал йәнә бу хил адаләтсизликкә, қанунниң аяқ асти қилинишиға сүкүт қиливатқан, уйғурларниң милләт бойичә бастурулушиға көз юмуватқан хитай хәлқи үчүнму номус " дегән.

Аптур даириләр тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған илһам тохтиниң уйғурларниң әһвалини аңлитиш, уйғурлар еришишкә тегишлик қануний - һәқ һоқуқларни тәләп қилиштин башқа җинайити йоқлиқини тәкитләп мундақ дигән.

"Илһам тохти уйғурларниң виждани иди. Узун йиллардин буян у уйғур биз торида елан қилған мақалилири арқилиқ уйғурларниң әһвалини аңлатти. Хитай һөкүмитигә вә хәлқигә уйғурларниң қандақ яшаватқанлиқи вә нимә тәлипи барлиқини билдүрүшкә тиришти. Униң саһиплиқидики уйғурбиз тори уйғурлар билән хитай хәлқи арисида өз - ара чүшүнүштики көврүк иди.У җоңго мәркизи һөкүмитидин уйғурларға беришни вәдә қилған аптонумийилик һоқуқни тәләп қилди. Һөкүмәттин қанунға вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилишни тәләп қилди.Һәрқайси миләтләрниң баравәр һоқуқини тәләп қилди.Милли кәмситишни тохтитишни тәләп қилди. Әҗиба мана буларилһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинишидики аталмиш җинайи пакитлар болуп қалдиму? униң җинайити әшу миляртлап пара йигән хиянәтчи парихор әмәлдарларниң җинайитидинму еғирму?"

Аптур хитай һөкүмитиниң илһам тохтидәк течлиқ йоли арқилиқ уйғурларниң қануний һәқлирини адаләтни,милләтләр баравәрликини, кишилик һоқуқни тәләп қилған бир зиялини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилишиға хитай зиялилири вә хәлқиниң сүкүт қилмаслиқи керәклигини тәкитләп,"илһам тохти қараңғу түрмидә уйғур хәлқи үчүн азап чекиватиду, шундақла җоңго пуқралири үчүнму азап чекиватиду. Чүнки илһам тохтиниң азапи уйғурлар таритватқан күлпәтниң ипадиси болупла қалмастин бәлки биз хитай пуқралири учраватқан күлпәтниң өрники.Чүнки хитай пуқралириму бир инсан еришишкә тегишлик әркинликтин мәһрум қилинмақта. Илһам тохти тәләп қилған адаләт вә баравәрликни хитай хәлқиму тәләп қилмақта. Әмма бу дөләттики милләтләр ичидә әң чоң ниспәтни игиләйдиған хитай хәлқи илһам тохти уйғурлар тартиватқан азапниң сәвәбини техи һәқиқи тонуп йәтмиди. Мәйли биз хитай миллити халайли яки халимайли уйғурлар билән хитайлар оттурсидики милли зидйәтниң барғанчә кәскинлишишип кетишидә һәр биримизниң баш тартип болмайдиған мәсулийити бар. 60 Йилдин буян һөкүмәтниң милли сияситидики юқури бесимлиқ бастуруш давамлашмақта. Мана бу һаләт бүгүнки милли тоқунуш паҗиәсини кәлтүрүп чиқарди. Биз хитай миллити намидин илһам тохтиға вә уйғур хәлқигә, сән вә сениң хәлқиң учраватқан һәқсизликләрдә биз һәммимизниң мәсулийити вә сәвәнлиги(гунаһи) бар дийәлишимиз керәк" дегән.

Америкидики хитай вә уйғур вәзийити анализчиси, уйғурлар һәққидә хитайчә елан қилған мақалә - әсәрлири билән хитай оқурмәнлири арисидиму тонулған уйғур зиялиси елшат һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип, бир хитай зиялисиниң қәлими арқилиқ йезилған бу хил мақалиларниң хитай хәлқигә уйғурлар учраватқан һәқсизликләрни тонутушта техинму зор әмилйәткә игә икәнлигини билдүрди.

Елшат әпәнди сөзидә,нөвәттә хитай зиялилири арисида даириләрниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясити вә уйғурлар дуч келиватқан һәқсизлиқларни көрүп йетидиған зиялилар вә бу хил мақалиларниң барғанчә көпийиватқанлиқини билдүрүп, сияси анализчи ху пиң, бейҗиңдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җия қатарлиқларни мисалға елип өтти.

Елшат әпәнди йәнә илһам тохти вә униң саһиплиқидики "уйғурбиз"ториниң, уйғурлар учраватқан һәқсизлиқни тонуватқан адаләт туйғусиға игә игә хитай зиялилириниң көпийишигә вә хитай хәлқигә уйғурларниң әһвалини билдүрүштики тархи төһписини баян қилип, уйғурларниң нөвәттики әһвалини,тәлипини хитай демократлириға вә хитай хәлқигә аңлитишниң уйғур давасида муһим әһмийәткә игә икәнлигини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.