Илһам тохти гурупписи 2019-йилдики паалийәт пиланлирини оттуриға қойди

Мухбиримиз меһрибан
2019.01.03
ilham-toxti-guruppisi-ezaliri.JPG “илһам тохти гурупписи” әзалири йиғиндин кейинки зияпәттә. 2016-Йили 26-апрел, берлин.
RFA/Ekrem

Германийәдики “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң мәсули әнвәрҗан әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, 2018-йилниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруши әң еғир болған, милйонларчә уйғур лагерларға қамилип, илим адәмлири түркүм-түркүмләп тутқун қилинған, уйғурлар етник тазилашқа дуч кәлгән қабаһәтлик бир йил болғанлиқини илгири сүрди. У шундақ болушиға қаримай 2018-йилниң уйғур мәсилисиниң хәлқаралишиши күчәйгән бир йил болғанлиқини тәкитлиди. У башқа уйғур тәшкилатлириға охшаш “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниңму бу җәһәттә елип барған хизмәтлирини хуласилиди.

Әнвәрҗан әпәнди баянида “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң 2018-йиллиқ паалийәтлиридә хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш вә илһам тохти әпәндини “сахароф әркинлик мукапати”, “нобел тинчлиқ мукапати” қатарлиқ хәлқарада тәсири болған кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситиш ишлирини тилға елип өтти. У йәнә хитайниң “тәрбийәләш мәркәзлири” дәп аталған җаза лагерлириға қамалған уйғурларға әркинлик тәләп қилип уюштурулған муһакимә йиғинлири билән намайиш паалийәтлириниму санап өтти.

“илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң әзалиридин фирансийәдики париж шәһәр университетиниң профессори, кишилик һоқуқ паалийәтчиси мари һолисмән ханимму илһам тохти мәсилисини ғәрб демократик дөләтлиригә аңлитишта изчил һалда хизмәт қилип кәлгән паалийәтчиләрниң бири.

Марий һолисмән ханим илһам тохти әпәндини “нобел тинчлиқ мукапати”, “сахороф әркинлик мукапати” қатарлиқ хәлқаралиқ мукапатларға көрситиш хизмитиниң мәзкур тәшкилатниң муһим хизмәтлириниң бири икәнликини билдүрди.

Марий ханим баянида йәнә “илһам тохтини қоллаш гурупписи” вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә илһам тохтиниң 2018-йиллиқ “нобел тинчлиқ мукапати” ға көрситилгән 330 намзатниң бири болғанлиқини билдүрди.

Марий ханим йәнә “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң бундин кейинки паалийәтлиридә илһам тохти әпәндини кейинки йиллардики “нобел тинчлиқ мукапати”, “сахароф әркинлик мукапати” ға охшаш хәлқаралиқ мукапатларға давамлиқ намзат қилип көрситишниң әһмийити һәққидиму тохталди. У баянида хәлқарада тәсири зор болған бу хил мукапатларниң хәлқара җәмийәтниң илһам тохти мәсилиси арқилиқ уйғурлар вәзийитигә болған диққитини қозғаш вә ғәрб демократик һөкүмәтләрниң уйғурлар мәсилисидә хитайға бесим қилишида мәлум үнүми болидиғанлиқини илгири сүрди.

Әнвәрҗан әпәнди “илһам тохтини қоллаш гурупписи” ниң 2019-йилдики пиланлири һәққидиму тохтилип өтти.

У баянида илһам тохтини2019-йиллиқ “нобел тинчлиқ мукапати”, “сахароф әркинлик мукапати” қатарлиқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситиш вә илһам тохти муһакимә йиғинлири уюштуруш қатарлиқ паалийәтләрдә болидиғанлиқини билдүрди. У йәнә өзлириниң нөвәттә явропа парламенти вә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиридики тәсири күчлүк сиясий әрбабларниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини тәкитлиди.

Әнвәрҗан әпәнди сөзиниң ахирида йәнә илһам тохти әпәндини хәлқаралиқ мукапатларға көрситишниң хәлқара җәмийәтниң уйғур мәсилисигә болған диққитини йәниму күчәйтиштә муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

Аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.